• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қыркүйек, 2022

Сайлам 20-ноябрь күни өтиду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Қазақстан Җумһурийити Президентиниң муддитидин илгири сайлимини тайинлаш тоғрилиқ» Пәрманға қол қойди.
Қазақстан Җумһурийити Конституциясиниң 41-бабиниң 3-1-маддисиға мувапиқ қарар қилимән:
Қазақстан Җумһурийити Президентиниң муддитидин илгири сайлими 2022-жили 20-ноябрь күнигә тайинлансун.
Қазақстан Җумһурийитиниң Мәркизий комиссияси муддитидин илгири президент сайлимини уюштуруш вә өткүзүшни тәминлисун.
Қазақстан Җумһурийитиниң Һөкүмити муддитидин илгири президент сайлимини тәшкилий, маддий-техникилиқ җәһәттин вә мәбләғ билән тәминләш бойичә һаҗәт чариләрни қобул қилсун.
 Астана, Алмута, Чимкәнт вә вилайәтләрниң һакимлири сайлам һоқуқи бар гражданларниң тизимини өз вақтида тәйярлашни вә дуруслиғини тәминлисун, Мәркизий, регионлуқ вә участкилиқ сайлам комиссиялиригә муддитидин илгири президент сайлимини уюштуруш вә өткүзүш мәсилилирини һәл қилишта ярдәм қилсун.
 Мошу Пәрман рәсмий елан қилинған күнидин башлап күчигә кириду.

Қазақстан Җумһурийитиниң 
Президенти Қ.ТОҚАЕВ.

Астана, Ақорда, 2022-жил 21-сентябрь.

450 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы