• Тәвәллуд
  • 16 Қараша, 2022

Миллий сәнъитимизниң йоруқ юлтузи

(Қазақстан хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң туғулғиниға – 100 жил)

Кәспий Уйғур театри тарихиға нәзәр салидиған болсақ, униң сәһипилирини шундақ сәнъәткарлар безәп туридуки, улар һәққидә зор иштияқ, илһам билән язғиңиз келиду. Чүнки улар тамашибинлиримизға шатлиқ вә һөзүр-һалавәт дәмлирини бәхш әткән, бизниң сәнъәт алимигә болған меһир-муһәббитимизни һәссиләп ашурған, маһарити билән бәһримән қилған әмәсму! Әйнә шундақ сәнъәткарлиримизниң бири – Қазақстанниң Хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң туғулғиниға бу күнләрдә 100 жил толди. Уйғур театриниң қурулғиниға сәл кам 90 жил болған болса, униң әллик жиллиқ паалийити нәқ Рошәнгүл Илахунованиң мубарәк исми билән чәмбәрчас бағлиқ. Һәқиқәтәнму, биз бу исимни аңлиғинимизда Қазақстандики уйғур сәнъитиниң пүтүнсүрүк бир дәврини көз алдимизға кәлтүримиз. Униң паалийити арқилиқ сәнъәтхумар хәлқимизниң сехирлиқ саз-нахшилири яки сәһнә қоюлумлири биләнла әмәс, бәлки кәспий Уйғур театр сәнъитиниң Улуқ Вәтән уруши вә униңдин кейинки мүшкүл жиллардики тәкамуллишиш җәрияни билән толуқ тонушушқа болиду. У шиҗаәтлик меһнити түпәйли театримизниң йепилип кетишигә йол бәрмигән санақлиқ сәнъәткарлиримизниң биридур. Шундақла Рошәнгүл Илахунова чеһрисидин сәмимий күлкиси кәтмәйдиған, сәньәткә, һаятқа, адәмләргә болған муһәббити билән бөләкчә пәриқлинип туридиған әҗайип нурлуқ сима сүпитидә қәлбимиздә сақлинип келиватиду.


Өткән әсирниң 80-жиллири Уйғур театрида паалийәт башлиған биз, бир түркүм сәнъәткарлар, Рошәнгүл Илахунова билән сәһнидә биллә хизмәт қилғанлиғимиз, узун муддәтлик гастрольлуқ сәпәрләрдә биллә болғанлиғимиз билән бәкму пәхирлинимиз. Биз сөйүмлүк сәнъәткаримизға нисбәтән «Театримизниң аниси» дегән ибарини көп пайдилинаттуқ. Мундақ һөрмәткә көрүнгән адәмниң сазавәр болмайдиғанлиғи ениқ. У һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму, пәқәт Уйғур театриниң ғеми билән яшиди. Пешқәдәм сәнъәткар театр босуғисини атлиса, гоя әтрап техиму йоруп, һәммә нәрсә җанлинип кәткәндәк билинәтти бизгә. Шуниң үчүн болса керәк, устазимизниң мәслиһәтчи иптихаримиз болуп, аримизда узақ жүрүшини халаттуқ һәм шуниңға ишинәттуқ. Амма, әпсус, биз күткәндәк болмиди. Сәнъәттики анимиз 2000-жили йәтмиш сәккиз йешида бақи дунияға сәпәр чәкти.
Һелиму есимдә, Рошәнгүл аниниң ағриватқинини билгәчкә, униң һалидин хәвәр елиш нийитидә йолға чиқтим. У чағларда бүгүнкидәк смартфонлар йоқ еди. Шуңлашқа бу дөрән видеокамериму еливалдим. Мәхситим – хатирә үчүн униң билән болған сөһбитимизни видеоға чүширивелиш. Мениң келидиғанлиғимдин вақип болған у, саламәтлигиниң көңүлдикидәк әмәслигигә қаримай, чечини адәттикидәк өзигә яришимлиқ услубта ясап, үз-көзини пәдәзләп, чирайлиқ кийинип, күтүп олтарған екән. Ишиктин киришим биләнла, орнидин туруп, хошал болған һаләттә, мени иллиқ қарши алди. Биз узақ параңлаштуқ. Арилиқта Рошәнгүл ана сөһбитимизни бөлүп: 


– Гүлбаһар, гепимизни талада давамлаштурсақ боламду? – дәп маңа соал нәзәридә бақти.
– Немишкә болмисун, болиду. Мениңму худди шундақ оюм бар еди, җүрүң, – дедимдә, орнумдин дәс туруп, аниниң мубарәк қоллирини авайлап тутуп, ишик таман башлидим. Сиртқа чиқип, һойлидики бәлдиңдә олтиришқа тәклип қилдим.
– Яқ, деди Рошәнгүл ана. – Яхшиси, җүрүң, бираз маңайли... 
Биз һойлини бираз айланғандәк болдуқ. Кәч күзниң соғ шамили чачлиримизни йәлпүп, үзлиримизни силап өтүп, тәнлиримизни шүркәндүрәтти. Мән яшанған аниниң музлап қелишидин хаватирлинип, уни қайтидин өйгә қайтип киришкә тәклип қилдим.
– Тохтаң, – деди сәнъәткар, худди бир муһим нәрсә ядиға чүшкәндәк. – Җүрүң, сиз әйнә әву дәрәқни, кейин мениң мошу дәрәқләр арисида ялғуз жүргинимни видеоға чүширивелиңа, – деди. 
Андин өзини далдиға алди. Шу мәһәл «Мону йопурмақлири сарғийип төкүлүватқан көрүмсиз, җүлмәригән ялиңач дәрәқләрни чүширишниң немә кериги баркинә...», – дегән ой бешимдин өтти. Лекин униң илтимасиға бенаән, әшу дәрәқзарлиқни видеоға чүшәрдим. Мениң диққитим Рошәнгүл анида еди. У болса, нериқи тәрәптин аста қәдәм бесип, йәргә чүшүватқан сериқ йопурмақларға баққан һалда, ғиңшип нахша ейтип келивататти. Мән нәқ мошу көрүнүшни яхшилап чүширивелишкә тириштим. Шу тапта Рошәнгүл ана асмандин ләйләп чүшүватқан бир тал йопурмақни тутувалди. Ғазаңни бәәйни хушбой пурақлиқ гүлни тутувалғандәк һидлап, униңға меһир билән бақти:
– Мана күзму кәлди.., – деди у уттур камериға қарап. Андин сөзини давамлаштуруп: – Техи йеқиндила мону дәрәқ өзиниң яп-йешил йопурмақлири билән һәммимизни зоқландурған әмәсмеди? Әндизә, бу йопурмақлар ғазаң болуп, чәйлинип, аяқ асти болмақта... Һаят дегәнму худди шундақ... Биз, адәмләр, мошу дәрәқ охшаш дунияға келимизкән, көкләймизкән, андин новәтни кейинки әвлатқа берип, кетидекәнмиз. Вақит немә дегән жүгрүк... Өмүр көзни жумуп ачқичә, өттидә, кәтти... Шуниң үчүн бу һаятта, биз, инсанларға, өткән күнлиримиз үчүн өкүнмәйдиған изгү ишларни әмәлгә ашурушқа интилиш һаҗәт екән. Адәм өмриниң әсли мәзмуниму шундақ болушқа тегиш. Чүнки адәмләр келиду, кетиду, һаят болса, давамлишивериду...
Мән шу тапта инсан өмрини шу бир йопурмаққа қияс қилип, мол тәҗрибигә асасланған һалда һаят тоғрилиқ шәхсий ой-пикрини изһар қиливатқан пешқәдәм сәнъәткарниң еғир-бесиқлиғиға, өзини тутушиға қарап, әқлим лал болди. Шу сөзләрни ейтқанда, униң көзлиридин бирәр ғәм-қайғуниң яки ечинишниң изнасиниму байқиғиним йоқ. Әксичә, чеһрисидә улуғварлиқ билән инсанийлиқ, хатирҗәмлик билән сәвирчанлиқ җилвилинип туратти. Бир дәқиқә қиливатқан ишимни унтуп, йәнә немә дәйдекин дегән мәхсәттә Рошәнгүл аниға қарап, қетипла туруп қалғинимни өзәмму сәзмәй қаптимән. Пәқәт у қешимға келип, күлүмсирәп, «Мана әнди өйгә кирсәк болиду» дегәндила, әс-һошумни жиғивалдим.
Аридин бир һәптә өтүп «Рошәнгүл Илахунова аләмдин өтүпту» дегән шум хәвәрни аңлидуқ.
Р.Илахунова өз паалийитини Уйғур театрида Улуқ Вәтән уруши башланған 1941-жили башлиған еди. Уруш жиллириниң Уйғур театри үчүн мисли көрүлмигән еғирчилиқларни елип кәлгәнлигини һәммимиз яхши билимиз. Әшу пәйттә Челәккә көчирилгән Уйғур театрида яш сәнъәткар ойниған Җ.Асимов билән А.Садировниң «Анархан» музыкилиқ драмисидики – Анархан, И.Саттаров билән В.Дьяковниң «Ғерип-Сәнәм» музыкилиқ драмисидики – Сәнәм, «Пәрһат-Шериндики» – Шерин, «Малиновкидики тойдики» – Яринка кәби рольлар театримиз тарихида яритилған әң нәпис, әң латапәтлик уйғур һәм башқа милләт қизлириниң ярқин образлири болди.
1945-жили октябрь ейида Алмута шәһиридә уйғур сәнъитиниң декадиси өтүп, уруштин қайтқан актерлар билән толуқтурулған театр коллективи униң даирисидә «Анархан», «Ғерип – Сәнәм», «Таһир – Зоһра» қатарлиқ спектакльларни вә чоң концерт программисини көпчилик диққитигә тәғдим қилди. Шу чағда мәзкүр қоюлумлардики Анархан, Сәнәм, Зоһра охшаш баш қәһриман қизларниң рольлирини Рошәнгүл Илахунова иҗра қилса, театрдики йәнә бир қабилийәтлик яш актер Мәхпир Бақиев Һәмра, Ғерип вә Таһир кәби баш қәһриман жигитләрниң рольлирини жуқури маһарәт билән ойнап, кәң тамашибинларниң сәмимий алқишиға егә болди.
Келәчиги парлақ бу икки яшниң қайтиланмас маһарити, уларниң тәбиәт әта қилған мәптункар сималири, чирайлиқ авазлири һәққидә көплигән иллиқ инкаслар ейтилди, мәтбуат сәһипилиридә улар тоғрилиқ көләмлик мақалилар йезилди. Шу түпәйли Мәхпир Бақиев билән Рошәнгүл Илахунованиң атақ-абройи, аммибаплиғи өсүп, өз новитидә тамашибинларму уларни алаһидә һөрмәтләйдиған, сәһнигә чиқса, зор алқишлар билән қарши алидиған болди. Бу, әлвәттә, яш сәнъәткарларни техиму илһамландурди. Шундақ қилип жүрүп, сәһнидә ашиқ-мәшуқларниң обризини утуқлуқ яритип келиватқан икки яш арисидики сәмимий достлуқ пәйдин-пәй һәқиқий муһәббәткә айлинип, улар һаяттиму җүп болуп, биллә яшаш қарариға кәлди. Пүтүн театр коллективи иккисигә бәхит тиләп, уларниң өйлиниш тойини нишанлиди.
Мәхпир Бақиев билән Рошәнгүл Илахунова иҗадий паалийитиниң йүксәк чоққиға көтирилгән, үнүмлүк һәм мәзмунлуқ болған, жирик образларни яратқан дәври, асасән Сергей Башоян театримизда баш режиссер болуп ишлигән 1953 – 1972-жилларға тоғра келиду. У, һәқиқәтәнму, бир түркүм спектакльларни сәһниләштүрүш арқилиқ М.Бақиев, Р.Илахунова кәби сәнъәткарларниң актерлуқ маһаритиниң һәртәрәплимә өсүшигә интайин чоң иқбал йәткүзгән талантлиқ режиссер еди. 
1961-жили, йәни театримиз Челәктин Алмутиға көчирилгәндин кейин, репертуаримиз рус вә кеңәш классиклириниң, қериндаш хәлиқләр билән дунияниң көрнәклик драматурглириниң әң яхши әсәрлири билән бейиди. У спектакльлар хәлқимизни мәнивий вә эстетик җәһәттин тәрбийиләштә чоң роль ойниди. Р.Илахунова А.Қаһарниң «Ипәк сюзанә» спектаклидики – Хапизә, В.Розовниң «Униң достлири» әсәридики – Люся, Б.Рәһмановниң «Жүрәк сирлиридики» – Сүрмәхан, Һ.Һакимзадиниң «Бай вә батрақтики» – Җәмилә, И.Поповниң «Аилисидики» – Мария Ильинична, С.Абдулланиң «Таһир-Зоһрасидики» – Зоһра, Қ.Гальдониниң «Меһманхана егисидики» – Мирандолинаниң, Қ.Яшинниң «Нурхан» әсәридики – Нурхан вә башқа нурғунлиған рольларни иҗра қилди. Нәтиҗидә Р.Илахунованиң сәньәт саһасидики әмгиги жуқури баһалинип, у Қазақстанниң Хәлиқ артисти аталди. Шу җәриянда мундақ пәхрий намға униң йолдиши Мәхпир Бақиевму еришти. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, Бақиев билән Илахунова яратқан йүздин ошуқ образлар «ташқи қияпитиниң вә ички дуниясиниң һаятийлиғи, асасий хусусийәтлириниң ениқлиғи, қәһриманлар жүрүш-турушиниң мәнтиқийлиғи, һәрикәт вә нутуқниң уйғунлуғи, образ маһийитиниң рошәнлиги билән пәриқлинидиған, мутлақ бир-бирини тәкрарлимайдиған рольлардур, қиямиға йәткүзүлгән әҗайип образлардур. Р.Илахунова әйнә шундақ нәмунилик әмгәклири түпәйли жуқуридики шәрәплик атақтин башқа, «Һөрмәт Бәлгүси», «Әмгәк Қизил Туғи» орденлири билән мукапатланди. Шундақла төрт қетим Қазақстан ССР Алий Кеңишиниң Пәхрий ярлиғи вә бирнәччә СССР медальлири билән тәғдирләнди.
Умумән, театр намлиқ лабораториядә анилар обризини сәһнидә гәвдиләндүрүш, аниларға хас меһир-муһәббәтни сәһнигә елип чиқиш – әшу дәргаһтики һәрбир актерниң арзуси. Улар тәрипидин яритилған аниларниң шундақ образлири барки, залда олтирип, сәһнидики аниниң ички кәчүрмилирини толуқ һис қилған һалда, униң билән тәң қайғуруп, тәң хошал болидиған, өзиңизни худди шуниң орнида яки йенида жүргәндәк сезинидиған дәқиқиләр болиду. Әйнә шундақ пәйтләрдә ана обризини яратқучи сәнъәткарниң кәспий маһаритигә, әҗайип тапқурлуғиға қайил болисиз. Бу йосунда гәп қилғанда, театримизда һәрхил жилларда сәһниләштүрүлгән «Анархандики» – Гүлзарәниң, «Келинләр қозғилиңидики» – Пәрманбүвиниң, «Одиссейниң ғәзивидики» – Эвриклеяниң, «Муқамчилардики» – Гүлшәнимниң, «Анамниң ақ көйниги» билән «Чәтәллик» драмилиридики Аниларниң рольлирини Р.Илахунованиң интайин муваппәқийәтлик иҗра қилғанлиғини ейтмай мүмкин әмәс. 1977-жили «Анамниң ақ көйниги» спектаклида Ана ролини алий дәриҗидә иҗра қилғанлиғи үчүн у СССР Мәдәнийәт министрлиги билән СССР Язғучилар иттипақиниң биринчи дәриҗилик дипломи билән мукапатланди. Бу йәрдә театримизда өткән әсирниң йәтмишинчи-сәксининчи жиллирида паалийәт елип барған режиссер, Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти Қадир Жетписбаевниң актер таллаш мәсилисидә амити болди дәп ейтишқа болиду. Чүнки жуқурида биз атап өткән спектакльларда режиссерниң ой-мәхсити нәқ шу Р.Илахунова, Қ.Абдурасулов, Б.Мамудаев, Қ.Мәңсүров, Х.Зәйнавдинова, Р.Саттарова, Р.Мәхпирова, А.Әйсаев, М.Һошуров, М.Дәраев, Т.Аблизова, М.Һезимов кәби қабилийәтлик актерларниң йүксәк маһарити арқилиқ толуқ рояпқа чиқти. Болупму, анилар обризини яритиштики Рошәнгүл Илахунованиң маһарити–бүгүнки актерлар әвлади үчүн техи сири ечилмиған чоң мәктәп, әлвәттә. Әттәң, шу жилларда жуқури кәспийлиги түпәйли тамашибинларниң қәлб төридин орун алған актерлар роль иҗра қилған қоюлумларни видеокамериға чүшириш мүмкинчилиги болмиғачқа, Илахуновадәк сәһнә чолпанлиримизниң маһаритини кейинки әвлатқа пәқәт мошундақ аддий сөзләр арқилиқ йәткүзүштин башқа амалимиз йоқ. Бүгүнки әвлат Рошәнгүл Илахунова қатнашқан бирәр спектакль яки униң концертлирини көрүп һөзүрлиништин мәһрум. Әпсус, ундақ видеоматериаллар Уйғур театриниң архивида йоқ...
Рошәнгүл Илахунова актерлуқ паалийитидин ташқири Уйғур театри йенидики «Нава» фольклор ансамблиниң асасини салғучиларниң бири сүпитидә нахша-ләпәрләрни иҗра қилған һалда, ансамбльниң еғир жүкини зиммисидә көтирип, Өзбәкстан, Қирғизстан, Таҗикстан, Түркмәнстан җумһурийәтлиридә бирнәччә қетим иҗадий сәпәрләрдә болди. Болупму Тохтахун Бәхтибаев билән биллә орунлиған «Җорә җан», «Қыздарай» қатарлиқ ләпәрләр тамашибинлар тәрипидин гүлдирас алқишлар билән қизғин қарши елинди. Сәнъәткар 1955-жили тарихий Вәтинимиз – Шинҗаң-Уйғур автоном райониниң қедимий шәһәрлиридә өз һүнирини намайиш қилди. У тәвәдики талантлиқ сәнъәткарлар билән учришип, пикир елишти. Мошундақ гастрольлар билән Москва, Ленинград (һазирқи Санкт-Петербург) шәһәрлиридә, Молдавия, Украина, Татарстан, Башқуртстан охшаш җумһурийәтләрдә һәм шундақла Пакстанда болди. 1992-жили Уйғур театриниң коллективи ШУАРниң барлиқ вилайәтлирини гастрольлуқ сәпәр билән арилиғинимизда, яш җәһәттин аримиздики әң чоңимиз Рошәнгүл аниниң йүксәк маһаритигә мәмнун болған вәтәндашлиримиз сәньәткарниң йоллириға қизилгүлләрдин паяндаз салди. Әшу гастроль һәққидә «Үрүмчи кәчлик гезитида» «...хәлиқ сәнъәткари, даңлиқ нахшичи Рошән ханим өзиниң яшинип қалғиниға селиштурма болидиған шох уссуллири, һәрикәтлири вә яңрақ авази билән «Гүлләвлә», «Қәмбәрхан» қатарлиқ уйғур хәлиқ нахшилирини орунлап, тамашибинни һәйран қалдурди һәм улар қәлбини ләрзигә салди...» дәп язған болса, қәшқәрлик шаир Тәлъәт Турди қериндашлиримизниң һиссиятини мону отлуқ мисралар билән ипадилигән еди:
...Йәтмиш яшқа киргән мошу чеғиңдиму,
Миң булбулниң пәйзи баркән авазиңда.
Кәтти жүрәк-бағрим гоя симап болуп,
«Қәмбәрханни» зәп яңритип ейтқиниңда.

От екәнсән, чоғ екәнсән йенип турған,
Туттуқ шуңа күндә саңа гүлдәстиләр.
Киривалдиң жүригимниң қат-қетиға,
Өтәй әнди саңа узун өмүр тиләп...
Умумән, Рошәнгүл Илахунованиң өзигә, иҗадиға беғишлап, Хелил Һәмраев, Илахун Җәлилов, Мәшүр Җәлилов, Ташполат Икрамий, Патигүл Сабитова охшаш көплигән шаирлиримиз лирикилиқ нәпис шеирларни язди.
Униңдин башқа көрнәклик шаиримиз Савутҗан Мәмәтқулов:
...Рошәнгүл исми у – нахша демәклик,
Нахша демәклик – у Рошәнгүл һәдәм.
Уйғур болуш бәлки асандур, бирақ,
Уйғур сәнъәткар болуш әсли тәс, 
– дәп язса, Абдумеҗит Дөләтов:
Рошәнгүл!
Нахшаңда дәриялар салиду чуқан,
Өчмәйду сәнъәттә сән яққан гүлхан.
Байрақтәк көтәргән әлгә сөйгүни,
Сән өзәң бүгүнки Аманнисахан! 
– дәп мәдһийиләйду.
Рошәнгүл Илахунова билән Мәхпир Бақиев иккиси интайин бәхитлик һаят кәчүрди. Сәнъәткарларниң чоң қизи Тамара Бақиева музыка саһасида хизмәт қилған. Һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән у Москва шәһиридә истиқамәт қилиду. Иккинчи қизи Гүлбадәм Ленинград консерваториясини вә Гнессинлар намидики Москва Дөләт педагогика институтиниң аспирантурисини тамамлап, бу күнләрдә Қурманғазы намидики қазақ Дөләт консерваториясиниң чоң оқутқучиси, доцент сүпитидә паалийәт елип бармақта. Нәврилири Гүлзарәм билән Диләрәм даңлиқ скрипкичи Марат Бисенғалиев рәһбәрлигидики камерилиқ оркестр тәркивидә Англия, АҚШ, Швейцария, Германия, Италия, Польша, Франция, Һиндстан қатарлиқ мәмликәтләрниң чоң сәһнилиридә маһарәт көрситип кәлмәктә. Һәр иккилиси – Италияниң Милан шәһиридә өткән музыка конкурсиниң лауреатлири. Аилә шараитигә бола, бу күнләрдә Гүлзарәм Һиндстанниң Мумбай шәһиридә истиқамәт қилиду. У – шу шәһәрдики музыка мәктивиниң мудири. Диләрәм болса, Ақтавдики симфониялик оркестрниң солисти, музыка колледжиниң оқутқучиси. Йәнә бир нәвриси Мәликәм тонулған нахшичи, шәхсий вокал мәктивиниң мудири. Әнди сәнъәткарларниң чәвриси Шанайя болса (Гүлзарәмниң қизи), К.Байсейитова намидики музыка мәктивиниң әлачи оқуғучиси, хәлиқара конкурсларниң лауреати, «Дельфийские игры» җумһурийәтлик музыка фестивалиниң Гран-при мукапитиниң саһиби. Мәликәниң қизи Мияариана хәлиқара конкурсниң лауреати.
Кәспий театр сәнъитимизниң гөһәрлири, исимлири әл еғизида ривайәткә айланған мәшһур сәнъәткарлиримизниң әвлади – әйнә шундақ өзлириниң бәхтини музыка саһасидин тапқан талантлар. Уларниң Уйғур театри паалийити билән уттур алақиси болмисиму, һәрбири елимизниң кәспий музыка саһасида алаһидә орун егилигән мутәхәссисләр. Бизни пешқәдәм сәнъәткарлар яққан мәшъәлниң өчмәй, әвлаттин-әвлатқа өтүп келиватқанлиғи хошал қилиду. Униң кәлгүсидиму шундақ давамлишидиғанлиғиға ишинимиз.

Гүлбаһар НАСИРОВА,
Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи.

 

Мемориал  тахта орнитилди

Уйғур кәспий театр сәнъитиниң тарихида өчмәс из қалдуруп кәткән Қазақстан хәлиқ артисти Рошәнгүл Илахунованиң туғулғиниға бийил 100 жил толди. Униң йолдиши — Қазақстан хәлиқ артисти Мәхпир Бақиевму миллий сәнъитимизниң риваҗлинишиға салмақлиқ төһпә қошқан сәнъәткар. 


Бурнакүн әйнә шу көрнәклик намайәндиләрниң исимлирини әбәдийләштүрүш мәхситидә, Алмута шәһиридики улар яшиған өйгә мемориал тахта орнитилди. Униңға уйғурларға аит җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири, зиялилар вә Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң коллективи қатнашти.


Уйғур театри мудириниң вәзиписини атқурғучи, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Дилмурат Баһаров билән исимлири әбәдийләштүрүлүватқан сәнъәткарларниң қизи Гүлбадәм Бақиева мемориал тахтиниң үзигә йепилған йопуқни тәнтәнилик рәвиштә ачқандин кейин, Алмута шәһәрлик һакимийитиниң вәкили Арман Қалибеков, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири, җәмийәт әрбаби Әхмәтҗан Шардинов, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Реһимҗан Тохтахунов, Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, «Уйғурларниң җумһурийәтлик  бирләшмиси» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Һакимҗан Арупов сөзгә чиқип, мәзкүр чарә-тәдбиргә мунасивәтлик иллиқ ләвзлирини изһар қилди.
***
Шу күни чүштин кейин Уйғур театрида Рошәнгүл Илахунованиң туғулғининиң 100 жиллиғиға даир хатирә кәч болуп өтти. Театр коллективиға Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлиги тәрипидин мәзкүр сәнәгә мунасивәтлик мәхсус йолланған хәт мәзмунини тонуштуруш билән башланған ушбу хатирә кәч давамида «Нава», «Рухсарә» ансамбльлири нахша-саз, уссуллири арқилиқ көпчиликниң диққитини җәлип қилған болса, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Пәрһат Давутов, көрнәклик нахшичи-композитор Санийәм Исмайил Р.Илахунова репертуаридин турақлиқ орун алған айрим нахшиларни иҗра қилип, тамашибинларға хиялән өтмүшни әсләтти. Буниңдин башқа Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти Реһангүл Мәхпирова билән Дилшат Аманбаев, Алийәм Ибдиминова өз вақтида Р.Илахунова баш қәһриманларниң рольлирини утуқлуқ ойниған «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Анамниң ақ көйниги» қатарлиқ спектальлардин үзүндиләрни көрситип, пешқәдәм сәнъәткар маһаритиниң кейинки әвлат үчүн мәңгү үлгә болуп қалидиғанлиғини ипадилигәндәк болди.
Өз новитидә сөзгә чиққан театр рәһбири Дилмурат Баһаров миллий сәһнимизниң булбули болған Рошәнгүл Илахунованиң ибрәтлик паалийитигә қисқичә тохталған һалда, әйнә шундақ сәнъәткарниң туғулғининиң 100 жиллиғини атап өтүшкә шараит яратқан һәм қоллап-қувәтлигән Мәдәнийәт вә спорт министрлигигә, Алмута шәһәрлик һакимийитигә миннәтдарлиқ билдүрди.
Мәрасим ахирида Гүлбадәм Бақиева бу чоң тәрбийәвий әһмийәткә егә чарә-тәдбирни уюштурушқа ярдәм қилған барлиқ шәхсләргә, җүмлидин мемориал тахтиниң орнитилишиға көп күч чиқарған Д.Баһаровқа вә театр мәмурийитигә, шәһәрлик һакимийәткә сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди.

Надирәм ӨМӘРОВА,
Уйғур театриниң мәтбуат кативи.

2417 рет

көрсетілді

542

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы