• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қыркүйек, 2022

Баш прокуратуриниң мураҗиити

Қазақстан Җумһурийити Баш прокурориниң орунбасари Жандос Өмиралиев қазақстанлиқларға мураҗиәт қилди. Униң мәзкүр мураҗити Қазақстан Җумһурийити Баш прокуратурисиниң рәсмий Telegram – канилида елан қилинди.
“Вәтән әхбарат бошлуғида вә башқиму иҗтимаий мәтбуат васитилиридә һәрхил мавзулар бойичә асассиз ялған әхбаратлар көпләп тарқилишқа башлиди. Мошуниң өзидә уларда блогерларниң иғвагәрлик билдүрүшлири вә милләтләр арисида өчмәнликни пәйда қилидиған тармақларни пайдиланғучиларниң изаһлири орун алған. Ениқ шәхсләрниң шәнигә вә һар-номисиға тегидиған, шундақла бирқатар тонулған шәхсләрниң қамаққа елинип, җинаий җавапкәрликкә тартилғанлиғи һәққидә асассиз хәвәрләр елан қилиниватиду”, дейилиду мураҗиәттә.
Қазақстан Баш прокурори орунбасариниң тәкитлишичә, бу хилдики ялған әхбаратлар сәлбий җәмийәтлик пикирләрни шәкилләндүрүпла қалмай, бәлки җәмийәтлик һоқуқ-тәртипкә өз тәсирини йәткүзмәктә.
“Мундақ асассиз әхбаратларни блогерлар шәхсий вә үчинчи шәхсниң мәнпийитини көзләп тарқитиватиду. Уларниң мәхсити – бу шәхсий бейиш вә мошундақ асассиз әхбаратларни тарқитиш арқилиқ маддий пайда елиштур”, дәп һесаплайду Баш прокуратурида.
Назарәт оргинида мәзкүр һәрикәтләр үчүн Қазақстан Җумһурийити Җинаий ишлар кодексиниң 174-, 194- вә 274-маддилири бойичә җинаий җавапкәрликкә тартилидиғанлиғини әскә салди.
“Мошуниңға бағлиқ Қазақстан Җумһурийитиниң Баш прокуратуриси мәмликәт гражданлирини, аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллирини, иҗтимаий тармақларни пайдиланғучиларни қанунға җиддий риайә қилишқа вә жуқурида ейтилған қанунға қарши һәрикәтләргә һәргиз йол қоймаслиққа, иғвагәрлик һәрикәтләргә берилмәй, пәқәт рәсмий әхбарат мәнбәлиригә ишинишкә чақириду” дейилиду Баш прокуратуриниң мураҗиитидә.

450 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы