• Асасий мақалилар
  • 20 Қазан, 2022

Мустәқилликниң дәсләпки қәдими

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

Мәлумки, бийил 13 жиллиқ үзүлүштин кейин 25-октябрь – Җумһурийәт күни мәйримини миллий мәйрәм сүпитидә қайта нишанлаймиз. Шу мунасивәт билән мәзкүр мәйрәмниң тарихи вә әһмийитигә тохтилип өтмәкчимиз.
1990-жили ҚазССР Алий Кеңишиниң 307-ХІІ қарариға бенаән, Қазақстанниң дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ Декларация қобул қилинди. Декларация Қазақ ССРниң мустәқиллигини һәм Қазақстанниң мустәқил дөләт сүпитидики сәясий-қануний асаслирини җакалиди. Мустәқил дөләт сүпитидә төвәндики асасий принциплар, йәни, унитарлиқ дөләт, территориясиниң бирпүтүнлүги вә бөлүнмәслиги, қазақ хәлқиниң вә Қазақстанда яшаватқан башқа хәлиқләрниң мәдәнийитини, әнъәнилирини, тилини сақлаш вә тәрәққий әткүзүш, миллий бирликни күчәйтиш принциплири тәстиқләнди. Шундақла мәзкүр Декларациядә Қазақстанниң «СССР тәркивидин өз әрки билән чиқалайдиғанлиғи», «хәлиқара мунасивәтләрниң субъекти сүпитидә ташқи сәяситини, дипломатиялик мунасивәтләрни орниталайдиғанлиғи вә БМТ охшаш хәлиқара тәшкилатлар ишлириға қатнишалайдиғанлиғи» ейтилған еди.
Декларацияни тәйярлашқа Султан Сартаевниң рәһбәрлигидики юристлар Зинаида Федотова, Николай Акуев, Тилеухан Қабдрахманов қатнашти. Бу тарихий һөҗҗәт 17 баптин тәркип тапқан. Уни қобул қилишта Өзбекәли Жәнибеков, Салық Зиманов, Султан Сартаев, Әбиш Кекилбаев, Манаш Қозыбаев, Серикболсын Әбдилдин, Шахмардан Есенов вә башқиму шәхсләр чоң роль ойниди.   
25-октябрьда елан қилинған Декларацияниң 1-бабида мәмликәтниң территориялик туташлиғи, дөләтчиликниң бәлгүлири ениқ көрситилсә, 2-бапта миллий дөләтчиликни сақлаш, һимайә қилиш вә күчәйтиш чариләр бәлгүләнди. 3-бапта «Һазирқи чегарисидики Қазақ ССРниң территорияси бөлүнмәйду вә униңға қол селинмайду, униң келишимиз пайдилинишқа болмайду» дәп ейтилди. 4-бапта хәлиқ мустәқилликниң егиси екәнлиги  вә хәлиқ намидин һөкүмдарлиқ қилиш Алий Кеңәш әмәлгә ашурлидиғанлиғи, 5-бапта болса җумһурийәт территориясидә яшаватқан барлиқ гражданлар һоқуқини һимайә  қилиш һәққидә йезилди. 6-бабида ташқи мунасивәтләрдә өз алдиға қарар чиқиралайдиғини, 7-бапта дөләт органлириниң қурулуми:қанун чиқарғучи, иҗраий, сот һакимийити көрситилди. 11-бапта экологиялик мәсилиләр көтирилип, «Җумһурийәт территориясидә ядролуқ қураллирини синаш, аммивий қириш қураллириниң башқиму түрлирини (химиялик, биологиялик вә башқилар), синақ полигонлирини селиш вә уларниң ишлиши мәнъий қилинди. Декларацияниң мошу тәләплиригә мувапиқ, 1991-жили 29-августта «Шәмәй полигонини йепиш тоғрилиқ» Пәрман имзаланди. 16-бапта дөләт рәмзлириниң: туғ, герб, гимни болидиғанлиғи, 17-бапта болса, декларацияниң дөләтниң йеңи Конституциясини тәйярлашта қануний асас болидиғанлиғи ениқ көрситилди.
1995-жили Қазақстанниң шу пәйттики президенти Нурсултан Назарбаев 25-октябрь күни нишанлинидиған Җумһурийәт күни мәйримини “Миллий мәйрәм” дәп елан қилиш тоғрилиқ Пәрманни имзалиди. Амма, 2001-жили мәзкүр мәйрәмниң миллий мәйрәм сүпитидики статуси күчидин қалдурулди вә дөләт мәйрәмлири қатариға киргүзүлди. Әнди 2009-жили Қазақстан Җумһурийитиниң «Қазақстан Җумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ» қануниға өзгиришләр киргүзүш тоғрилиқ» Қанун қобул қилинип, Җумһурийәт мәйрими күнини нишанлаш мәнъий қилинди. Шундақ қилип, 25-октябрь иш күни болуп қалди. Илгири бу күни қазақстанлиқлар дәм алатти.
Мошу йәрдә елимиздә миллий вә дөләт мәйрәмлирини нишанлашниң айримчилиғи һәққидә ейтип өткән тоғра болса керәк. Қазақстан Җумһурийитиниң «Қазақстан Җумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ» Қануниға мувапиқ, миллий мәйрәм дегинимиз – бу Қазақстан дөләтчилигиниң тәрәққиятиға зор тәсир қилған, тарихий әһмийити бар вақиәләрни нишанлаш. Миллий мәйрәмләр йәрлик вә мәркизий дөләт органлирида рәсмий чарә-тәдбирләрни өткүзүш, чоң мәйрәмлик тәнтәниләрни уюштуруш билән нишанлиниду.
Дөләт мәйрәмлири – бу җәмийәтлик-сәясий әһмийити бар вақиәләрни вә Қазақстан гражданлири әнъәнивий рәвиштә нишанлайдиған мәйрәмләр болуп һесаплиниду. Дөләт мәйрәмлири рәсмий чарә-тәдбирләрни өткүзүш арқилиқ нишанлиниду. 
Тәкитләш лазимки, бийил 16-июль күни Улытавда дәсләпки қетим өткән Миллий қурултайда Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Җумһурийәт күни мәйриминиң миллий мәйрәм сүпитидики статусини қайта әслигә кәлтүрүш тәкливини бәрди. «Җумһурийәт күни мәйрими бизниң дөләтчиликкә болған дадил қәдимимизниң рәмзи болуши керәк. Әлвәттә, Мустәқиллик мәйрими әһмийити сақлинип қалиду. Амма, уни биз мустәқиллик үчүн күрәштә қаза болған қәһриманларни хатириләш сүпитидә нишанлишимиз лазим», – дегән еди Дөләт рәһбири.
Президентниң бу тәкливини қазақстанлиқлар йәкдиллиқ билән қоллиди. Сентябрьда елимиз парламенти «Қазақстан Җумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ» қанунға өзгиришләрни қобул қилди. Шуниңға мувапиқ 25-октябрь – Җумһурийәт күни  мәйрими миллий мәйрәм, Мустәқиллик күни, йәни 16-декабрь дөләт мәйрими сүпитидә бәлгүләнди.
Һазир Җумһурийәт күнини миллий мәйрәм сүпитидә нишанлашниң әһмийити һәққидә яхши инкаслар ейтилмақта. Қазақстан Парламенти Сенатиниң спикери Маулен Әшимбаев бу күнни миллий мәйрәм сүпитидә нишанлашни «адил вә тарихий қарар» дәп баһалиди. «Һәқиқәтәнму бизниң мустәқиллигимиз 25-октябрь күни, йәни Қазақстан Җумһурийитиниң мустәқиллиги тоғрилиқ Декларацияни қобул қилинған күндин башланди. Немишкиду, бу һәққидә аз ейтимиз. Әлвәттә, бу хата һәм адаләтлик әмәс. 1990-жили 25-октябрь күнидин  Қазақстанниң мустәқиллик елиш җәрияни қозғалди. Биз бу һәққидә дайим ейтишимиз вә чүшәндүрүшимиз лазим», – деди М. Әшимбаев.
Һазир елимизда мошу чоң мәйрәм һарписида һәрхил чарә-тәдбирләр уюштурулуватиду, һәрхил илмий әнҗуманлар, мәйрәмлик тәнтәниләр өтмәктә. Қошумчә қилсақ, Қазақстан һөкүмитиниң қарариға бенаән, бийил қазақстанлиқлар Җумһурийәт күни үч күн, йәни, 23-24-25-октябрь күнлири дәм алиду.
 Хуласиләп ейтсақ, 1990-жили 25-октябрьда қобул қилинған Мустәқиллик декларациясиниң әһмийити 1991-жил 16-декабрьда қобул қилинған тарихий һөҗҗәтләрдин кам әмәстур. 

2421 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы