• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қыркүйек, 2022

Ярдәм беришни тапшурди

Йеқинда Қазақстан Премьер-министри Алихан Смаилов миграцияниң муһим мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди. У вәтинимизгә келиватқан россияликләргә һәртәрәплимә ярдәм беришни вә турушлуқ өйни иҗаригә елиш базиридики вәзийәтни турақлаштуруш бойичә чариләрни көрүшни тапшурди.
Униңда Әмгәк вә аһалини иҗтимаий җәһәттин һимайә қилиш министри Тамара Дүйсенова Россиядин келиватқан шәхсләрни регионларға бөлүш, еһтимал әмгәк билән тәминләш, мәслиһәт хизмәтлирини көрситиш, Ички ишлар министри Марат Ахметжанов – мигрантларни тиркәш вә һоқуқ-тәртипни тәминләш, Әдлийә министри Қанат Мусин турушлуқ өйни иҗаригә елиштики һоқуққа бағлиқ мәсилиләр бойичә сөз сөзлиди.
Шундақла жуқуридики мәсилиләрни муһакимә қилишқа Пән вә алий билим бериш министри Саясат Нурбек, Рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министри Бағдат Мусин, Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң вә Алмута шәһириниң һакимлири Ғали Исқалиев вә Ерболат Досаев қатнашти. Премьер-министр регионларда иҗтимаий кәскинликкә йол қоймаслиқ үчүн мәркизий вә йәрлик органларға һәрикәтләрни уйғунлаштурушни күчәйтишниң һаҗәт екәнлигини алаһидә тәкитлиди.
“Мәмликәттә һоқуқ тәртипни вә бехәтәрликни тәминләш бойичә ишни күчәйтиш, шундақла Қазақстанға келиватқан россияликләргә ярдәм көрситиш керәк: уларни өз вақтида тиркәш вә ЕАЭС қануниға мувапиқ әмгәк мәсилилирини һәл қилиш һаҗәт. Мошуниң өзидә турушлуқ өйни иҗаригә елиш базиридики вәзийәтни турақлаштуруш бойичә чариләрни көрүш муһим”, деди Премьер-Министр.
Униң сөзичә барлиқ дөләт органлириға өзиниң салаһийити даирисидә һәм қазақстанлиқлар, һәм мигрантлар арисида тәрәпләрниң һоқуқ вә җавапкәрлигигә бағлиқ чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүш керәк. Пат- йеқинқи күнләрдә буниң үчүн алақә васитилири ечилиду.
Буниңдин ташқири Премьер-министр чәт әлләрдин вақитлиқ келиватқан гражданларни ишқа орунлаштурушта әмгәк қануни нормилириға риайә қилиш үстидин назарәтни күчәйтишни тапшурди.
Буниңдин ташқири премьер барлиқ транспорт инфрақурулуминиң турақлиқ ишлишини тәминләш, келиватқан шәхсләрниң топлишишиға йол қоймаслиқ бойичә һаҗәт чариләрни көрүш. Аһалиға хизмәт көрситиш мәркәзлиридә қошумчә хизмәт көрситиш орунлирини ечиш арқилиқ униң үзлүксизсиз паалийәт елип беришини уюштуруш тапшурмисини бәрди.

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы