• Асасий мақалилар
  • 03 Қараша, 2022

Кеңәш әзалири билән учрашти

Қасым-Жомарт Тоқаев МДҺ Һөкүмәт рәһбәрлири кеңишиниң әзалири билән учрашти.
Учришишқа Қазақстан Премьер-министри Әлихан Смайылов, Әзәрбәйҗан Премьер-министри Али Асадов, Беларусь Премьер-министри Роман Головченко, Өзбәкстан Премьер-министри Абдулла Арипов, Россия һөкүмитиниң Рәиси Михаил Мишустин, Таҗикстан Премьер-министри Кохир Расулзадә, Қирғизстан Министрлар кабинетиниң Рәиси – Президент мәмурийитиниң рәһбири Акылбек Жапаров, Әрмәнстан вице-премьери Мгер Григорян, Түркмәнстан Министрлар кабинети рәисиниң орунбасари Ходжамурат Гелдымурадов, МДҺ иҗраий комитетиниң рәиси – иҗраий катип Сергей Лебедев қатнашти.
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев ихтисадий шерикликни кәңәйтиш үчүн шараит яритишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. 
– Йеқиндила МДҺ дөләт рәһбәрлириниң саммити болуп өтти. Биз өзара һәмкарлиқни күчәйтиш, ихтисат иқтидарини көпәйтишкә ярдәм қилиш интилишимизни тәстиқлидуқ, – деди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев геосәясий қариму-қаршилиқниң күчийиватқанлиғиға, дуниявий ихтисаттики тәртипсизликләргә диққәтни җәлип қилип, бирқатар әмәлий чариләрни көрүшкә чақирди. 
– Буниңда сода-ихтисадий өзара һәрикәт алаһидә орун егиләйду. Силәр билисиләрки, Қазақстанниң рәислиги даирисидә бир жил мабайнида МДҺниң 2030-жилғичә бәлгүләнгән Ихтисадий тәрәққият стратегиясиниң вәзипилирини актив әмәлгә ашуруш давамлашти. Хәлиқара базарлардики боһранға қаримай, мәмликәтлиримизниң ихтисатлири пәйдин-пәй әслигә кәлтүрүлүватиду, – дәп тәкитлиди Президент.
Дөләт рәһбири МДҺ кәңлигидә тосалғулуқларни йоқитишқа, қолайлиқ тариф тәртивини вуҗутқа кәлтүрүшкә, мәмурий җәриянларни аддийлаштурушқа чақирди. 
Президент шундақла транзит-транспорт иқтидарини тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә тохталди. Җүмлидин у Евразия базарлири үчүн йеңи имканийәтләрни ечиватқан Транскаспий хәлиқара транспорт маршуртиниң истиқбалға егә екәнлигини атап көрсәтти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев учришиш ахирида Астанада өткән МДҺ Һөкүмәт рәһбәрлири кеңиши мәҗлисиниң Һәмдостлуқ алдида туруватқан вәзипиләрни һәл қилишқа әмәлий һәссисини қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
 

2663 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы