• Тәвәллуд
  • 03 Қараша, 2022

Салаһийәтлик тарихчи, тәләпчан рәһбәр

(Тарих пәнлириниң доктори  Рисаләт Кәримова – 70 яшта)

Мәһсулдар алимә

Бүгүнки күндә өзиниң 70 яшлиғини атап өтүватқан кәсипдишим, Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, пүткүл аңлиқ һаятини тарих илиминиң муһим мәсилилирини тәтқиқ қилишқа беғишлиған алимә, әҗайип инсан Рисаләт Һосманқизи Кәримова тоғрилиқ сөз қилғинимда, әлвәттә, ушбу Уйғуршунаслиқ мәркизиниң өтмүшигә тохталмай өтүш мүмкин әмәс, дәп ойлаймән. Чүнки мениң һаятим вә дәсләпки илмий паалийитим әйнә шу илим дәргаһи һәм у йәрдики көрнәклик шәхсләрниң бири болған тәвәллуд егисиниң паалийәтлири билән чәмбәрчас бағланғандур. Мән Рисаләт Һосманқизи билән 1987-жилниң ахирилирида тонушқан. Аридин оттуз бәш жил өтүпту. Бу вақит ичидә биз талай хошаллиқларни, җудалиқларни, ихтисадий боһранларни биллә баштин өткүздуқ һәм дайим бир-биримизгә яр-йөләк, мәсләкдаш, кәсипдаш болуп кәлдуқ. 
Өтмүшкә нәзәр салидиған болсақ, мәшһур қазақ алими, Қазақстан илиминиң асасчиси Қаныш Сәтпаевниң тәкливи билән вә беваситә иштирак қилишида 1949-жили Қазақ ССР Пәнләр Академияси Президиуми йенида уйғур-туңган мәдәнийитини үгиниш секториниң ечилиши уйғуршунаслиқ тарихидики чоң бурулуш болди. Кейинирәк, йәни 1963-жили шу секторниң асасида Қазақ ССР Пәнләр Академияси Тилшунаслиқ институти йенида Уйғуршунаслиқ бөлүми, 1986-жили болса, Уйғуршунаслиқ институти тәшкил қилинди. Һазирқи уйғуршунаслар бу тарихни яхши билиду вә чүшиниду, дәп ойлаймән. Әпсуски, өткән әсирниң 90-жиллириниң башлирида овҗ алған җәмийитимиздики сәясий өзгиришләр ақивитидин, болупму мәбләғ тапчиллиғидин көплигән илмий мәһкимиләр зәрдап чәкти. Бу әһвал җүмлидин Уйғуршунаслиқ институтиниң паалийитигиму сәлбий тәсирини йәткүзди. У өз ишини буниңдин кейинму үнүмлүк давам қилиш мумкинчилигидин мәһрум болди: илмий хадимларниң мааши қисқартилди, китап нәшир қилиш қийинлашти, яш алимлар җан беқиш койида башқа саһаларға ишқа йөткилип кәтти, мутәхәссисләр йетишмиди. Ахирида, йәни 1996-жили мәзкүр дәргаһ илмий мәркәзгә айлинип қалди. Академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң, андин униң изини давам қилған хәлқимизниң йәнә бир мунәввәр пәрзәнди Коммунар Талиповниң бемәзгил аләмдин өтүши умумән уйғуршунаслиқ пәниниң тәрәққиятиға сәлбий тәсирини йәткүзмәй қоймиди. Мана шундақ бир еғир вәзийәттә Рисаләт Кәримова охшаш уйғур қизиниң мәйданға чиқиши бу йоқитишларниң орнини мәлум дәриҗидә толтурғандәк болди. Униң рәһбәр болуп келиши, һәқиқәтәнму, Уйғуршунаслиқ мәркизини заваллиқтин қутулдуруп қалди десәк, ашуруп ейтқан болмаймиз.  


Тарих пәнлириниң доктори, профессор Рисаләт Кәримова рәһбәрлигидики Уйғуршунаслиқ мәркизи хадимлири һазирқи күндә Шәриқшунаслиқ институтиниң асасий мәхсити йөнилишидә – Қазақстан вә Шәриқ әллири мунасивәтлириниң тарихий-мәдәний, иҗтимаий-ихтисадий, сәясий, диний, шуниң билән бир қатарда, дуния мәдәнийәтлириара нуқтәий нәзәрләрни изчил рәвиштә тәтқиқ қилиш  бойичә иш елип бармақта. Қазақстан Шәриқшунаслиқ илиминиң өз һөддисигә алған вәзипилирини орунлаш мәхситидә Рисаләт Кәримова рәһбәрлигидики Мәркәз тәрипидин кейинки жилларда «Мәркизий Азия түркий хәлиқлириниң тарихий-мәдәний өзара бағлинишлири (IХ – ХIV әсирләрдики Қазақстан вә Шәрқий Түркстан)», «Қазақстан вә Шәрқий Түркстан Мәркизий Азия мәдәнийәтләр җәриянлириниң системисида (ХIV әсир – XVIII әсирниң биринчи йерими)», «Қазақстан вә Шәрқий Түркстан Мәркизий Азия мәдәнийәтлири җәриянлирида (XVIII әсирниң иккинчи йерими – XIX әсир)», «Улуқ Ипәк йолидики Қазақстан вә Шәрқий Түркстанниң Шәриқ вә Ғәрип мәдәнийәтлириниң өзара бағлиниши системисида», «Қазақстан вә Мәркизий Азия тарихи вә мәдәнийити бойичә Шәрқий Түркстан мәнбәлири (XVIII әсир – XX әсирниң беши) лайиһәлири әмәлгә ашурулди. Йеқинда Мәркәз хадимлири «Мәркизий Азияниң әқлий  тарихи контекстидики түркий ойғиниш (Х – ХVI әсирләр)» мавзусидики  йәнә бир илмий лайиһәни муваппәқийәтлик тамамлиди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Рисаләт Кәримова – қуруқ сөздин көрә, әмәлий ишни әла көридиған һәм шу йөнилиштә тинмай издинидиған вә һәрикәт қилидиған рәһбәрдур. У Мәркәз рәһбири болуп бәлгүләнгәндин бери мәзкүр дәргаһтики хадимлар көплигән әмгәклирини нәширдин чиқирип, кәң китапханлар аммисиниң иллиқ ихласиға бөләнди. Буниңға Уйғуршунаслиқ мәркизи әмәлгә ашурған илмий лайиһәләр даирисидә көплигән коллективлиқ монографияләрниң йоруққа чиққанлиғини қошумчә қилған орунлуқ. «Шәрқий Түркстан Мәркизий Азия мәдәнийәтлири җәриянлирида», «Улуқ Ипәк йолидики Қазақстан вә Шәрқий Түркстанниң Шәриқ вә Ғәрип мәдәнийәтлириниң өзара бағлиниши системисида», «Маһмут Қәшқәрийниң дуния мәдәний мирасидики төһписи», «Уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә тәтқиқатлар», «Уйғуршунаслиқ: тарихий-филологиялик тәтқиқатлар», «Қазақстан вә Мәркизий Азия тарихи вә мәдәнийити бойичә Шәрқий Түркстан мәнбәлири (XVIII әсир – XX әсирниң беши)», шундақла жуқурида биз атап өткән «Мәркизий Азияниң әқлий  тарихи контекстидики түркий ойғиниш (Х – ХVI әсирләр)» коллективлиқ монографиялар шулар җүмлисидиндур. Буниңдин ташқири алимә қәлимигә мәнсүп «Уйғурларниң әнъәнивий бәдиий һүнәрвәнчилиги вә кәсиплири», «Дунияға қаритилған тәшәббуслар», «Оттуз оғул институти: тарих вә һазирқи заман», «Қазақстандики азсанлиқ  хәлиқләрниң тарихи вә мәдәнийити» намлиқ әмгәкләр тарихчилар, мәдәнийәтшунаслар вә башқиму тәтқиқатчиларда зор қизиқиш һасил қилмақта.
Рисаләт Кәримованиң илмий паалийәттин ташқири йәнә пешқәдәм уйғуршунас алимларни хатириләш, яш мутәхәссисләргә ғәмхорлуқ қилиш, уйғурларниң җәмийәтлик тәшкилатлири билән бирликтә иш елип бериш, уйғур тилидики мәктәпләрни, мәтбуатларни қоллап-қувәтләш вә башқиму ишларға дайим көңүл бөлүп келиватқанлиғи бизгә яхши мәлум. Болупму җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи билән һәмкарлиқта җумһурийәтлик вә хәлиқара дәриҗидики илмий әнҗуманларни, учришишларни, дүгләк үстәлләрни вә башқиму чарә-тәдбирләрни уюштуруп, өткүзүп келиватқанлиғи шуниң ярқин ипадисидур. 
Сөзүмниң ахирида, Рисаләт Кәримовани бүгүнки 70 яшлиқ тәвәллуди билән сәмимий тәбрикләп, алимәгә зор саламәтлик, узақ өмүр, хатирҗәмлик вә йеңи иҗадий утуқлар тиләймән. Келәчәктә яш әвлатлиримиз ичидин униң охшаш әмгәксөйгүч, тиришчан, тәләпчан рәһбәр, милләтпәрвәр пәрзәнтлиримиз йетилип чиқип, хәлқимизни хошал қилғай!     

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, 
Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң 
йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити.

Дост болушқа қадир инсан

Мән Рисаләт билән 1973-жилдин башлап арилишип келиватимән. У вақитта Т.Шевченко намидики Қазақ дөләт бәдиий галереяси билән А.Қастеев намидики дөләт сәнъәт мирасгаһи бирләштүрүлүп, уларниң асасида җумһурийәтлик Хәлиқ әмәлий сәнъәт мирасгаһи қурулған еди. Рисаләт мәзкүр мирасгаһтики қазақларниң декоративлиқ әмәлий сәнъити бөлүмидә чоң илмий хадим болуп ишләтти. Рисаләт мән рәһбәрлик қилған әйнә шу бөлүмниң әң җавапкәр, әмгәксөйгүч, өзиниң кәспий вәзипилирини кәң даиридә һәм жуқури дәриҗидә атқуридиған хадими еди. Шу чағда униң Россияниң Архангельск шәһиридә бизниң мирасгаһта сақлиниватқан әсәр-әтиқиләр көргәзмисини алаһидә җавапкәрлик билән уюштурғанлиғиму һеликәм ядимда.   1984-жили Рисаләт башқа саһаға ишқа йөткилип, кейин Москва шәһиридики СССР Пәнләр Академиясиниң Н.Миклухо-Маклай намидики этнография институтиниң аспирантурисини тамамлиди. Андин у һазирқи Санкт-Петербург шәһиридә “Оттура Азия вә Қазақстан уйғурлириниң бәдиий һүнәрвәнчилиги вә кәсиплири (ХIХ әсирниң ахири – ХХ әсир)” мавзусида намзатлиқ диссертациясини утуқлуқ яқлиди. Мән 1984-жили Ленинградта диссертация яқлиғандин кейин Ч.Вәлиханов намидики Тарих, археология вә этнография институтиға йөткилиш тоғрилиқ ойлинип қалған едим. Бирақ мән иккилинип, өзәм үчүн муһим әһмийәткә егә болған мундақ қәдәмни бесишқа җүръәт қилалмай турған бир пәйттә, Рисаләткә телефон қилип, мирасгаһтин кетип, илмий иш билән шуғуллинишқа көчүш истигимниң бар екәнлигини изһар қилдим. Рисаләт шу чағда маңа, сөзсиз, Академия системисиға авушуш лазимлиғини, у йәрдә илмий иш билән шуғуллиниш үчүн барлиқ мүмкинчиликләрниң моҗутлуғини чүшәндүрди. Шундақ қилип, униң мәслиһити мениң илим-пән саһасиға келишимгә түрткә болди.
Биз һәрхил институтларда хизмәт қилсақму, арилишип жүрдуқ. Рисаләт у чағда Тилшунаслиқ институтиниң Уйғуршунаслиқ бөлүмидә ишләвататти. Кейин мәзкүр бөлүм асасида Уйғуршунаслиқ  институти барлиққа кәлгәндә, у илмий паалийитини шу йәрдә давамлаштурди. 1996-жили тәғдир бизни йәнә бир қетим – Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтида учраштурди. 2006-жили кәч күздә Ч.Вәлиханов намидики Тарих вә этнография институтида мениң докторлуқ диссертациям муһакимә қилинип, уни һимайә қилиш қәрәлиму ениқ бәлгүләнди. Шуңлашқа аз вақитниң ичидә рәсмий һөҗҗәтләрни тәйярлап, диссертациялик кеңәшкә өткүзүш лазим болди. Лекин, дәл шу вақитта туюқсиз Америкиға бериш зөрүрийити туғулуп, төрт сааттин кейин самолет  билән узаққа учидиған болуп қалдим. Мана шу пәйттә мән Рисаләткә һөҗҗәтлиримни тәйярлап, диссертациялик кеңәшкә тапшуруветиш илтимаси билән мураҗиәт қилдим. Чүнки, мән униң һәрқандақ ишқа алаһидә җавапкәрлик билән қарайдиғанлиғини билгәнликтин, илтимасимниң көңлүмдикидәк орунлинидиғанлиғидин гуманланмиған едим. Һәқиқәтән, һәммә иш дәл мән ойлиғандәк болди.    
Мән Рисаләтниң инсаний хисләтлирини, җүмлидин униң пәм-парасәтликлигини, сәвир-тақәтликлигини, садиқлиғини, достларға болған меһриванлиғини, ишиға вә әтрапидики адәмләргә нисбәтән жуқури дәриҗидики тәләпчанлиғини алаһидә тәкитләп өткүм келиду. Иккимиз көплигән сәпәрләрдә, җүмлидин Шәрқий Түркстанға (ХХҖ ШУАР) ясалған илмий экспедицияләрдә биллә болдуқ. Уларниң ичидә мениң есимдә алаһидә сақлинип қалғини Туниста өткән хәлиқара конгресс болуп, униңда мән гиләм тоқуш һүнәрвәнчилиги бойичә қазақларни тонуштурсам, Рисаләт уйғурларни тонуштурған еди. 
Бизниң Венгриягә қилған сәпиримизму шу йөнилиштә утувалған грантимиз һесавиға наһайити муваппәқийәтлик болди. Бу грант «Чәт әлләрдики қазақларниң мәнзирилик-әмәлий  сәнъитиниң раритетлири» мавзусиға аит болуп, биз униң даирисидә Будапештниң әҗайип чирайлиқ мәнзирилири, у йәрдики мирасгаһларда сақлиниватқан сәнъәт ядикарлиқлири, театр сәнъити билән тонушуш имканийтигә егә болған едуқ. Биз Моцартниң «Фигарониң тойи» спектаклини көрүп, роһий озуқ алған һалда, хелиғичә өзара сәмимий музакиригә чүшкән едуқ. Мән шу вақитларда Рисаләтниң нәқәдәр мәдәнийәтлик сөһбәтдаш, сәмимий сирдаш екәнлигини йеқиндин һис қилдим.  
Бизниң биллә ишләватқан институтимизға вә униңға мунасивәтлик мәсилиләр әтрапида көплигән умумий көзқарашлиримиз, ишлиримиз болди. Биз дайим һаятниң қизиқ дәқиқилирини, мәдәнийәт, сәнъәт, әдәбият, тәсвирий сәнъәт адәмлириниң йәткән утуқлирини биллә тәһлил қилаттуқ һәм бу хилдики сөһбәтлиримиздин роһий озуқ алаттуқ. Һәрхил чарә-тәдбирләр вақтида вә улардин кейин өзара муңдишип, музакирә жүргүзүш биз үчүн адәткә айланди.
Шуни алаһидә тәкитлигүм келидуки, Рисаләт иккимиз хошаллиқниму, қайғуниму биллә тарттуқ һәм бу җәриянда бизниң бир-биримизгә болған йеқинчилиғимиз, сәмимийлигимиз техиму мустәһкәмләнди. Һәрқандақ вәзийәттә яхшилиққа, һәққанийлиққа үмүт бағлап яшидуқ вә әмгәк қилдуқ. Мән шу җәриянда Рисаләтниң садиқ дост, ишәшлик сәпдаш, һәқиқий муңдаш болушқа қадир, роһий җәһәттин интайин бай, меһриван, дилкәш адәм екәнлигигә көз йәткүздүм.  
Мақаләмниң ахирида, Рисаләтниң қорқумсизлиғи, ирадиликлиги һәм мүҗәз-хулқидики қәтъийлик кәби алийҗанап хисләтлири униң мунасип һаят кәчүрүшигә вә һалал әмгәк қилишиға зәмин яритип келиватқанлиғини алаһидә тәкитләп, дайим шундақ болсекән дегән тиләкни билдүргүм келиду.  

                          Шайзада ТОХТАБАЕВА, 
Р. Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң баш илмий хадими, 
тарих пәнлириниң доктори, профессор. 

Пәзилити билән ибрәтлик

Рисаләт Кәримова пүткүл аңлиқ һаятини илим-пән саһасиға беғишлап келиватқан көрнәклик алимә. У уйғур хәлқиниң тарихини, болупму этнографиясини тәтқиқ қилиш, изчил үгиниш түпәйли Қазақстан илим-пәниниң тәрәққиятиға салмақлиқ төһпә қошмақта. Бу җәһәттин елип қариғанда, алимәниң илмий издиниши яш тәтқиқатчилар үчүн чоң мәктәп екәнлигидә шәк-шүбһә йоқ. 
Рус язғучиси А.Чеховниң: «Адәм һәммә тәрәптин – һәм кийиниши, һәм жүрүш-туруши, һәм шундақла әқил-ойи арқилиқ гөзәл көрүнүши керәк» дегән пикригә диққәт ағдурғинимизда, көз алдимизға дәрру Рисаләт һәдә Кәримованиң қияпити гәвдилиниду. Чүнки Рисаләт Һосманқизиниң ташқи көрүнүши қанчә гөзәл болса, ички дуниясиму шуқәдәр көркәм. Алимәгә хас мундақ хасийәт болупму униң инсанлар билән болған сәмимий мунасивитидә байқилиду. У һәрқандақ адәмни тиңшашни билидиған, өз новитидә пикир-мулаһизисини наһайити мәдәнийәтлик түрдә йәткүзүшкә интилидиған парасәт егиси. Дәрһәқиқәт, Рисаләт һәдиниң тәбиитидә мәдәнийәт чүшәнчиси алаһидә әһмийәткә егә: һәрқандақ җайда өзини салмақлиқ тутуши, мүҗәзигә хас еғир-бесиқлиғи униң һәм илмий, һәм инсаний дәриҗисиниң жуқури екәнлигини көрситиду. Суниң еқишиға қарап өзгиридиған турақсизлиқ Рисаләт һәдиниң тәбиитигә тамамән ят һадисә. У өз сөзигә қәтъий әмәл қилидиған, мәвқәсидин қайтмайдиған рәһбәр. Шәхсән өзәм Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти йенидики у рәһбәрлик қилидиған Уйғуршунаслиқ мәркизидә хизмәт қилған он жилдин ошуқ вақит җәриянида алимәни шәхсий мәнпийитидин көрә шу илмий мәркәзниң һәм у дәргаһта паалийәт елип бериватқан хадимларниң ғемини жуқури қойидиған маһир тәшкилатчи сүпитидә йеқиндин тонудум. Униң һәрбиримизниң иш-паалийитидин бөләк, иҗтимаий әһвалидинму пат-пат хәвәр елип туруши, бизниң илмий издинишкә болған қизиқишимизни техиму ашуратти. Мол һаятий тәҗрибигә егә болған у көргән-билгәнлирини яш мутәхәссисләргә үгитиштин задила һелиқматти. Шу жиллар мабайнида алимәниң хизмитидин пайдилинип, кимду бириниң көңлигә азар бәргәнлигини байқимаптимән. Әксичә, у мәркәз хадимлири билән наһайити силиқ-сипайә муамилидә болуп, яшларниң ишәшлик мәслиһәтчисигә айланған еди. Болупму яш алимларниң илим-пән билән шуғуллиниши үчүн барлиқ имканийәтләрни яритишқа тиришти.     
Башқа саһаларға охшашла илим-пәндиму бирәр утуқ-муваппәқийәткә еришиш пәқәт узақ жиллиқ издиниш түпәйлила қолға келидиғанлиғи һәқиқәт. Бу турғудин елип қариғанда, Рисаләт Һосманқизи бүгүнки күндә тарих пәнлириниң доктори, профессор кәби илмий дәриҗиләргә асан муйәссәр болғини йоқ. Мәзкүр шәрәплик унванлар униң тинимсиз әмгәк-әҗриниң, узақ жиллиқ илмий издинишиниң мәһсули. Шундақла тәтқиқат орниға кичик илмий хадим сүпитидә қобул қилинған алимәниң вақит өтүп мәркәз рәһбиригә тайинлинишиму иш-паалийәт җәриянидики мәсъулийәтчанлиғиниң нәтиҗиси екәнлиги ениқ. 
Рисаләт Кәримова оқумушлуқ хизмәтчиләр аилисидә дунияға кәлгән. Униң атиси Һосманҗан Кәримов узақ вақит һәрбий хизмәттә, кейин һазирқи Қуддус Ғоҗамияров намидики Җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театрида әмгәк қилған еди. Һосманҗан ата билән Саламәтхан ана бәш қизни тәрбийиләп, һәммисиниң алий билим елишиға шараит яратти. Уларниң арисидин иккисиниң, йәни Рисаләт Кәримованиң пән доктори һәм униң сиңлиси Гүлҗаһан Һаҗиеваниң ихтисат пәнлириниң намзити болуши, дәрһәқиқәт, бу аилиниң көпчилик үчүн үлгә боларлиқ екәнлигидин дерәк бериду.
Мәлумки, һәрқандақ аял үчүн өй-розғар, бала тәрбийиси билән илмий-тәтқиқат ишлирини қатар елип меңиш асан әмәс. Амма һаятта һәрқандақ мәшәқәтни йеңип үгәнгән Рисаләт һәдә бу вәзипиниң һөддисидинму шәрәплик чиқишқа муваппәқ болди. Бу күнләрдә униң оғли Нөдәр Кәримовму ана изини бесип, тарих пәнлириниң намзити болуп йетилди.
Рисаләт Кәримова достлуқ чүшәнчисиниң қәдир-қиммитини алаһидә баһалайдиған инсан. Болупму, у адәмләр арисидики сәмимий мунасивәтни сақлаш тәрәпдари. Алимәниң узақ жиллиқ җан дости, тарих пәнлириниң доктори Шайзада Тохтабаева билән болған достанә алақиси әйнә шу сөзүмизниң ярқин ипадисидур. Буни биз қедимдин бери давамлишип келиватқан қериндаш қазақ-уйғур хәлқи арисидики достлуқниң ярқин ипадиси дәп ейтсақ, хаталашмаймиз. 
Сийлиғанниң қули болидиған Рисаләт һәдә һәм өзини, һәм өзгиләрни қәдирләшни билидиған инсан. Тәбиитидин наһайити кичик пейил һәм меһриван болған у җәмийәтлик ишларниңму паал иштиракчиси. Мәсилән у җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзаси сүпитидә көплигән чарә-тәдбирләрниң жуқури дәриҗидә өтүшигә өзиниң мунасип үлүшини қошуп кәлмәктә. 
Әйнә шундақ изгү пәзиләтлири арқилиқ бизгә дайим үлгә-ибрәт болуп келиватқан Рисаләт һәдигә, пурсәттин пайдилинип, сағлам саламәтлик, узақ өмүр тиләймиз! 

Шаирәм БАРАТОВА, 
Абай намидики Қазақ миллий педагогика
 университети Шәриқ филологияси вә тәрҗимә 
кафедрисиниң чоң оқутқучиси, 
филология пәнлириниң намзити.

Алимә тәвәллудиға беғишланди

Йеқинда Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти  Уйғуршунаслиқ мәркизиниң уюштуруши билән ушбу мәркәзниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, профессор Рисаләт Кәримованиң 70 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған онлайн вә офлайн шәклидә «Мәркизий Азияниң әқлий тарихи контекстидики түркий ойғиниш» мавзусида хәлиқара илмий-әмәлий әнҗуман болуп өтти. Униңға шәриқшунас, уйғуршунас алимлар, җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири, студентлар, тәвәллуд егисиниң уруқ-туққанлири қатнашти. 
Мәзкүр әнҗуманға риясәтчилик қилған Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң баш илмий хадими, сәясәтшунаслиқ пәнлириниң доктори, профессор Светлана Кожирова Мәркизий Азияниң сәясий, мәдәний  йөнилишлиридики тәрәққияти, бу кәңликтә яшаватқан хәлиқләрниң өтмүши, мәдәнийити, иҗтимаий мәсилилири вә  көзқарашлирини  үгиништә шәриқшунас тәтқиқатчилар билән бир қатарда уйғур алимлириниң елип бериватқан иш-паалийәтлиригә алаһидә тохталди. Риясәтчи шундақла өз вақтида Уйғуршунаслиқ институтиниң башқа милләт алимлири үчүнму чоң синақ вә тәҗрибә мәркизи болғанлиғини оттуриға қойди. Светлана Кожирова бир нәччә қетим йүз бәргән ихтисадий боһранларға қаримай, Мәркәзниң моҗутлуғини сақлап қалғанлиғини, буниңға уйғурлар ичидин чиққан пешқәдәм алимларниң, җүмлидин Рисаләт Кәримованиңму көп күч чиқарғанлиғини қәйт қилди.
Әнҗуманда дәсләп сөз алған Шәриқшунаслиқ институти мудириниң илмий ишлар бойичә орунбасари Ғалимжан Дүйсенов Рисаләт Кәримованиң илмий паалийитини жуқури баһалиди вә униң «Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби» атиғиға муйәссәр болғанлиғини хәвәрләп, ушбу мукапатни рәсмий түрдә алимәгә тапшурди. У шундақла тәвәллуд егисини мәзкүр институт тәрипидин тәсис қилинған «Шәриқшунаслиқ илимиға қошқан салмақлиқ төһписи үчүн» медали билән тәғдирлиди.
    Өз новитидә сөзгә чиққан «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Ершат Әсмәтовму Рисаләт Кәримованиң илим-пән саһасидики вә җәмийәтлик ишлардики нәмунилик ишлирини алаһидә тилға елип, тәвәллуди билән тәбриклиди һәм униңға «Ғәмхор» медалини тәғдим қилди.«Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити фондиниң мудири Карлин Мәхпиров болса, тәвәллуд егисигә фонд намидин «Тәшәккүрнамә» тапшурди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан өзбәкстанлиқ алим, иҗтимаий пәнләр доктори, профессор Абдуләһәт Қаһаров, «Туран» университетиниң «Регионшунаслиқ вә хәлиқара мунасивәтләр» кафедрисиниң башлиғи Толен Муратбекулы алимәниң шәриқшунаслиқ илимини тәрәққий әткүзүшкә қошқан төһпилиригә әтраплиқ тохталди.Онлайн шәкилдә әнҗуманға иштрак қилған Қирғизстан уйғурлириниң «Иттипақ» җәмийәтлик бирләшмиси рәисиниң орунбасари, философия  пәнлириниң намзити Әкбәрҗан Бавдуновму, пурсәттин пайдилинип, пүткүл қирғизстанлиқ уйғурлар намидин Рисаләт Кәримоваға сәмимий тәбрик йоллиди.
Рисаләт Кәримованиң тәвәллудиға беғишланған әнҗуманниң тәнтәнилик қисмида шундақла Қазақстан Тәбиий пәнләр академиясиниң академиги, тарих пәнлириниң доктори  Клара Хафизова «Чин империяси батурлириниң институти вә атақлири», Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Шаирәм Баратова «Ибрәтлик пәзиләт егиси» һәм шундақла мәзкүр чариниң асасий сәвәпкари болған уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, профессор Рисаләт Кәримова   «Мәркизий Азияниң әқлий тарихи контекстидики түркий ойғиниш лайиһәси: тәтқиқат вәзипилири вә униң утуқлири» мавзулирида докладларни оқуди.
Тәнтәнилик бөлүмниң ахирида Уйғуршунаслиқ мәркизи алимлири тәрипидин тәйярланған «Мәркизий Азияниң әқлий  тарихи контекстидики түркий ойғиниш (Х–ХVI әсирләр)» коллективлиқ монографияниң, шундақла тәвәллуд егисиниң қәлимигә мәнсүп «Шәрқий Түркстанниң оттура әсирдики шәһәрлири Мәркизий Азияниң мәдәний җәриянлирида» намлиқ китапниң  тонуштуруш мәрасими болуп өтти.
Әнҗуманниң иккинчи бөлүмигә Мухтар Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори, РоссияТәбиий пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси Алимҗан Һәмраев риясәтчилик қилди. У Рисаләт Кәримованиң уйғур алимлири ичидин чиққан көрнәклик алимә екәнлигини, шуниң билән бир қатарда он бәш жил мабайнида уйғурларниң бирдин-бир илмий-тәтқиқат мәркизи болған Уйғуршунаслиқ мәркизини башқуруп келиватқанлиғини, бу җәриянда униң көплигән илмий лайиһәләргә рәһбәрлик қилғанлиғини алаһидә тәкитлиди.
Жиғинниң бу бөлүмидә түркий хәлиқләрниң, шу җүмлидин уйғурларниң тарихиға, мәдәнийитигә мунасивәтлик докладлар оқулди. Болупму Қирғизстанниң Иссиқкөл дөләт университетиниң профессори, филология пәнлириниң доктори Сәйпулла Абдуллаев, һазир Америка Қошма Штатлирида илмий сәпәрдә болуватқан «Туран» университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори Абләт Камалов,  Нью-Йорк шәһиридә  туруватқан этнограф, тарих пәнлириниң намзити Дарья Кан, «Туран» университетиниң доценти, тарих пәнлириниң намзити Зульфия Кәримова вә башқиларниң докладлирида уйғурлар тоғрилиқ қизиқарлиқ мәлуматлар  баян қилинди.
Илмий әнҗуманниң ахирида сөзгә чиққан Рисаләт Кәримова қатнашқучиларға иллиқ тиләклири вә оқулған  мәзмунлуқ докладлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.
 

Халминәм МӘСИМОВА,
Р. Сүлейменов намидики 
Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң 
чоң илмий хадими, филология пәнлириниң намзити.

 

285 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы