• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қыркүйек, 2022

Қ.Тоқаев: «Биз ислаһатлар йолида сүръәт билән илгириләватимиз»

Қазақстан Җумһурийити Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң мақалиси Politico нәшридә йоруқ көрди. 
Дөләт рәһбири өз мақалисида йеқинда Қазақстан хәлқигә новәттики Мәктүбини йоллиғанилиғини вә мәмликәтни сәясий вә иҗтимаий өзгиришләр күтүватқанлиғини тәкитлигән.
 «Сентябрь ейиниң бешида Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбүмдә мән имканқәдәр очуқ вә адил Қазақстан йолини әмәлгә ашуруш үчүн йеңи демократиялик мандатқа қол йәткүзидиғанлиғимни елан қилдим. Һазир дуния бешидин кәчүрүватқан қийин шараитқа қаримай, алдимиздики айларда сайламға қәдәм ташлиған мениң елим өзини башқилардин йепивелиш инстинктиға қарши туруши керәк дәп ойлаймән», дәп язиду Президент.
Дөләт рәһбириниң мақалисида һазирқи Йеңи Қазақстан дуниявий системида турақлиқни орнитип, һәрқандақ тавакәлчиликкә йол қоймаслиққа өз үлүшини қошуш керәклиги ейтилған.
 «Аләмшумуллаштурушниң, бир-биригә беқиндар болуш вә қаидигә асасланған хәлиқара тәртипниң һаятий альтернативиси йоқ. Беқиндарлиқни азайтиш вә турақлиқни күчәйтиш бойичә сәрип қилиниватқан күч-ғәйрәт чүшинишлик болуп, нурғунлиған әһвалларда әқилгә мувапиқ кәлсиму, ахирқи он жиллиқта дуниявий тәрәққиятни тәминлигән барлиқ нәрсиләрдин ваз кечишкә болмайду. Тавакәлчиликни азайтишқа вә дуниявий системиниң аҗизлишиға йол қоймаслиқ – бизниң асасий вәзипимиз. Бу мәхсәткә пәқәт һәмкарлиқни күчәйтиш арқилиқла йетишкә болиду. Мән буни дуниявий фрагментациядин пәйда болған ховупларниң бешида турған әлниң рәһбири сүпитидә ейтимән» – дәп язди Қ.Тоқаев.
 Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла дуниядики течлиқ вә һәмкарлиқниң әһмийити зор екәнлигини алаһидә қәйт қилди.
«Қазақстан дайим Ипәк йолиниң нәқ оттурисиға турған Шәриқ билән Ғәрипниң арисидики көрүк болған. Биздә Россия билән 7 600 километр чегара, Хитай билән 1800 километр чегара вә Европа һәм дунияниң башқа әллири билән кәң сода алақилири бар. Мустәқиллик алғандин бу ян биз хошнилиримиз билән пәқәт достлуққа асасланған мунасивәт орнитип келиватимиз. Бүгүнки таңда Қазақстан билән Мәркизий Азия өз мәнпийәтлирини көзләп олтирип, келишип ишләш қабилийитиниң үлгиси болмақта» дейилгән мақалида.
 Дөләт рәһбириниң ейтишичә, қазақстанлиқлар хәлиқара мәйдандики  ашкарилиқ вә һәмкарлиқниң мошундақ қаидилирини елимиздиму әһмийәтлик дәп һесаплайду.
«Бизниң елимизгә қийинчилиқлар пәйда қилидиған хәлиқара қисим көрситиш шараитидиму изоляциядә болуштин жирақ болимиз. Униң орниға биз пүткүл дунияда һаят кәчүрүш дәриҗисиниң тилға алғидәк өсүшигә елип кәлгән либераллиқ, хәлиқара, очуқ сәясәтни күчәйтишкә интилимиз. Биз дайим һәмкарлиқ йолини таллаймиз. Әгәр биз мошу басқучта алдимизда турған муһим соалларға җавап бәрмисәк, у вақитта «оттура кирим тузиғиға» чүшүп, оптимистик, ирадилик вә тәрәққийпәрвәр яш гражданлиримизни рәнҗитип қоюшимиз еһтимал», – дәп қошумчә қилди Дөләт рәһбири.
 Шундақла Президент Парламентқа «Адил вә адаләтлик Қазақстан» қуруш планини тәвсийә қилғанлиғиғиму тохтилиду.
«Бу план қарар қобул қилиш җәриянини мәркәзсизләштүрүшкә, қанун үстүнлүгини күчәйтишкә, хәлиқара риқабәткә қабиллиқни ашурушқа вә һәрбир граждан үчүн тәң имканийәтләрни тәминләшкә қаритилған. У бизниң сәясий системимизниң түп-асастин қайта қурушни вә «супер-президентлиқ» системидин қутулушни мәхсәт қилиду. Униң орниға биз Парламент билән йәрлик һакимийәтниң ролини күчәйтип, һакимийәтни мәркәзсизләндүримиз. Биз сәясий партияләрни тиркәш вә қуруш чәклимилирини елип ташлап, плюрализмниң йеңи дәврини ачимиз», дейилиду мақалида.
 Қасым-Жомарт Тоқаев бирқетимлиқ йәттә жиллиқ президентлиқ муддәтниң җарий қилинишиға тәшәббускар болғанлиғини тәкитлиди.
 «Мән Қазақстанда бирқетимлиқ йәттәжиллиқ президентлиқ муддәтни җарий қилишқа тәшәббускар болдум. Бу башланма Қазақстандики демократияни тәрәққий әткүзүшкә чоң үлүш қошиду дәп һесаплаймән. Бүгүнки таңда дуниядики бирму дөләт мошундақ қәдәм ташлимиди. Мошу өзгиришләрниң һәммиси «күчлүк – Президент – тәсири зор Парламент – һесават беридиған Һөкүмәт» моделиға көчүшкә ярдәм бериду. Бу ислаһатни алға илгирилитиш үчүн ишәшлик мандат һаҗәт. Нәқ мошу сәвәптин мән күздә президентлиқ сайлам өткүзүшни дурус дәп таптим вә барлиқ келәчәк президентларға бир муддәттин ошуқ хизмәт қилишни мәнъий қилидиған қанунни тәклип қилдим. Бәзибир байқиғучилар мошундақ җиддий ислаһатларни әмәлгә ашуридиғинимизға гуман билән қариши мүмкин. Амма барлиқ тарихий өзгиришләр сәясий ирадини вә қурванлиқни тәләп қилиду. Маңа бу вәзипиниң даириси бәлгүлүк», дәп язиду Қазақстан Президенти.
 Дөләт рәһбири ахирқи жилларда хәлиқниң миллий ойлаш қабилийитини чоңқур өзгиришләрдин, ихтисадий боһрандин вә бехәтәрлик боһринидин пәйда болған түп-асаслиқ өзгиришләргә учриди дәп һесаплайду. 
«Биз адаләтлик вә һәрбир гражданға нәтиҗидар, қолайлиқ хизмәт қилидиған әлни қурушимиз керәклигини чүшинимиз. Әгәр биз тохтап қелишни болдурмаслиғимиз һаҗәт болса, дәрһал йеңи ислаһатларға интилишимиз керәклигини чүшәндуқ. Мениң оюмчә, биз һәрқандақ мәсилә – дөләтлик яки дуниявий болсун, умумға ортақ мәсилә екәнлигини етирап қилип, алға маңимиз. Биз мошу умумий ховуп-хәтәрләргә пәқәт бирлигимиз билән, бирләшкән һәрикәтлиримиз биләнла җавап беримиз. Қазақстанда һакимийәтни мүмкинқәдәр мәркәзсизләндүрүш арқилиқ ихтисадий мәсилиләрни, милләтниң тәрәққияти мәсилилирини һәл қилимиз. Шуңлашқа биз климатниң өзгириши, озуқ-түлүк вә энергетикилиқ бехәтәрлик мәсилилириниму һәл қилиш үчүн хәлиқара дәриҗидә биллә ишлишимиз лазим», дәп хуласә чиқарди Қасым-Жомарт Тоқаев.

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы