• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қараша, 2022

«Елим үчүн хизмәт қилимән»

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Бу Садиқҗан Мусәровниң һаятий шиари. Теги-тәкти алмутилиқ Садиқжан Абдулоғли 16 йешидин башлап «Astana Motors» ширкитидә хизмәт қиливатиду. У мәзкүр ширкәткә аддий автомеханик болуп ишқа орунлашқан еди. Жигирмә жилға йеқин иш-паалийитидә өзиниң немигә қадир екәнлигини көрситишни билди. 
Әмгәк паалийитидә нурғунлиған утуқларни қолға кәлтүргән. У һазир «Hyundai Trans Auto» ширкитиниң мудири. У кәспигә болған чин муһәббити, әмгәксөйгүчлүги билән кәсипдашлириға үлгә болмақта. 
Тәкитләп кетиш лазимки, Садиқҗан Абдулоғли 2021-жили, йәни Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғи һарписида, «Ақ жол» демократиялик партиясиниң «Еңбегім Еліме» төшбәлгүси билән мукапатланған еди. Бу қетим болса, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң қолидин «Ерен еңбегі үшін» медалини елишқа муйәссәр болди. 
Миллитимиз вәкилини барлиқ гезит оқуғучилири намидин қизғин тәбрикләп, келәчәктә техиму йүксәк пәллиләрни беқиндурушиға тиләкдашлиқ билдүримиз. Униң елимиз үчүн тиришип хизмәт қилип, Йеңи Қазақстанниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошидиғанлиғиға ишинимиз. 

518 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы