• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қыркүйек, 2022

Йеңи мәвсүм – йеңичә ташланған қәдәм

Йеқинда Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри өзиниң 89 мәвсүмини атақлиқ чех язғучиси Карел Чапекниң «Мәшһур Гален» пьесиси билән ачти. Шу мунасивәт билән театр мәмурийити аммивий әхбарат васитилири үчүн мәтбуат-конференциясини уюштурди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Мәтбуат-конференция давамида театр мудириниң вәзиписини орунлиғучи Дилмурат Баһаров, театрниң бәдиий рәһбири, Қазақстанниң Хәлиқ артисти Мурат Әхмәдиев вә трагифарс жанрида йезилған “Мәшһур Гален”  спектаклиниң баш режиссери Гауһар Адай билән униң қойғучи һәм кийим-кечәкләр бойичә рәссами Гүлдана Журкабаева, әсәрни рус тилидин тәрҗимә қилған театрниң Әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар Насирова вә рольларни иҗра қилғучи бирқатар актерлар журналистларниң соаллириға җавап бәрди. Бу йәрдә, биринчидин, журналистларни театр мәмурийитини немә үчүн мәвсүмни жилдиқи әнъәнә бойичә миллий классик әсәр билән әмәс, бәлки Европа язғучисиниң иҗадийити билән башлиғанлиғи, иккинчидин, пьеса муәллипи Карел Чапекниң бу әсәр тәрҗимә қилиш җәриянида немишкә «Мәшһур Гален» дәп аталғанлиғи қизиқтурди. 


– Мошундақ соалларниң қоюлушини күткән едуқ, – деди Дилмурат Нурәхмәтоғли. – Буниң өзигә чушлуқ сәвәплири бар. Биз һәргиз уйғур хәлиқ классикилиридин баш тартмаймиз. Театр мәвсүмини европилиқ драматургниң иҗадийити билән башлаш тоғрилиқ қарарни кәсипдашлиримиз, болупму яш талант егилириниң йеңи қирини ечишқа дегән интилиши беваситә сәвәп болди. Биз турақлиқ рәвиштә театр репертуарини кәңәйтип, йеңилап, хәлиқара дәриҗигә чиқип, театр трендлирини қолға кәлтүрүшни планлаватимиз. Бизниң тамашибин йеңи мәвсүмниң ечилишини тәқәзалиқ билән күтти вә кәсипдашлиримниң әмгигини жуқури баһалайду, дәп үмүт қилимән. Һәммиңларни йеңи мәвсүмниң барлиқ спектакльлириға тәклип қилимән һәм бизгә болған ишәнчәңларға чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән.
Әнди пъеса мавзусиға кәлсәк, бу дуниявий тәҗрибидики, йәни тәрҗимә қилиш давамида турақлиқ орун алидиған әһвал. Карел Чапекниң бу әсәрини тәрҗимә қилишта биз мошу мавзуни тоғра көрдуқ. Бу йәрдә һечқандақ қанунни яки муәллиплик һоқуқни бузуш йоқ. Әлвәттә, шәхсән мән бу мәсилидә кәспий мутәхәссисләр билән мәслиһәтләштим. Уларму бизниң ишимизда һечбир хаталиқниң йоқ екәнлигини тәкитлиди.
Андин кейин сөз алған башқиму натиқлар әсәрни тәйярлаш җәрияни вә өзлириниң тәсиратлири билән бөлүшти. Мәсилән, режиссер Гауһар Адай билән болған сөһбитимиздә, у театр коллективиниң өмлүгигә вә у йәрдә ишләватқанларниң көпчилиги яшлар болушиға қаримай, уларниң сәнъәткә болған қизиқишиниң жуқури дәриҗидә екәнлигини алаһидә тәкитлиди.
– Пъесини репетиция қилиш вақти интайин қисқа болсиму, бирәр қетим өзара бир-биримиз билән «сән-пән» дейишмигәнлигимизгә һәйран қалдим, – дәйду Гауһар Адай. – Талай театрларда ишләп жүримиз, мундақ инақлиқни, растимни ейтсам, биринчи қетим көрүватимән. Әлвәттә, мошу йәрдә театр мудириғиму рәхмәт ейтиш орунлуқ. Униң һәртәрәплимә қоллап-қувәтлиши нәтиҗисидә ишимиз оңушлуқ болди. Болупму, йетишмигән нәрсиләрни вақтида йәткүзүп турди. Бизни һазир қизиқтуридиғини, әң муһими, тамашибинниң баһаси.
Әнди беваситә спектакльға кәлсәк, у урушқа җиддий тәйярлиқ көрүлүватқан бир пәйттә бәлгүсиз ағриқниң пәйда болуши билән башлиниду. Даваси йоқ бу кесәлгә медицина аҗизлиқ қилидудә, пәқәт әсәрниң баш қәһримани Гален исимлиқ адәттики дохтур шу ағриққа дора тапиду. Шу арқилиқ аддий пухраларни сақайтишқа башлайду. Бирақ Гален әмәлиятта тапқан шипасини һәммә адәмләргә пайдилиништин ваз кечип, адәмзатниң бешиға еғир күлпәтләрни елип келидиған урушқа қарши пайдилинишни тоғра көриду. Шу арқилиқ у дуния һөкүмранлиридин, һәммә урушларни тохтитишни тәләп қилиду. 


Намәлум кесәл вақтида адәмләрниң өзара мунасивити ипадиләнгән әсәрдә көп нәрсиниң вәзийәткә бағлиқ екәнлигини биливелиш тәс әмәс. Мәсилән, барчиниң бешиға күн чүшкәндә, адәмләр пәқәт өзлириниң ғемидә қалидиғанлиғини ениқ чүшинишкә болиду. Умумән, чех драматурги Карел Чапекниң бир әсирдин ошуқ вақит илгири йезилған әмгигиниң һеликәм өз әһмийитини йоқатмай келиватқанлиғи йәнә бир қетим өз ипадисини тапти. Гален ролини ойниған яш актер Муһидин Варисов шипакарниң ички-дуниясини очуқ ечип бериду. У давасини тапқан кесәлниң дорисини пәқәт сәясәткә мунасивити йоқ инсанларға пайдилиниш арқилиқ, урушхумарларға чәксиз өчмәнлигини ечип көрситиду. Лекин, дәсләп униң хаһишиға қулақ салидиған адәм тепилмисиму, һөкүмран маршалниң өзи ағриғандин кейинла һәммини толуқ чүшиниду. Бирақ шуниңға қәдәр ағриқни давалашниң сирини биливелишкә тиришқанлар аллибурун уни қамаққа алған еди. У шу чағда “Һөрмәтлик диктаторлар, Лилиенталь клиникиси таптуқ дәватқан дорини тәйярлашниң сирини пәқәт мән билимән. Урушни тохтитиңлар! Әгәр силәр урушни тохтатмисаңлар, мән бу жуқумлуқ кесәлни давалимаймән, дориниму һечкимгә бәрмәймән. Шуниң үчүн дунияниң барчә һөкүмдарлири, урушни тохтитиңлар!” дәп зарлайду.
Мана мошундақ бир вақиәликни өз ичигә алған әсәр биз йеқиндила бешимиздин өткүзгән таҗсиман вируси вә һазир дунияйүзидики геосәясий вәзийәтләрни көз алдиңизға кәлтүриду. Униңдин биз қанчилик савақ алдуқ, һазирчә намәлум, амма язғучиниң һелиму өз әһмийитини йоқатмай келиватқан әсәр яратқанлиғиға қайил болмай мүмкин әмәс. Шундақла бу әһвални толуқ чүшәнгән һалда шу әсәр билән уйғур тамашибинлирини тонуштурушни нийәт қилған театр мәмурийитигигә, әлвәттә, һәммә миннәтдардур. Бирақ бу әсәр маһийитини тамашибин арисида тоғра чүшәнгәнләрму һәм чүшәнмигәнләрму болғанлиғи һәқ. Бу тәбиий әһвал. Чүнки биз миллий театримизда асасән миллий әсәрлиримизни тамашә қилип үгинип қалған. Әнди театрниң йеңи мәвсүмидә – йеңичә ташлиған қәдиминиң утуқлуқ болушиға ишәнчимиз камил. 
Ахирида ейтаримиз, чех язғучиси Карел Чапекниң «Мәшһур Гален» әсәридә рольларни иҗра қилғучилар — театрниң пешқәдәм актерлири Реһангүл Мәхпирова, Турдибүви Аблизова билән бирликтә яшлардин Халмурат Мунаров, Рисам Мамутов, Шарванәм Сабитова, Алийәм Ибдиминова, Эмина Рәхмәтҗан, Ялқун Ярмуһәмәтов, Ризат Мамутов вә башқиларниң өзлиригә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин мувапәққийәтлик  чиқти, дәп ейталаймиз.
Спектакль ахирида Қазақстан хәлиқ артисти, М.Әвезов намидики қазақ драма театриниң бәдиий рәһбири  Асанәли Әшимов сәһнигә көтирилип, әсәр тоғрисидики тәсиратлири билән бөлүшти. У өз нутқида театр коллективиға иҗадий утуқ тиләп,  техиму егиз пәллиләрдин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүрди.

Сүрәтләрдә: 1. Мәтбуат-конференцияси.  2. Дохтур Гален (оттурида). 3. Спектакльдин көрүнүш.

428 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы