• Президент Мәктүби: парлақ келәчәк капалити
  • 22 Қыркүйек, 2022

Яшлиримизни күчлүк һәм утуқлуқ милләт болушқа чақирди

Қазақстан мустәқиллик алған дәсләпки қәдәмлиридин башлапла яш әвлатни заман тәливигә лайиқ гражданлардин қилип тәрбийиләшкә алаһидә көңүл бөлүп кәлгән еди. Нәтиҗидә мустәқилликниң оттуз жили ичидә билим тәһсил көрүп, җәмийитимизниң һәрхил саһалирида адил хизмәт қилип, пәқәт елимиздила әмәс, бәлки униң сиртидиму кәң тонулған онлиған, йүзлигән яшлиримиз йетилип чиқти. Улар Қазақстанниң дуниядики мәртивисини көтириштә, абройини ашурушта муһим роль ойниди. Һазирму биз әйнә шундақ аң-сәвийәси үстүн, мәдәнийәтлик, оқумушлуқ, инсаплиқ, ишләмчан, инсанпәрвәр, шуниң билән биллә өз ана тилини, хәлқиниң тарихини, мәдәнийитини һөрмәтләйдиған, милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр яшларға муһтаҗмиз. Пәқәт бу йәрдә шу яшлиримизға болған ғәмхорлуқни күчәйтип, уларниң җәмийәттә өзигә мунасип орнини тепишқа яр-йөләк болушимиз керәк. Әлвәттә, бу йәрдә уларға болған ғәмхорлуқниң дөләт миқиясида әмәлгә ашурулуши тәләп қилиниду. Бу әснада һәрхил дөләтлик программилар, акцияләр вә башқиму иш-һәрикәтләр даирисидә яшларниң һәртәрәплимә вә жуқури дәриҗидә билим елишиға, һалал әмгәк қилип, униң һалавитини көрүшигә, аилә қуруп, хатирҗәм яшишиға барчә имканийәтләр яритилип кәлди. Новәттики вәзипә – шуни йәнә давамлаштуруш. 
Йеқинда Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң қазақстанлиқларға йоллиған «Адаләтлик дөләт. Бирпүтүн милләт. Хатирҗәм җәмийәт» Мәктүбидиму «яшларни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләш – бизниң муқәррәр йөнилишлиримизниң бири», дәп яшлиримизға чоң үмүт бағлиған еди. Буниңдин илгириму Президентимизниң «Яшлар жили» мунасивити билән «һәрқандақ дөләтниң тапавити өз пухралириниң шәхсий тирикчилигидин тәшкил қилиниду. Кимки алдиға қойған мәхситигә қол йәткүзүп, өз қабилийитини ашурса, дөләтму тапавәтлик болиду. Бүгүнкидәк риқабәткә қабилийәтлик заманда һечким туғулупла тапавәтлик болалмайду вә униңға капаләтликму берәлмәйду. Униң үчүн дайим издиништә болуп әмгәк қилишиң, өз-өзәңни риваҗландурушиң керәк» дәп ейтқан сөзлири шу яшлиримизға қаритилғандур. У яшларниң һәрхил саһаларда әмгәк қилип, һәрқайсиниң өз кәспиниң барлиқ қир-сирлирини өзләштүрүшкә интилишиниң муһимлиғини, уларниң пәқәт Қазақстандила әмәс, бәлки униң сиртидиму риқабәткә тақабил болуши керәклигини алаһидә тәкитлиди. Дөләт рәһбириниң йәнә «Әң муһими – адил әмгәк. Биз мошуни яхши чүшинидиған әвлатни тәрбийилишимиз зөрүр. Идеологиялик ишта мошу мәсилигә чоң диққәт бөлүш лазим» дегән сөзлиридә чоң мәна бар. Биз һәқиқәтәнму яшлиримизни бекарчилиқ, оғрилиқ, парихорлуқ охшаш җәмийитимизгә зит келидиған нуқсанлардин сақлап, уларни һалал әмгәк қилишқа, алған билимини пайдиланған һалда, йеңилиқлар яритишқа, қисқиси, өз елигә адил хизмәт қилишқа дәвәт қилишимиз лазим. Жуқурида тәкитләп өткинимиздәк, бу йәрдә уларға болған ғәмхорлуқни күчәйтиш муһим әһмийәткә егидур.
Қазақстан – көпмилләтлик дөләт. Униң 30 жиллиқ тарихқа егә Конституцияси мәмликитимиздә яшаватқан барлиқ милләтләргә, шу җүмлидин биз, уйғурларғиму, ана тилимизни сақлаш, маарипимизни, мәдәнийитимизни, әдәбиятимизни риваҗландуруш вә тәшвиқ қилиш, шу җүмлидин яш әвлатлиримизни миллий роһта тәрбийиләш һоқуқлирини бәрди. Бу, әлвәттә, бизниң милләт, хәлиқ болуп сақлинип қелишимиз үчүн чоң имканийәттур. Бизму шу яшлиримизға болған ғәмхорлуғимизни елимизниң асасий қануни, Дөләт рәһбиримизниң Мәктүплири, һөкүмитимизниң түрлүк мәзмундики Программилири даирисидә техиму күчәйтишимиз лазим. Буниң үчүн, биринчи новәттә, җай-җайларда балилар бағчилирини ечишқа вә уларни лазим болған васитиләр вә кадрлар билән тәминләшкә, шуниңдәк оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәплиримиздә билим еливатқан балилиримизниң санини көпәйтип, уларниң билим сапасиниң өсүшигә, шу әвлатлиримизға тәлим-тәрбийә бериватқан муәллимлиримизни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп, рәғбәтләндүрүшкә вә башқиму ишларға барлиғимиз бирлишип күч чиқиришимиз һаҗәт. Бу җәһәттә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида мәркәз рәһбәрлигиниң тәшәббуси билән қурулған «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» Аналитикилиқ мәркизиниң елип барған иш-паалийәтлири диққәткә сазавәрдур. Шундақла яшлиримизниң кәспий вә алий оқуш орунлириға чүшүп, кәсип егилишигә һәмкарлишишму һәрқайсимизни ойландуридиған муһим мәсилиләрниң йәнә бири. 
Буниңдин ташқири, җәмийитимизниң башқиму саһалирида әмгәк қилип, көзгә көрүнүп келиватқан һәм хәлқимизни, елимизни дунияға тонутуватқан яшлиримизни маддий вә мәнивий қоллап-қувәтләшму муһим вәзипиләрниң биридур. Болупму илим-пән, әдәбият, мәтбуат, сәнъәт охшаш миллий қәдрийәтлиримизни сақлап қелишта һәл қилғучи роль ойнайдиған саһалардики яшлиримизниң тәләп-еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш, йәни уларниң әмгәклирини җарий қилиш вә рәғбәтләндүрүш йөнилишидә ишларни елип бериш – кечиктүрүп болмайдиған вәзипиләрниң бири екәнлигини әстә сақлиғинимиз купайә. 
Хуласиләп ейтқанда, һәрқандақ бир хәлиқниң тәғдири, биринчи новәттә, әйнә шу хәлиқниң өз қолида екәнлиги талашсиз. Бу һечқандақ бир инкар қилип болмайдиған факттур. Шуниң үчүн бу муқәддәс вәзипини пәқәт яшлиримизни қедимий әнъәнилиримиз вә өзимиз яшаватқан муһитниң шәрт-шараити һәм тәләп-еһтияҗлири роһида өстүрүш вә тәрбийиләшниң лазим екәнлигини, өзини шу яшаватқан мәмликәтниң яритип бериватқан мүмкинчиликлиридин, униң бериватқан һоқуқлиридин тоғра пайдилинишни чүшинидиған, шундақла өзини шу милләтниң һәқиқий вәкили дәп аңлиқ сезәләйдиған адәмниң атқуралайдиғанлиғи талашсиз. Йәни Дөләт рәһбири ейтқандәк, һәрқайсимиз дөләт бирлигини һәртәрәплимә мустәһкәмлисәк вә униң адаләтлик принциплириға қәтъий әмәл қилсақ, күчлүк һәм утуқлуқ милләт болалаймиз.
 
Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
 Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң 
йетәкчи илмий хадими, 
филология пәнлириниң намзити.
 

463 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы