• Асасий мақалилар
  • 27 Қазан, 2022

Җумһурийәт күни билән тәбриклиди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларни Җумһурийәт күни билән тәбриклиди. 
­– Қазақстанниң Дөләт суверенитети тоғрилиқ декларация муқәддәс Мустәқиллигимизгә йол ечип бәрди. Шуңлашқа мәзкүр һөҗҗәт тарихий әһмийәткә егә. Бийилдин башлап биз Җумһурийәт Күнини йеңичә нишанлаймиз, у миллий мәйрәм мәртивисигә егә болди. Мундақ башланминиң җәмийәттә кәң қоллап-қувәтләшкә егә боолуп, яхши әнъәнигә айлинидиғанлиғиға ишинимән, – дейилиду Президент тәбригидә. 
Дөләт рәһбири Җумһурийәт Күниниң хәлиқниң роһини көтиридиған, дөләтчиликни мустәһкәмләйдиған, бирлигимиз вә пикирдашлиғимизни күчәйтидиған ярқин мәйрәм болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. 
– Биз Адаләтлик Қазақстан қурушқа кириштуқ. Бу алий мәхсәт пәқәт барлиқ қазақстанлиқларниң паал қатнишиши биләнла қолға кәлтүрүлүши мүмкин, чүнки дөләтниң асасий тириги вә әң чоң байлиғи – бу гражданлар! Қайтидин тикләнгән мәйрәм мунасивити билән регионларда Дөләт байриғини көтириш мәрасимлири болуп өтиду. Бу хәлқимизниң вәтәнпәрвәрлигини, роһини, миллий аң-сезимини күчәйтишкә қаритилған муһим чарә-тәдбир. Бизниң көк байриғимиз суверенитет, әркинлик, бирлик вә течлиқ  кәби қәдрийәтләрни муҗәссәмләндүриду. Биз һәр қачан байриғимизни егиз көтирип кәлгән әҗдатлиримизниң вәсийитигә садиқ болумиз, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Президентниң сөзичә, байрақни көтириш мәрасими миллий мәйрәмниң чоңқур мәзмун-маһийәткә егә екәнлигини намайиш қилиду. 
– Бизниң Қазақстандин башқа Вәтинимиз йоқ. Бизниң интилишлиримиз  ениқ, мәхсәтлиримиз умумий. Биз һәрқачан Мустәқиллигимизни қәдир тутимиз вә дөләтчилингимизни күчәйтимиз. Бизниң Вәтинимиз бир, дөлитимиз бир, бир хәлиқмиз! Биз Адаләтлик Қазақстанни биллә қурумиз! Силәрни Җумһурийәт күни билән йәнә бир қетим тәбрикләймән! Һәммиңларға мустәһкәм саламәтлик вә хатирҗәмлик тиләймән! Мәмликитимиз суверенитети мустәһкәмләнсун! – дәп хуласилиди Дөләт рәһбири. 
 

2635 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы