• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қыркүйек, 2022

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Қазақстан хәлқигә мураҗиити

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә мураҗиәт елан қилди.
Һөрмәтлик вәтәндашлар!
Бу жил һәртәрәплимә ислаһатлар вә ениқ өзгиришләр жилиға айланди.
Июнь ейида өткән референдум нәтиҗисидә һакимийәт тармақлири арисида нәтиҗидар тәңпуңлуқ орниди. 
 Дөләт «күчлүк Президент – тәсири зор Парламент — һесават беридиған Һөкүмәт» мәвқәсини мәккәм алға сүриду. Мәҗлис билән мәслиһәтләр йеңи арилаш система бойичә шәкиллиниду. Депутатларниң бир қисми партиялик тизим билән, қалғини бир мандатлиқ округтин сайлиниду. Конституциялик сот қурулуп, алдимиздики январь ейидин башлап ишләшкә башлайду. Һакимийәтниң бирқатар вакаләтлири қайта бөлүнүп, айрим вакаләтләр Президенттин Парламентқа берилди. Әнди регионларниң һакимлири альтернатив асаста таллиниду.
 Конституциягә «йәр вә йәрасти байлиқлири хәлиққә тәәллуқ» дегән бап киргүзүлди. Мән мошу қаидини әмәлгә ашуруш үчүн «Миллий фонд – балиларға» дегән тамамән йеңи программа тәвсийә қилдим.
 Конституциялик ислаһат – мән Дөләт рәһбири болуп сайланғандин буян әмәлгә ашуруватқан кәңдаирилик сәясий йеңилиниш программисиниң аҗралмас қисми. Мошу программа даирисидә течлиқ жиғинларни өткүзүш үчүн алдин-ала әскәртиш тәртиви киргүзүлди. Сәясий партияләрни тиркәш рәсмийити йеникләштүрүлүп, тиркәшниң һаҗәт чәклимиси азайтилди. Сайлам алдидики партиялик тизимни шәкилләндүрүш вә депутат мандатлирини бөлүш пәйтидә аяллар вә яшлар үчүн 30 пайизлиқ квота киргүзүлди. Сәясий партияләрниң Мәҗлискә өтүши чәклимиси 7 пайиздин 5 пайизға төвәнлиди. Сайлам бюллетеньлириға «һәммигә қарши» дегән чүшәнчиси қошулди. Парламентлиқ оппозиция институти қурулди. Җинаий кодексниң 130-баби җинаий дәп һесапланмайдиған болди, 174-баби йүксәлдүрүлди. Өлүм җазаси мәнъий қилинди. Йеза һакимлирини беваситә сайлаш услублири киргүзүлди. Шундақла башқиму нурғунлиған йеңи тәшәббуслар әмәлгә ашурулди.
 Умумән, ахирқи үч жилда әмәлгә ашурулған өзгиришләр билән конституциялик ислаһат дөләтлик-сәясий қурулумниң йеңи үлгисини қелиплаштурди. Шуңлашқа мән Мәктүбүмдә сайлам муддитини ашкарә түрдә вә очуқ ейттим. Шундақ қилип, биз асасий дөләт институтлирини –Президент, Парламент, Һөкүмәт вә мәслиһәтләрниң һәммисини пәйдин-пәй қайта қуримиз.
 Мошу тәшәббус елан қилинғандин кейин бир айға йеқин вақит өтти. Бу – барлиқ мәсилини чоңқур тәһлил қилип, әһвални тәхмин қилишқа йетәрлик муддәт. 
 Хәлиқ бизниң сәясий системини өзгәртиш тоғрилиқ планимизниң маһийитини яхши чүшиниватиду. Шуңлашқа мән бүгүн мошуниңғичә ейтилған сайламни муддитигә вә Конституцияниң тәләплиригә мувапиқ, Қазақстан Җумһурийити Президентиниң муддитидин илгири сайлимини 2022-жили 20-ноябрь күни өткүзүш тоғрилиқ Пәрманни имзалидим. 
 Бу мәвсүм әлниң пүткүл сәясий системисини түп-асасидин өзгәртидиған сайлам дәврини башлап бериду. Шу арқилиқ ихтисатни турақлиқ тәрәққий әткүзүшни, хәлиқниң паравәнлигини ашуруп, һаят сүпитини яхшилашни мәхсәт қилидиған узақ муддәтлик вәзипиләрни әмәлгә ашурушқа имканийәт яритиду. 
 Мән Мәктүбүмдә бирқатар кәңдаирилик иҗтимаий-ихтисадий чариләр қолға елинидиғанлиғини елан қилдим. Биз уларниң һәммисини йеқин-арида әмәлгә ашурушимиз лазим. Көп өтмәй, җәмийәткә сайлам алдидики концепциямни тәвсийә қилимән. У йәрдә иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятни мәхсәт қилидиған йеңи тәшәббуслар ейтилиду.
 Мән Дөләт рәһбири сүпитидә сайлам мәвсүми қәтъий қанунға мувапиқ өтидиғиниға капаләтлик қилимән. Уни вәтинимизниң вә чәтәллик байқиғучилар қатнишиши билән адил вә очуқ өткүзимиз.
 Һәммә гражданларни җавапкәрликни һис қилип, демократия, қанун вә тәртип қаидилиригә риайә қилишни чақиримән. Елимизниң бирлиги билән  туташлиғини сақлашни биләйли.
 Хәлқимизниң тәғдири, Қазақстанниң келәчиги һәрқайсимизниң қолида. 
 Биз Адаләтлик Қазақстанни биллә қуримиз!
 

453 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы