• Спорт
  • 16 Қараша, 2022

Азия чемпионати уйғурчә уссул билән аяқлашти


Мухтәрҗан ҖУМАРОВ,
«Уйғур авази»

Мәлумки, мошу жилниң 30-октябридин 13-ноябриға қәдәр Иорданияниң Амман шәһиридә бокс бойичә Азия чемпионати өтти. Униңға Қазақстан талланма командисиму иштрак қилип, 21 медаль утувалди вә умумкомандилиқ (әрләр билән қизлар командилирини қошуп һесаплиғанда) һесап бойичә биринчи орунға егә болди. 
Ениғирақ ейтсақ, әрләр арисида Санжар Ташкенбай (48 кг.), Асланбек Шымбергенов (71 кг.), Айбек Оралбай (92) алтун, Сәкен Бибосынов (51 кг.), Махмут Сабырхан (54 кг.), Серик Темиржанов (57 кг.), Дулат Бекбауов (67 кг.), Нурқанат Райыс (75 кг.), Қамшыбек Қоңқабаев (+92 кг.) күмүч вә Саматали Төлтаев (60 кг.), Нурбек Оралбай (80 кг.), Сағындық Тоғамбай (86 кг.) бронза медальлириниң саһиби аталса, қизлар арисида Алуа Балқыбекова (48 кг.), Жайна Шекербекова (54 кг.), Карина Ибрагимова (57 кг.) алтун, Гүлсая Ержан (81 кг.) күмүч вә Назым Қызайбай (50 кг.), Жазира Орақбаева (52 кг.), Мадина Нуршаева (66 кг.), Дариға Шакимова (70 кг.), Ләззат Күнгейбаева (+81 кг.) бронза медальлириға лайиқ спортчилар екәнлигини испатлиди.
Мана мошу қитъәниң әң күчлүк боксчилири ениқланған мусабиқидин кейин һәрхил иҗтимаий таратқуларда мәзкүр чемпионатқа қатнашқан бир топ спортчиларниң чәт әлниң шох нахшисиға җор болуп уйғурчә уссул ойнаватқан видеоси кәң тариди. Хәлқимиздә интайин чоң пәхирлиниш һис-туйғулирини ойғатқан бу видеоға қошумчә әвәтилгән мәтин һәм аудиоларда әхбарат толуқ болмиғанлиқтин (бәзидә уму йоқ), көпчилигимиздә бокс бойичә Азия чемпионати билән уйғурлар арисида қандақ мунасивәтниң барлиғи тоғрилиқ соалларниң пәйда болғанлиғи тәбиий. Шуни нәзәрдә тутуп, биз мошу йәрдә мәзкүр видеодики уссулға чүшкүчиләрниң бири – хәлиқара дәриҗидики спорт маһири, алий дәриҗилик мәшиқләндүргүчи Долқун Қәмәков һәққидә қисқичә ейтип өтүшни тоғра көрдуқ.
Д.Қәмәков 1964-жили Уйғур наһийәсиниң Ардолата йезисида дунияға кәлгән. Киндик қени тамған жуттики сәккиз жиллиқ мәктәпни түгәткәндин кейин, Өзбәкстанниң Ангрен шәһиридики тәнтәрбийә техникумида, кейинирәк Алмута шәһиридики һазирқи Қазақ спорт вә туризм академиясидә тәһсил көриду. Өз вақтида уму спорт билән җиддий шуғуллинип, хелә чоң утуқ-муваппәқийәтләргә қол йәткүзгән еди. Мәсилән, униң кикбоксинг бойичә бирнәччә дүркүн Қазақстан чемпиони, СССР чемпиони, ветеранлар арисида өткән Дуния чемпионатидиму алтун медаль елишқа муйәссәр болғанлиғи – әйнә шуниң ярқин испатидур. Әгәр у спортчи сүпитидә мәшиқлинишни үзмәй давамлаштурған болса, бәлки униңдинму егиз пәллиләрдин көрүнгән болар еди. Әпсус, йол һалакитигә дучар болғанлиғи ақивитидин алған җараһити униң бу йөнилиштики паалийитини давамлаштурушқа мүмкинчилик бәрмиди. Шуниңдин кейин у өзиниң орунланмай қалған арманлирини шагиртлири арқилиқ болсиму рояпқа чиқиришқа бәл бағлап, мәшиқләндүрүш ишлири билән шуғуллиниду. 
Бу җәриян елимиздә ихтисадий боһран чоңқур йилтиз тартқан ХХ әсирниң ахирқи вә ХХІ әсирниң дәсләпки жиллириға тоғра кәлгәнликтин, мәхсәтлирини бирдин әмәлгә ашуруш асан болғини йоқ. Көпинчә, шәхсий спорт клублирида, толуқ мүмкинчиликләр яритилмиған шараитларда, һамийларниң ярдимигә асасланған һалда паалийәт жүргүзүшкә тоғра кәлди. Шуниңға қаримастин у спортниң кикбоксинг, тай бокси, ушу-саньда охшаш түрлири бойичә хелә чоң утуқларға қол йәткүзгән көплигән шагиртларни тәрбийиләп чиқишқа муваппәқ болди. Мәсилән, жуқурида қәйт қилинған шәриқниң йәкму-йәк күрәшлири бойичә бирнәччә дүркүн дуния чемпиони аталған Шах-Аббас Қәмәков, Гүлзарәм Әзизова, Өмәрҗан Идиллаев, Эльвира Ташим, Сухраб Сабитов вә башқилар шулар җүмлисидиндур.
Долқун Қәмәковниң шагиртлири тоғрилиқ сөз қилғанда, бокс бойичә көплигән хәлиқара мусабиқиләргә қатнишип, мукапатлиқ орунларға еришкән, 2021-жили болса, Қазақстан чемпиони аталған Дилмурат Меҗитовниң исмини алаһидә мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Чүнки у – бүгүнки таңда бокс бойичә елимизниң талланма командисиниң тәркивидә мәшиқлиниватқан вә келәчигидин үмүтләндүрүватқан бирдин-бир миллитимиз вәкилидур.
  Әйнә шундақ шагиртларни тәрбийиләш арқилиқ көзгә чүшкән Долқун Қәмәков кейинки жилларда қизлар бокси бойичә Қазақстан талланма командисиниң вә Алмутидики мәхсус спорт маһарити мәктивиниң алий дәриҗилик мәшиқләндүргүчиси сүпитидә паалийәт елип бериватиду. Шуңлашқа мақалимизниң бешида тәкитләнгән Иорданиядики Азия чемпионатиға қатнашқан Қазақстан талланма командисиниң мәшиқләндүргүчилириниң тәркивидә Долқун Қәмәковниңму болғанлиғи чүшинишлик болса керәк дәп ойлаймиз.
Өз новитидә биз Д.Қәмәковқа мураҗиәт қилип, көплигән гезитханлиримизни қизиқтурған иҗтимаий тор арқилиқ тариған видеониң тәпсилатини соридуқ.
–Амман шәһиридә өткән бокс бойичә қитъә биринчилигигә елимиздин қатнашқан 12 қизниң тоққузи һәрхил дәриҗидики медальларниң саһиби атилип, умумкомандилиқ һесап бойичә Қазақстан командисиниң биринчи орунға егә болушиға өз төһписини қошти. Шуларниң ичидә шәхсән өзәм мәшиқләндүрүватқан Алуа Балқыбекованиң – алтун, Назым Қызайбай билән Жазира Орақбаеваниң бронза медальлириға сазавәр болғанлиғини пәхирлиниш илкидә тилға алғум келиду, – деди Долқун Қәмәков. – Әлвәттә, буниң һәммимиз үчүн чоң хошаллиқ болғанлиғи тәбиий һадисә. Әнди видео мәсилисигә келидиған болсақ, у тәсадипи йүз бәрди. Йәни, чемпионат аяқлашқандин кейин, шох әрәп музыкиси яңрап, мәзкүр мусабиқигә қатнашқан һәммә командиларниң әзалири дегидәк, өзлири билгиничә униңға җор болған һалда, уссулға чүшти. Буниңдин бизму чәттә қалмидуқ. Шу җәриянда мениң арқилиқ хәлқимизниң уссул сәнъитидин азду-тола хәвәрдар болған шагиртлирим рингта уйғурчә уссул ойнап, мениму мәйданға тәклип қилишти. Бу вақиәниң бар тәпсилати мана шу. Мошу йәрдә шуни қошумчә қилғум келидуки, мәзкүр видео тариғандин кейин һәм униң алдидиму шәхсән маңа телефон арқилиқ вә беваситә мураҗиәт қилип, утуқлиримиз билән тәбриклигән, хошаллиқлиримизни бөлүшкән қериндашлиримиз интайин көп болди. Шуңлашқа, пурсәттин пайдилинип, мени һәрдайим қоллап-қувәтләп келиватқан шәхсләргә чәксиз миннәтдарлиғимни билдүргүм келиду. 
Долқун акиниң ейтишичә, Азия чемпионати утуқлуқ тамамланғини билән, «бәлни бошитиветишкә» һәргиз болмайду. Сәвәви, декабрь ейида Қостанай шәһиридә бокс бойичә Қазақстан чемпионати, кәлгүси жилниң май ейида Һиндстанда дуния чемпионати, шундақла сентябрь ейида Хитайда язлиқ Азия оюнлири өткүзүлмәкчи. Бираз күнлүк дәмелиштин кейин шу мусабиқиләргә җиддий тәйярлиқлар башлиниду. Бу мусабиқиләрдә һәрқандақ спортчиниң бүйүк арзуси болған Олимпиада оюнлириға йолланма елиш мәсилисиниң һәл болидиғанлиғини әслитип өтмәкчимиз. Ундақ болса, хәлқимизни дунияға тонутуп, елимизниң көк байриғини егиз көтириш мәхситидә тинимсиз паалийәт елип бериватқан мәшиқләндүргүчигә вә униң шагиртлириға пәқәт муваппәқийәт тиләймиз. 

СҮРӘТТӘ: Долқун Қәмәков шагиртлири Алуа Балқыбекова (солдин оңға), Назым Қызайбай вә Жазира Орақбаева билән.  

112 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы