• Президент Мәктүби: парлақ келәчәк капалити
  • 22 Қыркүйек, 2022

Қәдирийәтлиримизни қәдирләйли

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң бийил қазақстанлиқларға йоллиған «Адаләтлик дөләт. Бирпүтүн милләт. Хатирҗәм җәмийәт» Мәктүби елимизни түп-асаста йеңилашқа, йеңи Қазақстан қурушқа қаритилған новәттики әһмийити наһайити зор мураҗиәттур. Униң илгәрки «Йеңи Қазақстан: йеңилаш вә йеңилиниш йоли», «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар – дөләтниң гүллинишиниң мустәһкәм һули» қатарлиқ башқиму Мәктүплири Қазақстан мустәқиллигини вә униңда яшаватқан хәлиқләр бирлигини, достлуқ вә разимәнлик қәдрийәтлирини мустәһкәмләшкә, қазақстанлиқларниң турмуш шараитини техиму яхшилашқа, җәмийитимизниң барлиқ саһалирини риваҗландурушқа, умумән, Қазақстанниң дуния миқиясидики абройини йәниму ашурушқа йүзләнгәнлиги ениқ. 
Дөләт рәһбири бу қетимқи Мәктүбидә, болупму билим саһасиға болған диққәтни ашурушқа чақирип, һәрбир қазақстанлиқ мәктәп оқуғучисиниң оқуш вә һәртәрәплимә риваҗлиниши үчүн мунасип шараитқа егә болуши керәклигини, шундақла адаләтлик Қазақстанни қурушта мәктәп муәллимлириниң һәл қилғучи роль ойнайдиғанлиғини алаһидә тәкитләп өтиду. Әлвәттә, һазирқи дәвирдә яш әвлатлиримизни миллий қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик вә миллий қәдрийәтләр роһида тәрбийиләш муһим әһмийәткә егидур. Бу җәһәттә анатиллиқ мәктәплиримиз билән  синиплиримизниң асаслиқ роль ойнайдиғанлиғи мәлум. Чүнки бүгүнки күндә миллий маарипимизниң, әдәбиятимизниң, сәнъитимизниң, умумән, келәчигимизниң тәғдири әйнә шу оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәплиримизниң моҗут болушиға бағлиқ болмақта, йәни уларни бир-биридин аҗритип қараш әсли мүмкин әмәс. 
Мән өзәм әслидә сәнъәт йолини мәктәптә оқуп жүргән чағлиримдила таллидим. Мәктәпни тамамлап, Уйғур наһийәлик «Арзу» хәлиқ ансамблида ишлидим. Һәрбий хизмәттин кейин Чайковский намидики сәнъәт билим дәргаһида оқудум вә 3-курстин, йәни 1988-жилдин буян һазир хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, кәспий композитор Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Уйғур дөләт академиялик театрида биркишилик хизмәт қилип келиватимән.
Биз, театр хадимлири, мәйли ишта, гастрольлуқ сәпәрләрдә, мәйли шәхсий сорун, олтиришларда пат-патла ана тилимизниң орни вә роли, хәлқимизниң тарихи, сәнъити, мәдәнийити, анатиллиқ мәктәплиримизниң тәғдири һәққидә сөзлишип, өзара музакирилишип туримиз. Шәхсән өзәм, кеңәш дәвридә оттура мәктәпни сәрада ана тилида тамамлиған йүзлигән, миңлиған замандаш қурбилирим қатарида, һәрбий хизмәттиму, кәспий оқуш җәриянидиму рус тилини йетүк, мукәммәл билмигәнликтин, бираз қийналғанлиғимиз раст. У чағларда, чоң әвлатқа яхши мәлум, рус тилини билиш биринчи новәтлик шәрт еди. Бирақ шуни ишәшлик ейталаймәнки, һәрқандақ инсан өз алдиға мәхсәт қойса, йәнә келип һазирқидәк чегарилар очуқ, қайси йәрдә яки әлдә, қайси тилда билим алимән десә, йол очуқ, демократия вә әркинлик шараитида һәрқандақ тилни әркин үгинишкә, өзләштүрүшкә толуқ шараит вә мүмкинчиликләр бар. Дәвир һәм заман тәливи, шәхсий мәхсәт, интилиш, еһтияҗлири турғусидин буму бир яхши пурсәт, тоғра тәләп.
Бирақ, мениң шәхсий көзқаришимчә, һәрқандақ милләт вәкили өзиниң ана тилини билишкә тегиш. Чүнки у аниниң ақ сүти билән вуҗудуңға сиңгән тилиң, ана зуваниң. Әң асаслиғи, ана тилини билиш – шу тилниң егиси һесапланған һәрқандақ хәлиқ вәкилиниң биринчи новәтлик, баш тартип болмайдиған миллий пәрзәнтлик борчи.
Биз, сәнъәткарлар, иш бабида хәлқимиз зич орунлашқан наһийәләрдә, шәһәрләрдә пат-пат болимиз. Йеқин вә жирақ чәт әлләргиму хелә бардуқ. Ейтмақчи болғиним, шу сәпәрләр беришида ана тилимизниң нәқәдәр қиммәт, бебаһа гөһәр екәнлигини дәрру һис қилимиз. Мәсилән, Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркмәнстан, Түркия, Европа әллиригә гастрольға барғанда «қазақстанлиқ Уйғур театри кәпту», дәп униң һүнирини көрүшкә кәлгән қандашлиримизниң ана тилимиздики кәспий сәнъәткә болған тәшналиғиға, хошаллиғиға, тәқәзалиғиға көп мәртә гувачи болдуқ. Бу тәшналиқларни икки нуқтиға җәмләшкә болидиғандәк: биринчиси – анатиллиқ кәспий театр қоюлумлири вә нахша-сазлардин бәһримән болуш, мәнивий озуқ елиш болса, иккинчиси, шу жиғилиш банисида өзара баш қошуп, бираз дәқиқә болсиму ана зуванида сөзлишип, муңдишип, өтмүшни әскә елиш хошаллиғи... Чүнки уларда анатиллиқ мәктәпләр йоқ. Тилсизлиниш җәрияни күчлүк.
Әнди «Биздә, қазақстанлиқ уйғурлардики, әһвал қандақ?» дегән соалға кәлсәк, анатиллиқ мәктәплиримиз, мәтбуатимиз, театримиз вә һаказа бар дәп махтинимиз, пәхирлинимиз. Һәммиси тоғра, орунлуқ. Буниң үчүн биз, қазақстанлиқ уйғурлар, дайим Дөләт рәһбиригә вә қазақ қериндашлиримизға тоғра миллий сәясәт һәм қериндашлиқ һисдашлиғи, қоллап-қувәтлиши үчүн өз миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз.
Буниңдин тәхминән бир әсирдин көп вақит илгири А.Розибақиев йетәкчилигидики миллий маарипимизниң һулини салған, системилаштурған, тәрәққият йоллирини ениқлап бәргән дөләт вә җәмийәт әрбаплиримизни чоңқур мәмнунийәт илкидә әсләймиз. Һазир уларниң намида кочилар, мәктәпләр моҗут. Шуларниң йолини давамлаштуруп, ана тилимизда билим вә тәрбийә елиш әвзәллигини изчил тәшвиқ қиливатқан барлиқ зиялилиримизға, маарип җанкөйәрлиригә, алимлиримизға, дәрислик муәллиплиригә, тәрҗиманлиримизға, нәшриятчи, мәтбәәчилиримизгә, орунлуқ тәшвиқ-тәрғибатқа үн қошуп, бала-чақа, нәврә-чәврилирини ана тилида оқутуватқан барлиқ ата-аниларға апирин дәймиз!
 Миллий маарипниң милләт тәрәққиятиниң асаси екәнлиги талашсиз һәқиқәт. Мәйли театримизда болсун, мәйли мәтбуат, телерадио, нәшрият, алий билим дәргаһлирида, мәктәплиримиздә ишләватқанларниң барлиғи дегидәк анатиллиқ мәктәпләрни тамамлиғанлар. Һазир «уйғур тилида оқуғанларниң келәчиги йоқ» дегән асассиз, мәнтиқисиз гәп-параңларни бизму аңлап туримиз. Лекин буниң һәқиқәткә мас кәлмәйдиғанлиғи ениқ. Чүнки шәхсән өзәмниң аилисини алсам, бизму башқилар қатарида пәрзәндимизни ана тилида оқуттуқ. Әтрапимизда уйғуртиллиқ синип, йә мәктәп болмисиму, йолниң жирақлиғиға қаримай, униң мәктәпни утуқлуқ тамамлишиға барчә шараитни яритип бәрдуқ. Һазир у алий оқуш орнини түгитип, өзи таллиған кәспи бойичә ишләватиду. Анатиллиқ мәктәпләрни тамамлиған башқиму уйғур балилири охшашла рус тилидиму, қазақ тилидиму бемалал сөзләләйду. Шуңлашқа баламни уйғур мәктивидә оқутқинимдин һечқачан хиҗаләт болмаймән, әксичә, пәхирлинимән. «Бала тәрбийиси аилидин башлиниду», дәп тоғра ейтилған. Аилидә бир-биримиз билән башқа һечқандақ тилдин қелишмайдиған гөзәл уйғур тилимизда муамилә қилсақ, балиму шу муһитта өсиду, тәрбийилиниду, келәчәктиму өз әвлатлирини шу роһта тәрбийиләйдиған болиду. Шуңлашқиму, әзиз қериндашлар, ана тилимизни, миллий-маарипимизни һәртәрәплимә қоллайли!
Ахирида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида тәшкил қилинған «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизиниң паалийитини алаһидә тәкитләп өтүшкә әрзийду. Чүнки улар бир, бир йерим жил ичидила, илгири қилинған вә қилиниватқан ишларни әтраплиқ йәкүнләп, мәсилигә комплекслиқ яндишишни алға сүрмәктә вә шу йолда изчил издиниватқанлиғи гезит арқилиқ көпчиликкә яхши мәлум. Анатиллиқ мәктәпләрниң паалийитини җанландурушқа тиришиватқан әзимәтлиримизни көпчилик болуп дайим қоллайли демәкчимән. Чүнки миллий маарипимиз – көпчиликниң еһтияҗи.

Нуралим ВАРИСОВ,
Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби.

450 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы