• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қыркүйек, 2022

Президент АҚШта бирқатар учришишларни өткүзди

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев дүшәнбә күни иш бабидики сәпәр билән Нью-Йорк шәһиригә кәлди. Бу йәрдә Дөләт рәһбири бирқатар учришишларни өткүзди.
Президент дәсләп Citi, Goldman Sachs, NASDAQ, Auerbach Grayson & Company LLP, Franklin Templeton, Brightlight Capital, AllianceBernstein, Jefferies Financial Group, Luxor Capital Group, Paine Schwartz Partners LLC, New Silk Road Forum, Robotti & Company Advisors, TPG Capital, Grupo Los Grobo охшаш дуниявий малийә институтлириниң рәһбәрлири билән учрашти.
 Учришиш давамида Президент америкилиқ тиҗарәтчиләргә елимиздә әмәлгә ашурулуватқан кәңдаирилик сәясий вә ихтисадий ислаһатлар һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. Дөләт рәһбири бу муһим өзгиришләрниң малийә-ихтисат саһасиға тәсир турғусидин әһмийәтлик екәнлигини қәйт қилди. 
— Тиҗарәт билән малийә институтлири үчүн инвестиция немини билдүриду? Бу базарға чиқиш йолини кәңәйтиш вә ашкарилиқни тәминләш. Умумән, шәхсий сектор һәм хәлиқара шерикләр үчүн йеңи имканийәтләрни ечиш дегәнликни билдүриду, — деди Президент.
 Учришишта Қасым-Жомарт Тоқаев ихтисатниң муһим секторлириға бирләшкән инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашуруштики Қазақстанниң имканийәтлиригә диққәт бөлди. Дөләт рәһбири «Самурық-Қазына» миллий паравәнлик фонди билән һәмкарлишиш истиқбалиға тохталди. Президент фонд активлирини хусусийлаштурушқа бағлиқ йеңи имканийәтләр яритилидиғанлиғини ейтти. 
 Шуниң билән биллә Қасым-Жомарт Тоқаев энергетика, йешил ихтисат, транспорт вә логистика, йеза егилиги саһалиридики елимизниң зор истиқбалиға, шундақла «Астана» хәлиқара малийә мәркизидики қолайлиқ щараитларға диққәт бөлди. 
Учришиш ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан Һөкүмити инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашурушта америкилиқ тиҗарәт топлириға һәртәрәплимә қоллап-қувәтләшкә тәйяр екәнлигини ейтти. 

***
Шу күни Президент Дуниявий ихтисадий форумниң асасини салғучи вә иҗраий мудири Клаус Шваб билән учрашти.
Учришишта Қазақстан билән Дуниявий ихтисадий форум арисидики һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш истиқбали муһакимә қилинди, һазир заманивий ховуп-хәтәрләр вә җәриянлар һәққидә пикир алмаштурулди.
Дөләт рәһбири Дуниявий ихтисадий форумниң «Астана» хәлиқара малийә мәркизи билән утуқлуқ һәмкарлиғи һәққидә ейтип өтти.
 Клаус Шваб елимиз Президентини 2023-жили Давоста өтидиған Дуниявий ихтисадий форумға тәклип қилди. Шуниң билән биллә елимиздики Қ.Тоқаев рәһбәрлиги билән әмәлгә ашурулуватқан сәясий вә ихтисадий ислаһатларни алий баһалиди.
 Дөләт рәһбири малийә, энергетика, йеза егилиги, санаәт, транспорт, әхбаратлиқ технологияләр, билим бериш саһалирида ишләйдиған америкилиқ чоң ширкәтләр рәһбәрлири билән учрашти.
Президентниң америкилиқ чоң ширкәтләрниң рәһбәрлири билән учришиши әң чоң инвестициялик банкларниң бири — Goldman Sachниң нефть вә хам әшия содиси бойичә дуниявий иҗраий мудири Эд Эмерсон билән сөһбити билән башланди. Учришиш давамида Қазақстанда йеңи инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Һазир бу банк «Астана» хәлиқара малийә мәркизи билән һәмкарлиқ орнатқан. Шундақла энергетика саһасини тәрәққий әткүзүш мәсилилири бойичә пикир алмаштурулди.
Grupo Los Grobo ширкитиниң рәиси Густаво Гробокопатель вә Хәлиқара тәрәққий өсүм лабораториясиниң мудири, Гарвард университетиниң профессори Рикардо Хаус билән учришишта йеза егилиги саһасидики һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш истиқбали муһакимә қилинди.
JPMorgan Chase & Co. ширкитиниң рәиси – баш иҗраий мудири Джейми Даймон билән учришишта малийә институтлирини өзара һәрикәтлири қараштурулди. Шундақла дуниявий ихтисатниң, шуниң ичидә малийә базарлириниң истиқбали тоғрилиқ пикир алмаштурулди. 
Дөләт рәһбири дуниядики әң чоң малийә-тәтқиқат ширкәтлириниң бири S&P global ширкитиниң вице-президенти Дэниэл Ергин билән энергетикилиқ бехәтәрлик саһасиниң муһим мәсилилири билән елимизниң дуниявий риқабәткә қабиллиғини ашуруш чарилири бойичә пикир алмаштурулди.
 Униңдин ташқири Қазақстан Президенти ЕРАМ systems ширкитиниң асасини салғучи вә мудирлар кеңишиниң рәиси Аркадий Добкин, Coursera ширкитиниң баш мудири Джефф Маджионкал, Microsoft ширкитиниң Мәркизий Азия вә Шәрқий Европа бойичә баш менеджери Мишель Симмонс, General Electric International Markets ширкитиниң чоң вице-президенти Набил Хабайеб, ExxonMobil корпорациясиниң чоң вице-президенти Нил Чепман, Franklin Templeton инвестициялик ширкитиниң баш мудири Дженни Джонсон билән учрашти.
Дөләт рәһбири Нью-Йорк шәһиридә чәт әлдә туруватқан һәм чоң дуниявий йетәкчи технологиялик ширкәтләрдә ишләватқан 400 қазақстанлиқни бириктүридиған Digital Nomads IT бирләшмисиниң вәкиллири билән учрашти.
 Нарәсмий шараитта өткән башқошушта Қазақстанда ІТ саһасини тәрәққий әткүзүш истиқбаллири вә һазирқи заман җәриянлири муһакимә қилинди. 
 Қасым-Жомарт Тоқаев Адаләтлик Қазақстан қабилийәтлик яшларға йеңи имканийәтләрни яритидиғанлиғини ейтти.
 Шуниң билән биллә учришишта Taskrabbit.com ширкитиниң стратегия вә тәрәққият бойичә рәһбири Әсет Абдуалиев, DCVC ширкитиниң венчурлиқ инвестори һәм мудири Анна Фокина, Google ширкитиниң инженер-программисти Арай Сабыржан вә Booking.com ширкитиниң менеджер-программисти Әлибек Датбаев сөз сөзлиди. Улар Президентқа чәтәллик ширкәтләрдә алған тәсиратлири һәққидә ейтип, елимиздә ІТ саһасини тәрәққий әткүзүш вә униң риқабәткә қабиллиғини ашуруш бойичә бирқатар тәклипләрни тәвсийә қилди. 
 Учришиш ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев Digital Nomad бирләшмисиниң вәкиллиригә утуқ тиләп, елимизниң тәрәққияти вә гүллиниши үчүн чоң төһпә қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
Учришишлар аяқлашқандин кейин Дөләт рәһбири АҚШ Сода палатиси, Қазақстан Ташқи ишлар министрлиги вә «Kazakh Invest» миллий ширкити уюштурған Қазақстан – Америка инвестициялик «дүгләк үстәл» ишиға қатнашти.

466 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы