• Муштири топлаш 2022
  • 24 Қараша, 2022

Яшларға атилиқ вәсийитим

Ана тилимизда йоруқ көрүватқан «Уйғур авази» җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий гезит – бизгә барлиқ тәрәптин роһий озуқ бәргүчи, келәчигимизниң йоруқ юлтузи, бирлик, иттипақлиқ, достлуғимизниң рәмзи. Миллитимиз, маарипимиз, тарихимиз, әдәбият-сәнъитимиз, урпи-адәтлиримизни сақлап қелишта илһам бәргүчи мәнбәримиз. 
Биз, ана тилимизда билим елип, пәрзәнтлиримизни ана тилимизда оқутқан чоңлар, әһвал бүгүнкидәк болса, келәчәктә әвлатлиримиз өз тилида муңдишалмай, маңқуртлишип кетәмдекин дәп һәсрәт чекимиз. Тилимиз өчсә, қараңғулуқ гөригә чөккинимиз-чөккән. Дунияға мәшһур болған уйғур дегән намимизни йүксәлдүрүштә йеңиланған Қазақстанда бизму йеңилинип, келәчәк әвлатлиримизни ана тилимизда оқутушқа барлиғимиз бир кишидәк ат салидиған вақит аллиқачан кәлди. 
Вақит алдираңғу, сақлап турмайду! Шундақ, муштири топлаш мәвсүмиму бизни күтүп турмайду. Барлиқ имканийәтлиримизни сәрип қилип, сөйүмлүк гезитимизға йезилайли, келиңлар! Болупму, келәчәк егилири – яшларға атилиқ вәсийитим бу.

Иминҗан ЮНУСОВ,
Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини.

492 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы