• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2012

Баш-баштақлиққа йол йоқ

Елимиз Президенти һәр дайим тиҗарәт субъектлирини кәлсә-кәлмәс тәкшүрүшкә, чәк қоюш вақтиниң йәткәнлиги һәққидә турақлиқ ейтип кәлмәктә. Һалбуки, бу баш-баштақлиқ техила давам қиливатқанлиғи ечинишлиқ. Уйғур наһийәси прокурориниң чоң ярдәмчиси Данияр Қалимбетовниң мәлуматлириға асаслансақ, өткән жилниң ахирқи айлирида мошу йөнилиштә планлиқ жүргүзүлгән тәкшүрүшләр нәтиҗилири әйнә шундақ хуласигә келишимизгә түрткә болмақта. Ениғирағи, Қазақстан Җумһурийити Йеза егилиги министрлиги агросанаәт комплекси дөләтлик инспекция комитетиниң Уйғур наһийәлик инспекцияси дөләтлик мәһкимисиниң рәһбәрлиги Чарин йезилиқ округиға қарашлиқ бир қатар дехан егиликлиридә Қазақстан Җумһурийитиниң «Уруқ егилиги тоғрилиқ» Қануниниң орунлиниши бойичә асассиз, тегишлик һөҗҗәтләрсиз пландин ташқири тәкшүрүш ишлирини жүргүзүп, Қазақстан Җумһурийитиниң «Дөләтлик тәкшүрүш вә назарәт қилиш тоғрилиқ» Қануниға хилаплиқ қилған. Наһийәлик прокуратура мошу факт бойичә мәзкүр инспекция рәһбәрлиги үстидин «Қазақстан Җумһурийитиниң мәмурий һоқуқ бузуш тоғрилиқ» кодексиниң 153-баби биринчи бөлүминиң 1-, 2- вә 12-тармақлири бойичә мәмурий иш қозғап, наһийәлик сотқа йоллиди. Сот һөкүми бойичә әйиви испатланған инспекция рәһбәрлигигә 10 айлиқ һесап көрсәткүч миқдарида мәмурий җәриман селинди. Мошуниңдин сәл илгири Н. исимлиқ тиҗарәтчи өзиниң шәхсий дукинини дөләт хадиминиң тәкшүрүп кәткинини вә бу ишниң қануний яки қанунсиз екәнлигини билиш мәхситидә наһийәлик прокуратуриға мураҗиәт қилған. Тиҗарәтчиниң илтимасиға бенаән, тәкшүрүш ишлирини жүргүзгән прокуратура хадимлири дөләт хадиминиң һәрикитини қанунсиз дәп тапти вә униң үстидин жуқуридики Кодекс бойичә мәмурий иш қозғап, наһийәлик сотқа чүширип бәрди. Сот җәриянида әйиви дәлилләнгән дөләт хадими, һөкүм бойичә, 10 айлиқ һесап көрсәткүчи миқдарида мәмурий җәриман төләшкә мәҗбур болди.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

Уйғур наһийәси.  

731 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы