• Тәвәллуд
  • 10 Қараша, 2022

Қазақстан мемарчилиғиниң карван беши

(Мемарчилиқ пәнлириниң доктори Бәкримҗан Ғлавдинов – 80 яшта)

 Вақит немә дегән жүгрүк, амма мошу ғуюлдап өтүватқан вақит ичидә өзиниң кәйнидин өчмәс изини қалдурушқа үлгиридиған адәмләргә дайим орун бар. Әйнә шундақ шәхсләр кейинки әвлатқа йол көрситиду, һәрқандақ қийинчилиқта уларға тенәп-тәнтиримәйдиған шараит яритиду.
Ядиңға шундақ ойлар кәлгәндә, бу күнләрдә өзиниң шанлиқ 80 яшлиқ тәвәллудини нишанлаватқан, мемарчилиқ пәнлириниң доктори, профессор Бәкримҗан Ғлавдиновниң һаят йоли вә иҗадийити көз алдиңда намайән болиду. У һаятиниң 60 жилини өзиниң сөйүмлүк кәспигә беғишлапту. Тарих үчүн 60 жил қисқа мусапә, амма алимниң мошу жилларда Қазақстанниң мемарчилиқ пәнигә сиңдүргән әмгигини пүткүл бир чоң коллектив әмәлгә ашуруши мүмкин еди, дәп ойлап қалимиз бәзидә. Чүнки шәхсән өзәм узақ вақит давамида униң билән биллә ишләш бәхтигә муйәссәр болдум вә әмгәк паалийитиниң «қисқа тизими» бәзидә һәйран қалдуриду. 
У Маливайдики оттура мәктәпни 1959-жили тамамлап, Ташкәнттики Оттура Азия политехника институтиниң Мемарчилиқ факультетиға чүшиду. Мәзкүр билим дәргаһини 1965-жили қизил диплом билән пүтириду. Йолланма билән Қазақстан дөләт қурулуш мәһкимисигә әвәтилиду. Бу йәрдә у Алмутидики «Қазгорстройпроект» дөләт баш лайиһә институтида әмгәк паалийитини башлайду вә дәрһал Қазақстанниң сейсмикилиқ районлирида турушлуқ өйләрни селиш лайиһилиригә қатнишиду. Мәзкүр лайиһиләр асасида Алмутида 69 типлиқ өй селинди. Мошу вақит ичидә Бәкримҗан Ғлавдинов Алмутидики Кеңәшләр өйиниң (Аблайхан вә Айтеке би кочилириниң қийилишида), Б.Шолақ намидики Спорт сарийиниң алдидики су бассейниниң интерьер лайиһилирини тәйярлиди. 
Б.Ғлавдинов 1966-жили Қазақ политехника институтиниң «Шәһәр қурулуши» кафедрисиға ишқа йөткилиду. 1968-жили Москва мемарчилиқ институтиниң аспирантурисиға оқушқа чүшиду. Бу йәрдә намзатлиқ диссертациясини тәйярлайду вә уни 1971-жили утуқлуқ һимайә қилиду. 1972-жили Қазақ политехника институтиниң «Шәһәр қурулуши» кафедрисида чоң оқутқучи болуп ишләшкә башлайду. Шу жили институтта йеңидин ечилған «Мемарчилиқ тарихи вә мемарчилиқ конструкциялири» кафедрисиға йөткилиду. 1974-жили СССР Алий аттестациялик комиссиясиниң қарариға бенаән, доцент, 1991-жили болса, профессор илмий унванлири берилиду.
Б.Ғлавдинов үч қетим ( 1974 – 1981, 1998 – 2003, 2009 – 2012-жиллар арилиқлирида) Мемарчилиқ факультетиниң декани болуп сайланди. 20 жил давамида, йәни 1978 – 1998-жиллар арилиғида «Мемарчилиқниң нәзәрийәси вә тарихи» кафедрисиниң башлиғи болуп ишлиди. 2019-жилғичә академиялик профессор, кейин болса, пәхрий профессор болуп әмгәк қилди. Мошу жиллар давамида у мемарчилиқ саһасида, болупму Қазақстан мемарчилиғи бойичә илмий-тәтқиқат ишлирини утуқлуқ елип барди. Җүмлидин Қазақстан ядикарлиқларни қоғдаш кеңишиниң буйрутмиси билән профессор М.Мендиқуловниң рәһбәрлигидики илмий экспедиция тәркивидә 1973-жили Ғәрбий Қазақстанда болди. 1980-жилдин бу ян бирнәччә жил давамида мошундақ илмий экспедицияләр Орал, Атырав, Қизилорда, Қазалы, Қостанай, Ақмола, Петропавловск, Өскәмән, Павлодар, Ақтөбә, Көкчетав шәһәрлиридә болди. 1987-жилдин башлап Б.Ғлавдиновниң рәһбәрлигидә илмий экспедицияләр Бетбақ дала, Ғәрбий Қазақстанда болуп, шу йәрләрдики мемарчилиқ ядикарлиқлирини тәкшүрди. Мошу экспедицияләрдә топланған материаллар асасида илмий мақалилар, һесаватлар, китаплар вә монографияләр нәшир қилинди. 1999-жили Бәкримҗан Ғлавдинов докторлуқ диссертациясини қоғдайду һәм Қазақтанда дәсләпки мемарчилиқ пәнлириниң доктори болиду. Умумән, алим 619 илмий, илмий-методикилиқ мақалә вә 14 монография язди. 
 Б.Ғлавдинов мемарчилиқ тарихи вә нәзәрийәси бойичә мәктәпниң йетәкчи мутәхәссиси болуп һесаплиниду. 2001-жили Шәриқ әллириниң хәлиқара мемарчилиқ академиясиниң мухбир-әзаси, 2004-жили болса, униң толуқ әзаси болуп сайланди. У шундақла Қазақстан Җумһурийити Инженерия академиясиниң мухбир-әзаси вә «Казгор» лайиһә академиясиниң Пәхрий академиги. Қурулуш саһасидики «Хрустальная Пирамида» мукапитиниң лауреати, елимиздики әң яхши мемарчилиқ әсәрлири конкурсиниң лауреати.
У намзатлиқ вә докторлуқ диссертацияләрни һимайә қилиш бойичә мәхсус диссертациялик кеңәшләрниң әзаси болди. Алим рәһбәрлигидә 4 доктор, 7 пән намзити тәйярланди. 2003 – 2019-жиллар арилиғида «Мемарчилиқ» мутәхәссислиги бойичә 60 магистрантқа илмий рәһбәр болди. Уларниң ичидә 17 әмгәк җумһурийәтлик вә хәлиқара конкурсларниң биринчи вә иккинчи дәриҗилик дипломлириға еришти. 


 Б.Ғлавдинов мемар-лайиһичи сүпитидә һәрхил иҗадий конкурсларғиму қатнашти. Шу әмгәклириниң қатарида Яркәнт шәһиридә орнитилған уйғур хәлқиниң классик шаири Билал Назим ядикарлиғи, Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисидики, Талғир наһийәси Йеңишәр йезисидики, Әмгәкчиқазақ наһийәси Қизил Шәриқ йезисидики мечитлар, Алмута шәһири әл-Фараби вә Щорс кочилириниң бойидики көпқәвәтлик өйләр вә башқиму лайиһиләр бар. 
 Бәкримҗан Ғлавдинов илмий паалийитидин ташқири җәмийәтлик ишлар биләнму шуғулланди. 1974-жилдин башлап СССР мемарчилар иттипақиниң әзаси, 1988 – 1992-жиллар арилиғида Қазақстан Мемарчилар иттипақиниң башқарма кативи, Қазақстан мемарчилар иттипақиниң ХІІІ, ХІV, ХV қурултайлириниң делегати болди. 1989-жили Алмутида шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизини қуруш бойичә тәшкилий комиссияниң тәркивигә кирди. Алимлар М.Абдрахманов, Д.Исиев, Ә.Һаҗиев билән бирликтә мошу мәркәзниң низамнамисини вә программисини тәйярлап чиқти. Мәркәзниң дәсләпки тәсис жиғинида Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи башқармисиниң тәркивигә кирди. 1990-жили болса, җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң жиғинида башқарма әзаси вә мәркәз рәисиниң биринчи орунбасари болуп сайлиниду. 1992 – 1994-жиллири рәис вәзиписини атқурди.
Алимниң көпжиллиқ педагогикилиқ вә илмий паалийити мунасип баһаланди. Униң исми «Қазақ ССР қамусиға» киргүзүлди. У шундақла «Қазақ өнері» қамусиниң мемарчилиқ бойичә илмий мәслиһәтчиси, рецензенти һәм редколлегия әзаси болди. Униң исми «Весь Алматы» алтун китавиға, «Жетысу» қамусиға киргүзүлгән. Шундақла у «Известные уйгуры ХХ века» биографиялик қамусиниң тәһрират кеңишиниң әзаси вә мошу китапқа исми киргән. 
Бәкримҗан ака наһайити кәмтар инсан. Биз униң атақ-унванлириниң пәқәт аз қисминила тәкитләп өттуқ. У әмгәктин қол үзмиди. Һазирму Қазақстандики һәм шундақла МДҺ әллири даирисидә мемарчилиқ илим-пәниниң вә маарипниң тәрәққиятиға үлүш қошуп келиватиду. Униң мемарчилиқ нәзәрийәси вә тарихиға қошқан төһписи алаһидә. Устазлири М.Мендиқуловниң, Т.Басеновниң ишини давамлаштурупла қоймай, бәлки уни йеңи чоққиларға йәткүзди. Б.Ғлавдиновниң илмий тәтқиқатлири түпәйли Қазақстан территориясидики қедимдин башлап һазирқи күнгичә болған мемарчилиқ сәнъитиниң тарихи вә нәзәрийәси тәртипкә кәлтүрүлди һәм толуқланди.
Көрнәклик алимниң Қазақстан маарип саһасиниң тәрәққиятиға қошқан төһписиму бебаһа. Өткәндә елимиздә «Мемарчилиқ» мутәхәссислигиниң ечилғиниға 60 жил толуши мунасивити билән тәнтәнә өтти. Шу йәрдә алим Б.Ғлавдиновниң мошу йөнилиштики әмгиги алаһидә қәйт қилинди. Униң шагиртлири устазиға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилишти.
 Әлвәттә, Бәкримҗан Ғлавдинов – өз хәлқиниң мунәввәр оғлани. Униң тәрҗимиһали – елимиздики толерантлиқ, достлуқ, мәдәний һәрхиллиқниң ярқин үлгиси. Бизниң пикримизчә, һазир Б.Ғлавдиновниң илмий паалийитини тәтқиқ қилидиған пәйтму кәлди. Келәчәктә шагиртлири бу ишни қолға алиду дәп үмүт қилимиз.
 Пурсәттин пайдилинип, биз, Қ.Сәтбаев намидики Қазақ миллий техникилиқ университетиниң алимлири, устазлири вә кәсипдашлири Бәкрим акини 80 яшлиқ тәвәллуди билән сәмимий тәбрикләймиз. Униңға мустәһкәм саламәтлик вә утуқ тиләймиз.

Алексей АБИЛОВ, 
Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий мемари, мемарчилиқ пәнлириниң 
доктори, профессор. 

Көпқирлиқ қабилийәт

Қазақстанда мемарчилиқ кәспиниң тәрәққий етиватқиниға йерим әсирдин ашти. Уни, һәқиқәтәнму, «Ғлавдиновниң» дәп аташқа болиду. Чүнки Бәкримҗан Ғлавдинов Мемарчилиқ факультетиниң декани, кафедра башлиғи болған пәйтидә Қазақ Баш мемарчилиқ-қурулуш академиясиниң коллективи билән мемарчилиқ пәниниң шәкиллинишигә чоң үлүш қошти. У Қазақстандики мемарларниң бирнәччә әвладиниң ортақ устази. Биз мемарчилиқ факультетиға оқушқа чүшкәндә, у декан еди. Һә, аспирантурида оқуғинимизда, кафедра башлиғи болди. Әнди мән мәзкүр кафедрини башқурғанда, Бәкримҗан ака новәттики қетим декан болуп сайланди. 
Тонулған алим вә педагог бизниң намзатлиқ диссертациялиримизгә рәһбәрлик қилди, докторлуқ диссертация һимайә қиливатқан пәйтимиздә мәслиһәтчимиз, әмәлияттики мемарчилиқ-қурулуш ишлиримизда пикирдаш болди. У елимиздики һәрқандақ мемарчилиқ вә шәһәр қурулуши бойичә башқармилириға телефон қилип, өзини тонуштурмайла, мәсилини һәл қилалайду. Униң силиқ вә сипайә авазини бүгүнки күндә чоң лавазимларда ишләватқанлар бирдин тонуйду. Чүнки уларниң һәммиси – униң шагиртлири. Биз алимниң китаплирини оқуп чоң болдуқ. Бизниң балилиримиз Мемарчилиқ факультетиға оқушқа чүшсә, һечбир тәшвишимиз болмайду. Сәвәви, у йәрдә балилиримизға бизниң устазимиз Бәкримҗан Ғлавдинов сапалиқ билим бериду. 
Мәлумки, һәрқандақ мутәхәссисликтә «студентлиқ қорқунуч» болиду. Мәсилән, инженерларда «Материалларниң қаршилиғи». Әнди мемарларда «Мемарчилиқниң умумий тарихи» пәни. «Материалларниң қаршилиғини» һесапларниң чиқиришниң мәнтиқисини чүшәнгән адәмла дәрисни өзләштүрүп кетиши мүмкин. Мемарчилиқ тарихида болса, шәкил һасил қилиш мәнтиқисидә айрим хәлиқләрниң дуниятонушиниң алаһидиликлири, қурулуш материаллириниң бар-йоқлуғи роль ойнайду. 
Студент пәйтлиримиздә биздә Бәкримҗан Ғлавдиновниң дәрислиригә келиш яки кәлмәслик мәсилиси һечқачан турмиған. Чүнки бир лекциясигә қатмашмисақ, демәк, һаҗәт билимниң бир қисмидин қуруқ қалдуқ дегән сөз. Йәни уни кейин болсиму, бәрибир оқуш зөрүрийити туғулиду. Сәвәви, мемарчилиқ тарихи – бу кәспий дуниятонушниң шәкиллиниши. Уларни билмәй туруп яхши мемар, билимлик мутәхәссис болуш тәс. Биз алимниң дәрислиридә қедимий дунияда мемарчилиқниң пәйда болушини, Мисирда мәңгүлүкниң сақлинишини, Римда дөләт пайдисиниң алийлиғини, Йүксилиш дәвриниң гүллинишини, Бароккониң мистикисини, Функционализм техникисиниң алийлиғини билиш бәхтигә ериштуқ. 
 Тәкитләш лазимки, Б.Ғлавдиновниң, болупму Мәркизий Азия мемарчилиғини тәтқиқ қилиштики әмгиги зор. У – Қазақстан мемарчилиғи тарихи бойичә йезилған дәсләпки докторлуқ диссертацияниң муәллипи. Диссертация 1999-жили Ташкәнттә – региондики мемарчилиқниң сәнъитини тәтқиқ қилидиған дуниявий мәркәздә һимайә қилинди. Мана мошу йәрдә исимлири дунияға тонулған оппонент алимлар алдида Қазақстанда гүмбәзләрниң пәйда болуши билән тәрәққиятини, елимиз мемарчилиғиниң алаһидиликлирини дәлилләп чиқти.
 Буниңдин 30 жил илгири болса, Москвада кеңәш Қазақстанидики мемарчилиқ бойичә намзатлиқ диссертация қоғдалди. Бу әмгәк көп өтмәйла мемарчилиқ бойичә нәширләр сериясидә китап болуп йоруқ көрди. Өз алдиға илмий тәтқиқатлар жүргүзүшни, айрим шагиртларниң һәм коллективларниң ишини уюштурушни билиши қазақстанлиқ мемарчилиқ илим-пәниниң шәкиллинишигә елип кәлди. Униң шагиртлириниң яшлири һәрхил болди. Мәсилән, С.Космериди 80 йешида мемарчилиқ пәнлириниң доктори аталса, М.Ғлавдинова 36 йешида алим болди. Қошумчә қилсақ, әлликтин ашқандин кейин мемарчилиқ бойичә докторлуқ диссертация яқлаш – наһайити кам учрайдиған һадисә. Чүнки мутәхәссисликниң өз алаһидиликлири бар. 
Устаз талантиниң қандақту-бир қирини ениқ көрситиш қийин, әлвәттә. Чүнки униң қабилийити көпқирлиқ. Бәкримҗан Ғлавдинов һәқиқий мәнада һәммимизниң ортақ устази. Униң бу қири өзи дәрис бәргән мемарчилиқниң нәзәрийәси вә тарихиға охшап кетиду.

Константин САМОЙЛОВ, 
мемарчилиқ пәнлириниң доктори, профессор.

 

 «Бәшкә» егә болған талант 

 «Илим-пәндә кәң дағдам йол йоқ. Униң чоққисиға, пәқәт һерип қелиштин қорқмай, ташлиқ йолларда маңған адәмла йетиду» дегән екән өз вақтида Карл Маркс. Шәхсән мениң үчүн әйнә шундақ ирадилик адәм, әлвәттә, Бәкримҗан Ғлавдиновтур. Мән уни «һерип қелиштин қорқмай» ташлиқ йолларни бесип өтүп, илим-пәнниң кәң дағдам йолиға чүшүп, «чоққилириға» йәткәнлигини көрүпла қоймай, шундақла тәшвишләнгән, әндишидә болған адәмләрниң бири дәп билимән. 
Һаят мемарға өзиниң тәбиий талантини тәрәққий әткүзүши үчүн яхши имканийәтләрни яритип бериши еһтимал. Униң әтрапидикилири таллиған йолини қоллап, утуққа йетишигә түрткә болиду. Бу пикирму Бәкримҗан Ғлавдиновқа қарита ейтилған дәп ойлаймән. Униңға алимниң һаят йоли, әмгәк паалийити толуқ дәлил болалайду. 
1942-жили урушниң әң қийин жиллири жирақ йезиларниң биридә дунияға кәлгән бала мәктәпни тамамлапла, Ташкәнт политехника институтиниң Мемарчилиқ факультетиға оқушқа чүшиду. Институтни қизил диплом билән тамамлайду. Нәқ мошу пәйтләрдә униң мемар сүпитидики таланти ечилишқа башлиди. У Қазақ политехника институтидики мемарчилиқ факультетиниң босуғисни атлиғанда, таланти техиму көрүнүшкә башлайду. Устазлири Т.Басенов, М.Мендиқуловниң ярдими билән тәтқиқат ишлириға беши биләнла кирип кетиду. Шундақ қилип, мемарчилиқ пәниниң чоққилириға қарап йол тутиду. 1970-жили намзатлиқ, 1999-жили болса, докторлуқ диссертациялирини яқлап, аддий оқутқучидин академиялик профессорғичә болған мусапини бесип өтиду. Қазақстан Җумһурийити Миллий инженерия академиясиниң мухбир-әзаси болуп сайлиниду һәм Шәриқ әллириниң хәлиқара мемарчилиқ академиясиниң академиги атилиду. Өзи мемарчилиқ-қурулуш пәниниң тонулған алими болиду, устазлириниң ишини давамлаштуриду. 
 Адәттә, талантлиқ адәм һәммә җәһәттин талантлиқ болидиғу. Бәкримҗан Ғлавдинов талантиниң йәнә бир қири, у Мемарчилиқ факультетиниң декани болған пәйттә ениқ байқалди. У үч қетим декан болуп сайланди. Йәни униңға үч қетим институттики әң мәртивилик факультетни башқуруш тапшурулди. У бу ишәнчиләрни ақлиди. 
 Бәкримҗан Ғлавдиновниң мәмурий ишлардики салаһийитидин ташқири алим сүпитидики қабилийитиму алаһидә. Униңға алимниң мемарчилиқ тарихи вә нәзәрийәси бойичә 629 илмий вә методикилиқ әмгәклири дәлил. Униң беваситә рәһбәрлигидә 4 докторлуқ, 7 намзатлиқ диссертация һимайә қилинди. У кафедра башлиғи һәм декан болуп турған пәйтидә 46 қетим түләкләрни учум қилди. Йәни 5 миңдин ошуқ мемар-студентлар униң қолидин пухта һәм сүпәтлик билим елип чиқти. Мениң мәхсус һесавим бойичә, Бәкримҗан Ғлавдинов 14 илмий, энциклопедиялик вә мәхсус нәширләрниң тәркивигә кирди, 5 дөләт мукапити билән тәғдирләнди, 8 пәхрий атиғи бар. Дипломант вә лауреат атақлириниң сани йоқ. Мошуларниң һәммисини көргәндә «мана талант, мана салаһийәт» дәп апирин әйләйсән. 
 Биз мошундақ талант билән күндә арилишимиз, сөһбәтлишимиз, һәзиллишимиз. Бәзидә униң мемарчилиқ пәниниң әң ярқин вәкиллириниң бири екәнлигини унтупму қалимиз. Унтуп қелишимизниң сәвәви, у мунасивәттә наһайити аддий вә кәмтар. Шәхсән өзәм Бәкримҗан акини 40 жилдин ошуқ вақит билгәчкә, униңдики үч хил сүпәтни – илмий талантини, кәмтарлиғини вә зиялилиғини бөләкчә қәдир тутимән.
 Талантлиқ алим өзиниң илим-пәндики утуғи биләнла әмәс, шундақла аилидиму бәхитлик инсан. Өмүрлүк җүпти Ахчихан һәдә билән биринчи синиптин башлап тонуш. Иккиси үч қиз тепип, қатарға қошти. Уларниң ичидә Меһрибанум атисиниң изини бесип, алим болуп йетилди. Ким билиду, кәлгүсидә униң 7 нәвриси ичидин атақлиқ мемар чиқип, елимиздики бирдин-бир мемарлар сулалисиниң ишини давамлаштуридиғанду. Мән нәқ шундақ болушини тиләймән. 
 Тәкитләш лазимки, бүгүнки тәвәллуд егиси һаятидики утуқларға қәлбиниң вә талантиниң «бәш» дегән баһаси билән кәлди. Пурсәттин пайдилинип, талантлиқ алимға саламәтлик вә утуқ тиләймән.

 Гаухар САДВАҚАСОВА, 
мемарчилиқ пәнлириниң намзити.

 

435 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы