• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 20 Қазан, 2022

Муәллимләргә һөрмәт көрситилди

«Қазақстан уйғурлириниң җумһури-йәтлик этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмиси қурулғандин бери җәмийитимизниң һәрхил саһалирида көзгә көрүнүп келиватқанлиғи көпчилик үчүн сир болмиса керәк. Болупму ана тилимизни сақлаш, миллий маарипимизни, мәдәнийитимизни, мәтбуатимизни, әдәбиятимизни, сәнъитимизни риваҗландуруш вә һәртәрәплимә тәрғип қилиш, башқиму йөнилишләрдә әмәлгә ашурған вә ашуруп келиватқан иш-паалийәтлири шуниң дәлилидур. Буниң барлиғиниң, әлвәттә, Мәркәз рәһбәрлигиниң  шәкилләнгән вәзийәтни дурус баһалап, пәйда болуватқан проблемиларни һәл қилишниң тегишлик йол-амаллирини тепип, һәрикәт қилишниң стратегиясини ишләпчиқишни билишидин болуватқанлиғини етирап қилиш керәк. 
Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин сәясий, ихтисадий, иҗтимаий, мәиший саһаларда һасил болған қийинчилиқлар түпәйли, айрим саһаларда, мәсилән,мәбләғ, кадр тапчиллиғи күн тәртивигә чиққан еди. Шу җүмлидин оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдики оқуғучилар саниниң барғансери азийип кетиши – уйғур җамаәтчилигини  ойландуридиған, тәшвишләндүридиған җиддий мәсилиләрниң биригә айланди. Бүгүнки күнгичә айрим уйғур тәшкилатлири, зиялилири, милләт җанкөйәрлири бу йөнилиштә көплигән ишларни атқуруп кәлди. Әлвәттә, бу йәрдә җанпидалиқ билән әмгәк қиливатқан муәллимләрниңму төһписини атап өтмәй мүмкин әмәс. Өзлириниң кәспий мәҗбурийәтлиридин ташқири, яш әвлатни заман тәливигә лайиқ тәрбийиләш, шундақла жут-җамаәтчилик ишлириға йеқиндин арилишиш охшаш вәзипиләрниму атқуруш – буларниң барлиғиниң интайин чоң җавапкәрликни, билимни, күч-ғәйрәтни, вақитни тәләп қилидиғанлиғини иқрар қилиш керәк. Шуниң үчүн муәллимләрни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләш, уларниң хизмитини мунасип баһалап, тәғдирләш – мәхсус билим башқармилири билән бир қатарда җәмийәтлик тәшкилатларниңму вәзиписидур. Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә униң йенидики «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизиниң уюштуруши билән җумһурийәтлик Достлуқ өйидә болуп өткән муәллимләр күнигә беғишланған новәттики «Муәллимгә мәдһийә» тәнтәнилик мәрасими шуниң ярқин дәлиллириниң бири болуп һесаплиниду. 

Д.Абдухелил (солдин оңға) вә Ә.Җаппаров.
Мәзкүр мәрасимға Билим идарилири вәкиллири, Алмута шәһири вә наһийәләрдики оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң мудирлири, уларниң орунбасарлири, муәллимлири, пешқәдәм устазлар, миллий маарипимизниң җанкөйәрлири, зиялилар қатнашти. Униңға ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҚХА әзаси Ершат Әсмәтов риясәтчилик қилди. У яш әвлатқа сүпәтлик билим, пухта тәрбийә бериватқан, пүткүл аңлиқ һаятини алийҗанап ишқа беғишлиған вә беғишлап келиватқан муәллимләрни өткән муәллимләр күни билән сәмимий тәбриклиди. Натиқ педагогларниң мәртивисини ашурушқа Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң алаһидә әһмийәт бериватқанлиғини, шу җүмлидин җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниңму муәллимләргә һөрмәт-еһтирам билдүрүш нийитидә әң илғар муәллимләрни тәғдирләш паалийитини уюштурғанлиғини тәкитлиди. Андин һазир чәтәлдә сәпәрдә болуватқан ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң вә  ҚҖ Президенти йенидики Миллий Қурултайниң әзаси Шаһимәрдан Үсәйиноғли Нурумов онлайн режимида сөзгә чиқип, муәллимләрни кәспий мәйрими билән сәмимий тәбрикләп, уларниң қийин, лекин шәрәплик ишлириға миннәтдарлиғини билдүрди. У йеңи Қазақстан қурушта, униңға хизмәт қилидиған кадрларни тәйярлашта, Қазақстанда уйғурларниң өзиниң миллий кимлигини сақлап қелишта барлиқ шараитларниң моҗутлиғини, әйнә шулардин үнүмлүк пайдилиништа муәллимләрниң асаслиқ роль ойнайдиғанлиғини алаһидә қәйт қилди. 
ҖУЭМ йенидики «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизиниң «Қәдәм» телевизийә канили билән бирликтә тәйярлиған қисқа метражлиқ «Миллий маарип – милләтниң жүриги» намлиқ фильм көрситилгәндин кейин, ушбу Аналитикилиқ мәркәзниң рәиси, «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити фондиниң мудири Карлин Мәхпиров сөзгә чиқти. У өз докладиниң бешидила әйни вақитларда миллий маарипимизниң җиддий мәсилилирини һәл қилишқа  уйғур җәмийәтлик бирләшмилириниң вә айрим җанкөйәрлиримизниң йеқиндин арилашқанлиғини, бу җәһәттә болупму Рабик Исмайилов, Һенипахун вә Шерипахун Баратовлар, Зерип Молотов, Коммунар Талипов, Бүвихан Әлахунова, Әнвәр Һаҗиев, Һебибуллам Қаһаров, Абдухалиқ Һәмраев, Әхтирим Әхмәтоваларниң, шуниңдәк Музәппәр Зайитов, Мәхсәтҗан Қаһаров, Шавкәт Өмәров, Алимҗан Тиливалди, Руслан Арзиев, Алийәм Арзиева, Патигүл Мәхсәтова, Малик Мәһәмдинов, Сәйлигүл Аблесенова охшаш пүткүл аңлиқ һаятини миллий маарипимизни тәрәққий әткүзүшкә, униң җиддий мәсилилирини һәл қилишқа беғишлиған һәм беғишлап келиватқанлиғини алаһидә тәкитләп өтти. Карлин Нурдуноғли Қазақстандики уйғуртиллиқ мәктәплиримизниң өтмүшигә бир нәзәр ағдуруп, андин бүгүнки вәзийәткә тохтилип, мундақ деди: «Миллий маарипимиз алдида пәйда болған мүшкүл шараитта униң сәвәп-ақивәтлирини әтраплиқ тәһлил қилиш, ениқлаш, чиқиш йоллирини издәп тепиш вә җанландуруш, йәни анатиллиқ мәктәплиримиздики билим вә вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик тәрбийә сүпитини ашуруш, оқуғучилар саниниң азийишини үзүл-кесил тохтитип, ашуруш, көпәйтишкә зәмин һазирлаш зөрүрийити пәйда болди. Маарип җанкөйәрлири вә маарип мәсилилири билән шуғуллиниватқан бәзи тәшкилатлар тәрипидин бирқатар мақалиләр йезилди, әһвални түзитиш бойичә бәзи интилиш, урунушларму болди, әлвәттә. Бирақ, миңларчә әпсуски, мәктәплиримиздики умумий сәлбий әһвал сақлинип кәлди. Мана мошундақ қелиплашқан еғир вәзийәттә оқутуш уйғур тилида жүргүзилидиған мәктәплиримизниң әһвали билән йеқиндин тонушуп чиқиш, һал сораш вә моҗут мәсилиләрни әтраплиқ үгиниш, мониторинг жүргүзүш, тәһлил қилиш, уларни һәл қилишқа комплекслиқ яндишиш еһтияҗи — кечиктүрүшкә болмайдиған җиддий мәсилә сүпитидә күн тәртивидә турди. Шуниңға бағлиқ 2021-жили ҖУЭМ йенида «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизи (штаб) тәшкилләнди». Натиқ Аналитикилиқ мәркәзниң өзиниң пүткүл паалийитини Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға даир «Тәуелсіздік ұрпақтары» акцияси, «Мустәқилликниң 30 жиллиғиға – 30 китап» мәнивий-мәдәний акцияси, «Мәктәпкә — йол» акцияси, «Йеңи Қазақстан» идеяси даирисидә Алмута шәһири вә вилайитидики барлиқ мәктәпләрни арилап чиққанлиғини вә  қелиплашқан әһвални мониторинг қилғанлиғини, бу җәһәттә  наһийәлик Билим бөлүмлириниң вә Вилайәтлик Билим башқармисиниң, шундақла «Мектеп» нәшрияти, «Өрлеу» БМММ» АҖ» Алмута вилайити бойичә кәспий тәрәққият институти рәһбәрлири, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари билән учришишлар өткүзүлгәнлигини қәйт қилди. Карлин Мәхпиров сөзиниң ахирида аталған утуқларниң барчиға ортақ екәнлигини, Аналитикилиқ мәркәз әзалирида, баштинла аброй қазиниш ой-хиялиниң һәргиз болмиғанлиғини агаһландуруп,  «Миллий маарип – миллитимизниң, хәлқимизниң жүриги!» дәп көпчиликни бирлишип һәрикәт қилишқа чақирди. 


Новәттә сөзгә чиққан Әмгәкчиқазақ наһийәлик Билим бөлүми башлиғиниң орунбасари Алмагүл Ақашқизи Унақбаева мәзкүр мәрасимниң әһмийитини тәкитлигәч, устазларниң қайси тилда яки қайси җайда болмисун, хәлиқләр достлуғи мәртивисини жуқури көтәргән һалда, яш әвлатқа билим вә тәрбийә бериши лазимлиғини, әйнә шу муәллимләргә һөрмәт билдүрүш мәхситидә, барчиниң Қазақстан хәлқи Ассамблеяси даирисидә «дүгләк үстәл» тәнтәнисигә жиғилип олтарғанлиғини ейтти. У Алмута вилайити бойичә әң чоң наһийә – Әмгәкчиқазақ наһийәсидики бир нәччә мәктәпни уйғур миллитидин болған мудирлар вә уларниң орунбасарлириниң башқуруватқанлиғини, мәктәпләрниң, муәллимләрниң тилиға, миллитигә қаримай, уларниң саватлиқ билим бериватқанлиғини биринчи орунға қоюп, барлиғиға бирпүтүн дөләтниң пухралири сүпитидә тәң қарашниң зөрүрлигини тәкитлиди. У муәллимләрниң әмгигини мунасип баһалаватқанларға сәәмимий миннәтдарлиқ билдүрүп, достлуғи, бирлиги ярашқан бирпүтүн хәлиқни  Қазақстанниң көк туғини техиму егиз көтиришкә чақирди. 
 «Өрлеу» БМММ» АҖ» Алмута вилайити бойичә кәспий тәрәққият институтиниң мудири вәзиписини атқурғучи Хуршидәм Мәсимова муәллимләргә һөрмәт сүпитидә өтүватқан мәрасиимниң уюштурғучиларға рәхмитини ейтип, Дөләт рәһбириниң устазларниң билимини мукәммәлләштүрүшкә алаһидә диққәт бөлүватқанлиғини, уйғур хәлқиниң келәчигиниң, шу җүмлидин әвлатлиримизниң билимлик, шу билимниң сапалиқ болушиниң муәллимләрниң қолида екәнлигини, устаз ишиниң қийин, җавапкәр болсиму, амма шәрәплик екәнлигини тәкитлиди. Сөз новитини алған  Абай намидики ҚазМПУниң доценти, филология пәнлириниң намзити  Руслан Арзиев мәзкүр чарә-тәдбирниң икки чоң мәйрәм, йәни Муәллимләр күни билән Җумһурийәт күни мәйрәмлири оттурисида өткүзүлүватқанлиғиниң рәмзлик характерға егә екәнлигини, бу мәрасимни өткүзүшкә болупму ҖУЭМ йенидики «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизиниң чоң күч чиқарғанлиғини алаһидә тәкитлиди. У Аналитикилиқ мәркизиниң бир жил ичидә елип барған паалийити билән буниңдин илгири маарип саһасида қилинған ишлардики бошлуқларни толтурғанлиғини вә бу җәһәттә хелә тәҗрибә топлиғанлиғини қәйт қилди вә униң ишиға миннәтдарлиқ билдүрди.
Новәттики сөз оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң рәһбәрлиригә берилип, Әмгәкчиқазақ наһийәси Исмайил Тайиров намидики Байсейит оттура мәктивиниң мудири Илияр Нурхалиқов мәктәпләргә дөләт дәриҗисидә ғәмхорлуқ қилиниватқанлиғини алаһидә тәкитләп, өзиниң Аналитикилиқ мәркәзниң бир жил давамида елип барған паалийитигә гувачи сүпитидә сөз алғанлиғини оттуриға қойди. У Карлин Мәхпиров рәһбәрлигидики  мәркәз әзалириниң өз ишлирини, тирикчилигини ташлап, вақтини аҗритип, пүткүл оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрни арилап чиқип, кәң даиридә тәһлил жүргүзгәнлигини, шуниң асасида көплигән мәсилиләрниң айдиңлашқанлиғини, бу чоң башланминиң тохтап қалмай, миллий әнъәнигә айлиниш лазимлиғини, шундақла муәллимләр әмгигини баһалаш,рәғбәтләндүрүш ишлирини һәр жили наһийәләрдиму өткүзүшниң муһимлиғини тәкитлиди. Уйғур наһийәси Түгмән уйғур  оттура мәктивиниң мудири Меһирдин Хоҗаев болса, шәхсән Шаһимәрдан Нурумовниң йол-йоруқлири билән мәзкүр Аналитикилиқ мәркәзниң ана тилида оқуватқан балилар саниниң өсүшигә салмақлиқ үлүш қошқанлиғини тәкитләп, келәчәктә Мәркәзниң өз алдиға қойған реҗилириниң толуқ әмәлгә ешишиға тиләкдашлиғини билдүрди. 
Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурҗамал Һасанова өз сөзидә бүгүнки күндә миллий маарипни риваҗландуруш, әң алди билән ана тиллиқ мәктәпләрни сақлап қелишниң, билим сүпитини ашурушниң, йетишмәйдиған оқуш қураллири билән тәминләшниң мәзкүр Аналитикилиқ мәркәзниң өз алдиға қойған вәзипилиридин болғанлиғини ейтти. Аналитикилиқ мәркәзниң уюштуруши билән мәктәп рәһбәрлиги, мәдәнийәт мәркәзлири, жут активистлири, муәллимләр, ата-анилар вә оқуғучилар билән учришишлар өткүзүлүп, давамлиқ һәрикәтләр нәтиҗисидә умумән, тәвәдики уйғур тилида оқуйдиған балилар саниниң 250 балиға  көпәйгәнлигини тәкитлиди. Мәрасимниң иккинчи қисмида алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткән муәллимләр вә айрим миллий маарип җанкөйәрлири ҖУЭМниң Пәхрий ярлиқлири, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Тәшәккүрнамилири, «Ғәмхор», «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити фондиниң «Достлуқ» медальлири билән тәғдирләнди. Тәғдирләш мәрасимини ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, Алий кеңәш рәиси Долқунтай Абдухелил, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җапаров вә Карлин Мәхпировлар елип барди.
«Муәллимгә мәдһийә» мавзусида болуп өткән тәнтәнилик мәрасимниң кейинки қисмида Аналитикилиқ мәркәзниң иш-паалийәтлирини йорутқан «Миллий маарип – милләтниң жүриги» намлиқ китап тонуштурулди. «Мир» нәшрият өйи тәрипидин нәшир қилинған китапниң рәмзлик лентисини қийиш мәрасимида уни нәшир қилишқа маддий ярдәм бәргән сехи жүрәк инсан Долқунтай Абдухелилға вә «Мир» нәшрият өйиниң мудири Әлишер Хәлиловқа,шундақла мәзкүр мәрасимни тәшкилләш һәм өткүзүшкә йеқиндин ярдәмләшкән Қазақстан Уйғур яшлири бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриевқа вә ҖУЭМниң башқарма әзалириға Аналитикилиқ мәркәз намидин миннәтдарлиқ билдүрүлди.
Мәрасим ахирида тәшкилий мәсилә бойичә сөзгә чиққан Карлин Мәхпиров өзиниң бир жил бурун бәргән вәдисигә мувапиқ «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизиниң рәиси вәзиписини мәркәзниң паалийәтчан әзаси, «Уйғур авази» җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий гезитиниң бөлүм муһәррири, филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюповқа өткүзүп бәрди. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ.

8549 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы