• Асасий мақалилар
  • 15 Қыркүйек, 2022

Хәйрихаһлиқ вә адаләтлик йолида

Түнүгүн Нур-Султанда VII Дуниявий вә әнъәнивий динлар қурултийи өз ишини башлиди 

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Ақордида Рим Паписи Франциск билән учрашти. Алаһидә тәкитләш лазимки, бу Рим Паписи Францискниң таҗсиман вирусқа мунасивәтлик елан қилинған карантиндин кейинки чәт әлгә болған дәсләпки сәпири болуп һесаплиниду.
Учришиш алдида Понтификни Президент сарийида рәсмий қарши елиш рәсмийити өтти. Пәхрий қураллиқ ротисиниң башлиғи рапорт бәргәндин кейин, икки дөләтниң гимнлири орунланди. Қасым-Жомарт Тоқаев билән Рим Паписи Пәхрий қаравул алдидин өтүп, иккитәрәплимә музакириләр жүргүзүш үчүн «Шығыс» залиға барди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Католик чиркосиниң рәһбиригә һөрмәт көрситип, Қазақстанға кәлгини үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди.
Дөләт рәһбири Рим Паписи билән музакириләр жүргүзгәндин кейин «Қазақстан» мәркизий концерт залида гражданлиқ җәмийәт вә дипломатиялик корпус вәкиллири билән учрашти.
Президент бу елимиз үчүн тарихий күн екәнлигини тәкитләп өтти.
— Рим Паписи Франциск Қазақстанға дәсләпки қетим апостоллиқ сәпәр билән кәлди. Бийил Қазақстан вә Ватикан арисидики дипломатиялик мунасивәтниң орниғиниға 30 жил толди. Сизниң сәпириңиз мошу шанлиқ вақиәгә тоғра кәлди. Биз бу сәпәргә алаһидә әһмийәт беримиз. Сәвәви, бүгүнки бизниң учришишимиз һәрхил саһалардики һәмкарлиғимизни йеңи дәриҗигә көтириду, — деди Президент.
 Қасым-Жомарт Тоқаев инсанийәт мәнпийити йолидики Понтификниң ирадиси вә күч-ғәйритини қәйт қилди. 
— Сиз Қазақстанға инсанийәт тарихидики чоң өзгиришләр йүз бериватқан пәйттә кәлдиңиз. Һәрхил мәдәнийәтләр вә динлар вәкиллириниң течлиқ, иҗтимаий уйғунлуқ вә бир-бирини қоллаш йолида адәмләрни бириктүрүш үчүн даналиқ билән ирадә намайиш қилиш пәйти кәлди дәп ойлаймән, — деди Дөләт рәһбири.
 Қазақстан Президенти Мустәқилликниң 30 жилида «Бирлигимиз –һәрхиллиғимизда» қаидисигә асасланған этносларара вә динларара разимәнлик моделини қелиплаштурғанлиғини ейтти.
— Һазир Мәркизий Азия әллири арисида католикларниң әң көп вәкили Қазақстанда туриду. Христианлар башқа динлар билән биллә төзүмлүк вә өзара һөрмәтни қәдир тутидиған Адаләтлик Қазақстанни қурушқа чоң төһпә қошуватиду, — деди Президент.
 Дөләт рәһбири Дуниявий вә әнъәнәвий динлар лидерлириниң қурултийини өткүзүш Қазақстанниң дуниядики разимәнлик вә диалогни тәминләшкә қаритилған ирадисиниң бир көрүнүши екәнлигигә диққәт бөлди.
— Президент сөзини хуласиләп, қурултайға католик чиркоси рәһбириниң қатнишиши униң утуқлуқ өтүшигә тәсир қилип, пүткүл дуниядики католиклар қәлбигә хошаллиқ вә шатлиқ һәдийә қилидиғиниға ишәнчә билдүрди.
 Униңдин кейин Рим Паписи Франциск сөз сөзлиди. У қедимий қазақ йеригә қилған апостоллиқ сәпиригә қанаәтләнгәнлигини изһар қилди.
— Силәрдә «Бәрикәт асаси – бирликтә» дегән сөз бар. Бу һәммә йәрдә, болупму мошу йәрдә әһмийәтлик чүшәнчә екәнлиги сөзсиз. Әлдә 150кә йеқин этникилиқ топ вә сәксәндин ошуқ тил бар. Тарихи, мәдәнийити вә диний әнъәнилири һәрхил бу хәлиқләр бирлишип, адәм ейтса, ишәнмәйдиғандәк достлуқ орнатқан. Қазақстанни көпмилләтлик, мультимәдәнийәтлик, көпконфессиялик қутлуқ маканға айландурди вә бу дөләтниң Учришишлар ели дегән алаһидә намиға мувапиқ келиду», — деди Понтифик.
 Католик чиркосиниң рәһбири Касым-Жомарт Тоқаевниң өлүм җазасини мәнъий қилиш қарарини қоллиди. Униң пикричә, бу һәрбир шәхсниң үмүт қилиш һоқуқи йолидики инсан һаятиниң қәдрийитини көрситиду.
Рим Паписи һазирқи геосәясий тоқунушлар шараитида муһим һаҗәт диалогни қоллаш үчүн дипломатиялик ирадини җанландурушқа чақирди.
— Зиддийәтләрни овҗ алдурмаслиқни үгинидиған, блокларниң бир-биригә қаршилиғини күчәйтишни тохтидиған вақит кәлди. Бизгә хәлиқара дәриҗидә хәлиқләр арисидики өзара чүшәнчә вә диалогқа тәсир қилалайдиған вә «Хельсинки роһини» қайта риваҗландуридиған, мультилатерализмни күчәйтишкә интилидиған, яш әвлат үчүн турақлиқ һәм течлиқ һаятни тәминләйдиған лидерлар һаҗәт. Буниң үчүн һәммиси билән чүшәнчә, төзүмлүк вә диалог керәк. Тәкрарлап ейтимән, һәммиси билән, — деди Рим Паписи. 
 Понтифик қуралсизлиниш, ядролуқ қурални тарқатмаслиқ, ихтисатни углеводородлардин аҗритиш вә альтернатив энергия мәнбәлиригә инвестиция селиш бойичә Қазақстанниң ирадисини жуқури баһалиди.
— Динларара диалог орнитиш иши билән биллә мошуниң һәммиси инсанийәтниң келәчиги үчүн терилгән үмүт дени. Хасийәтлик Тәхт мошу йолда силәрни қоллайду, — деди Рим Паписи.
 Католик чиркосиниң рәһбири сөзиниң ахирида Қасым-Жомарт Тоқаевқа меһмандостлуғи үчүн миннәтдарлиқ изһар қилип, елимизгә течлиқ вә бирлик тилиди.
 Учришиш ахирида Қазақстан Президенти Понтификқа иллиқ тиләклири вә елимизгә дегән һөрмити үчүн, шундақла мәзмунлуқ сөзи үчүн  тәшәккүр изһар қилди.
***
Дөләт рәһбири VІІ Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң қурултийиға тәкливини қобул қилғанлиғи үчүн «Әл-Азһар» ислам университетиниң алий имами шейх Ахмад ат-Тайебқа миннәтдарлиқ изһар қилди. 
«Биз өзиңиз башқуруватқан «Әл-Азһар» университетини ортақ динисиз — ислам қәдрийәтлирини тәшвиқат қилидиған «мәшъәл» сүпитидә билимиз. Шуңлашқа толерантлиқ, сәвирчанлиқ, меһриванлиқни байрақ қилип тутқан мәркәз өлималарниң бүгүнки Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң учришишиға қатнишиши биз үчүн муһим», деди Президент.
 Қасым-Жомарт Тоқаев алий меһманға ислам билиминиң ордиси вә диний экстремизмға қарши һәрикәт мәркизи һесаплинидиған «Әл-Азһар» университетида қазақстанлиқ студентларниң билим елишиға яритилған шараитларни жуқури баһалайдиғанлиғини ейтти. Шуниң билән биллә «Әл-Азһар» Қазақстанда ислам билими билән тәтқиқатларниң тәрәққиятиға чоң төһпә қошуп келиватқанлиғини алаһидә тәкитлиди.
 Келәр жили султан Бейбарсниң туғулғиниға 800 жил толиду. Дөләт рәһбири мошу тәвәллудни нишанлаш даирисидә Қазақстанниң Қаһирәдики султан Бейбарс мечитини қайта җөндәшкә үлүш қошидиғанлиғини ейтти. 
Өз новитидә, «Әл-Азһарниң» Алий имами Президентқа Мисир Президентиниң салимини йәткүзди.
                            ***
 Дөләт рәһбири БМТ Баш кативиниң Цивилизацияләр альянси бойичә Алий вәкилини қобул қилди.
Учришишта VII Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң қурултийи күн тәртивигә вә Қазақстан билән БМТ Цивилизацияләр альянси арисидики һәмкарлиқни буниңдин кейин тәрәққий әткүзүш мәсилилири муһакимә қилинди.
 Дөләт рәһбири Мигель Анхель Моратиносқа Қазақстанға кәлгини үчүн вә форумни өткүзүшни дайим қоллап-қувәтлигини үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди. Шундақла Альянсниң течлиқ, разимәнлик мәдәнийитини риваҗландурушқа вә адәмләрни бириктүрүшкә қаритилған күч-ғәйритини алий баһалиди. 
 БМТ Баш кативиниң Алий вәкили Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң Дөләт рәһбири VII Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң қурултийиниң алий дәриҗидә уюштурулуватқанлиғини тәкитләп, течлиқ, разимәнлик вә динларара диалогни күчәйтишкә тәсир қилидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
                         ***
Президент Кавказ мусулманлири башқармисиниң рәисини қобул қилди.
 Учришишта конфессияара диалог хәлиқара җамаәтчиликни бирләштүрүш йоллирини бирлишип издәшниң муһим васитиси екәнлиги ейтилди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң қурултийи аләмдики ховуп-хәтәрләргә бирлишип қарши турушқа тәсир қилип, милләтләрара разимәнликни, течлиқ вә турақлиқни күчәйтишкә үлүш қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
 Шундақла Дөләт рәһбири қериндаш Қазақстан вә Әзәрбәйҗан хәлиқлири арисидики достлуқ вә һәмкарлиқ алақиларни күчәйтишниң муһим екәнлигини ейтти.
 Кавказ мусулманлири башқармисиниң рәиси Қасым-Жомарт Тоқаевниң йеқинда Бакуға болған сәпириниң нәтиҗилиригә иҗабий баһа бәрди. Шундақла Қазақстанниң динлар вә цивилизацияләр диалогини тәрәққий әткүзүшкә чоң үлүш қошқанлиғини тәкитлиди. 
***
Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Иерусалим патриархи Феофил ІІІ билән учрашти. 
«Дөләт рәһбири Иерусалим патриархи Феофил ІІІ билән учрашти. Сөһбәт давамида тәрәпләр динларара вә конфессияләрара диалогни илгирилитиш мәсилилирини муһакимә қилди. Президент патриахқа VІІ Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлириниң қурултийиға қатнишидиғанлиғи үчүн һәм мәзкүр форумниң мәхсәтлирини шәхсий өзи қоллап келиватқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди», – дәп тәкитләнгән хәвәрдә.
Феофил ІІІ Қасым-Жомарт Тоқаевқа Қазақстанға тәклип қилғини үчүн тәшәккүр изһар қилди. Патриарх қурултайға үчинчи қетим қатнишиватиду. У дуния лидерлириниң течлиқни, разимәнликни, өзара һөрмәт чүшәнчилирини илгири сүрүш үчүн қәтъий қарарларни қобул қилишиниң муһим екәнлигигә алаһидә көңүл бөлди.
 «Алий меһман қурултай ишиниң нәтиҗилири течлиқни күчәйтиш йолида ениқ йөнилишләрни тәйярлашқа тәсир қилидиғиниға ишәнчә билдүрди», – дәп тәкитләнгән әхбаратта.

2194 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы