• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қыркүйек, 2022

Мәлуматлар вә йеңилиқлар

Мәлумки, 2022-жил 20-ноябрь күни елимиздә муддитидин илгири президент сайлими өтиду. Шуниңға мунасивәтлик һазир тәшкилий-уюштуруш ишлири башланди. Өткән һәптидә Мәркизий сайлам комиссиясиниң жиғини өтти. Униңда президентлиққа намзатларни тиркәш қәрәли вә қаидилири һәққидә тәпсилий ейтилди.
 Мәркизий сайлам комиссияси рәисиниң орунбасари Константин Петровниң бәргән мәлуматлири бойичә президентлиққа намзатларни тиркәш 23-сентябрь күни башлинип, 11-октябрь күни саат 18:00да аяқлишиду.
 «Сайлам тоғрилиқ конституциялик қанунниң 1-пункти 55-маддисиға мувапиқ , қаидиләргә мувапиқ ройхәттин өткән җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмиләрниң намзатларни тәвсийә қилиш һоқуқи бар. 
 Намзатни тәвсийә қилиш җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшминиң алий оргинидики көпчиликниң аваз бериши асасида қарар қобул қилиниду», деди Константин Петров.
 Намзатниң тәвсийә қилиниши Конституциягә вә «Сайлам тоғрилиқ конституциялик қанунға» мувапиқлиғини Мәркизий сайлам комиссияси 5 күн ичидә ениқлиши лазим.
 Намзат җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмә жиғининиң уни намзатлиққа тәвсийә қилғанлиғи тоғрилиқ қарарни, әризисини вә сайлам алдидики төләмни төлигәнлиги тоғрилиқ һөҗҗәтләрни бериши шәрт. 
 Сайлам төлиминиң көләми 3 миллион тәңгини тәшкил қилиду.
 Бу төләм әгәр намзат лавазимға тайинланса яки сайламда 5 пайиздин төвән авазға егә болса, қайтурулуп берилиду. 
 Мәркизий сайлам комиссияси рәисиниң орунбасари Константин Петровниң бәргән мәлуматлири бойичә Қазақстан Җумһурийити президентлиғиға намзатларға төвәндики тәләпләр қойилиду:
туғулушидин Қазақстан граждини болуши;
ахирқи 15 жилда Қазақстан территориясидә туруши;
алий билимлик болуши;
йеши 40 яштин кам болмаслиғи;
дөләт органлирида яки сайлинидиған лавазимларда тәҗрибиси болуши;
дөләт тилини әркин билиши шәрт.
Намзатни қоллап имза қойғанларниң сани сайлиғучиларниң умумий саниниң 1 пайизидин кам болмаслиғи лазим. Бүгүнки таңда Қазақстанда аваз бериш һоқуқи бар 11,8 миллион граждан болса, демәк, һәрбир намзат үчүн 118 273 адәм имза қоюши шәрт.
 Униңдин ташқири намзатлар Мәркизий сайлам комиссиясигә төвәндики һөҗҗәтләрни:
җумһурийәтлик җәмийәтлик биләшминиң алий оргини жиғининиң президентлиққа намзат сүпитидә тәвсийә қилғанлиғи тоғрилиқ қарари вә шу җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшминиң Әдлийә министрлигидә ройхәттин өткәнлиги тоғрилиқ һөҗҗәтниң көчәрмисини;
 президентлиққа намзат болушқа разилиғи тоғрилиқ әризисини;
 территориал сайлам комиссиялириниң намзатни қоллап топланған имзаларни тәкшүрүшниң нәтиҗилири бойичә протоколини;
 тәрҗимиһали тоғрилиқ мәлуматларни;
дөләт киримлири органлиридин намзат өзиниң вә рәпиқисиниң активлири вә мәҗбурийәтлири тоғрилиқ ениқлимини;
 сайлам төлимини төлигәнлиги тоғрилиқ һөҗҗәтни;
 саламәтлиги тоғрилиқ медицинилиқ йәкүнларни тапшуруши лазим.
Мәркизий сайлам комиссиясиниң мәлуматлири бойичә, сайлам мәвсүмини өткүзүш үчүн 20,5 миллиард тәңгә һаҗәт екән. Һазир бу мәсилә Малийә министрлиги билән муһакимә қилинмақта. 
 Мәркизий сайлам комиссияси рәисиниң орунбасари алдимиздики сайламда сайлам бюллетеньлириға «һәммигә қарши» дегән графа киргүзүлгәнлигини тәкитлиди. Әнди гражданларниң тәвсийә қилинған намзатларниң һечқайсисини қоллимиса, «һәммигә қарши» аваз бериши мүмкин.
 «Һәммигә қарши» графаси қанунда көрситилгән. Демәк, бу әнди сайлам бюллетеньлирида болиду. Әгәр граждан һечкимни қоллиғуси кәлмисә, «һәммигә қарши» аваз бериши һоқуқидин пайдилиналайду», деди Константин Петров. 
Бийил сайлам мәвсүмидә төвәндики чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулиду:
23-сентябрьдин 21-октябрьғичә намзатниң қанунға мувапиқлиғи тәкшүрүлиду. Имзаларни топлаш вә тәкшүрәш (29 күн);
21-октябрь күни саат 18:00дин 18-ноябрьғичә сайлам алдидики тәшвиқат ишлири (28 күн);
19-ноябрь сүкүнат күни;
20-ноябрь аваз бериш күни;
21-ноябрьдин 27-ноябрьғичә сайламниң алдин-ала йәкүнлири;
27-ноябрь күни сайлам йәкүнлирини бәкитиш вә сайланған президентни тиркәш.
Һазир Мәркизий сайлам комиссияси намзатларға тәшвиқат ишлири үчүн дөләттин бөлүнидиған мәбләғ көләмини Малийә министрлиги билән муһакимә қилмақта. Алдин-ала һесаплар бойичә һәрбир намзатқа 10 миллион тәңгә көләмидә мәбләғ бөлүш молҗаланмақта. Шундақла Мәркизий сайлам комиссияси, әгәр намзатлар тәрғибат-тәшвиқат ишлири давамида қанунға хилаплиқ қилса, ундақ намзатлар намзат сүпитидә тиркәштин елинидиғанлиғи ейтилди.

465 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы