• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қараша, 2022

Үч бәлгү тәсис қилинди

Қазақстан Һөкүмитиниң 2022-жил 11-ноябрьдики тохтами билән Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң қурулумиға киридиған бирқатар дөләт органлириниң идарә мукапатлири билән мукапатлаш қаидилиригә өзгиришләр вә қошумчилар киргүзүлди.
Тохтамға мувапиқ мәйдигә тақайдиған үч йеңи бәлгү қошулди: 
«Үздік цифрландырушы». Бу бәлгү билән әмгәктә жуқури нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлиги, кәспийлиги, өз вәзиписини вижданлиқ орунлиғанлиғи үчүн 15 жил вә униңдин ошуқ умумий хизмәт муддитини ада қилған рәқәмләштүрүш саһасидики хадимлар мукапатлиниду. Айрим әһвалларда мәйдигә тақайдиған бәлгү шундақла рәқәмләштүрүш саһасидики алаһидә хизмити үчүн башқа саһаларда ишләватқанларғиму тапшурулиду. 
«Ахмет Байтұрсынұлы». Бу бәлгү билән гуманитарлиқ саһа вәкиллири, қазақ тили мәртивисини ашурушта иҗадий активлиқ көрсәткән шәхсләр, қазақ тилини оқутуш бойичә IT-лайиһиләрниң муәллиплири болған мутәхәссисләр, шундақла гуманитарлиқ саһадики һәмкарлиқни күчәйтишкә һәм тәрәққий әткүзүшкә чоң һәссә қошқан чәтәллик гражданлар мукапатлиниду. 
«Еңбек сіңірген сауда қызметкері». Бу бәлгү билән әмгәктә жуқури нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлиги, кәспийлиги, өз вәзиписини вижданлиқ орунлиғанлиғи, буниңда сода саһасида тәшәббускарлиқ вә кәспийлик дәриҗисини көрсәткәнлиги үчүн, сода саһасида кам дегәндә 10 жиллиқ иш стажиға егә хадимлар вә сода саһасини тәрәққий әткүзүшкә чоң һәссә қошқан башқа шәхсләр мукапатлиниду. 
Тохтам 2022-жилниң 15-ноябридин тартип күчигә кирди.
 

541 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы