• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қыркүйек, 2022

“Хәлиқ юристи” умуммиллий акцияси өтти

Алмутида вә Қазақстанниң башқиму чоң шәһәрлиридә һәм регионлирида һоқуқ саватини ашурушқа вә гражданларға юридик ярдәм көрситишкә қаритилған “Хәлиқ юристи” һәқсиз умуммиллий акцияси өтти. Кәң миқияслиқ мәзкүр һоқуқ акциясини Қазақстан Җумһурийитиниң коррупциягә қарши күришиш бойичә Агентлиғи, Zakon.kz тармақлиқ нәшри, “Параграф” әхбарат системиси, дөләт һакимийәт органлири, тонулған юристлар вә адвокатлар уюштурди.
Қазақстанда 2016-жилдин тартип дунияда йоқ надир лайиһә өткүзүлмәктә. Мошу вақит ичидә униңға йәттә миңдин ошуқ юрист вә дөләт органлириниң рәһбәрлири иштрак қилди, йүз миңдин ошуқ граждан һәқсиз юридик ярдәм алди. 
Җәнубий пайтәхтниң ALMATY ARENA муз сарийида өткән бу қетимки “хәлиқ юристи” умуммиллий акциясигә һоқуқниң һәрхил саһалири бойичә (җинаий иш, гражданлиқ, йәр, турушлуқ өй, әмгәк, банк, йәр, селиқ, аилә-нека вә башқилар) паалийәт елип бериватқан йүздин ошуқ әң яхши юрист қатнашти.
Мәрасимға адвокатлар, прокурорлар, тәргәвчиләр, полиция хадимлири, гражданлардин ташқири дөләт органлириниң рәһбәрлири – шәһәр наһийәлириниң һакимлири, департаментлар вә башқармилар, шу җүмлидин һоқуқ қоғдаш вә сот органлири, коррупциягә қарши күришиш идарилириниң рәһбәрлири қатнашти. Униңда юристлар мәслиһәтләрни бәрсә, дөләт органлири гражданларни қобул қилди.
Чарә-тәдбиргә кәлгүчиләрни сани наһайити жуқури болди. Алдин-ала мәлумутлар бойичә, уларниң сани бәң миңға йәткән. Юристларниң ярдимигә һәм мәслиһитигә муһтаҗ болған шәһәр турғунлириниң арисида аһалиниң иҗтимаий җәһәттин һал-оқити төвән қатламлири – көпбалилиқ аилиләрниң анилири, турмуши начар адәмләр, ялғуз анилар, студент яшлар, имканийити чәкләнгән шәхсләр, тиҗарәтчиләр болди.
Алмута шәһәрлик коррупциягә қарши күришиш бойичә идариниң рәһбәрлиги мәрасимниң бешидин тартип та ахириғичә болди. Идариниң рәһбири вә униң орунбасарлири гражданларниң соаллириға вә мураҗиәтлиригә беваситә җавап бәрди.
Умумән алғанда “Хәлиқ юристи-2022” умуммиллий иҗтимаий әһмийәткә егә акция давамида миңлиған қазақстанлиқ һоқуқ ярдимини алалиди.
 

97 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы