• Әхбаратлар еқими
  • 24 Қараша, 2022

Түп-асаслиқ йеңилашниң башлиниши

20-ноябрьда болуп өткән новәттин ташқири Президент сайлими пәқәт елимиздила әмәс, бәлки чәт әлләрдиму чоң қизиқиш һасил қилди. Чәтәллик сәясәтчиләр, аналитиклар вә әхбарат агентлиқлириниң тәкитлишичә, нәқ мошу сайлам барлиқ дөләт институтлирини түп- асаслиқ йеңилашни башлап бәрди. Мошу мунасивәт билән дунияниң йетәкчи аммивий әхбарат васитилири болуп өткән сайламға мунасивәтлик көзқарашлирини оттуриға қоймақта. 

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

Мәсилән, хәлиқара «Рейтер» агентлиғиниң тәкитлишичә, сабиқ ташқи ишлар министри, БДТ Баш кативи орунбасариниң Қазақстанда болуп өткән Президент сайлимида йәнә бир қетим ғалибийәт қазиниши Қасым-Жомарт Тоқаевқа күчлүк шәхсий мандат бериду. 
Түркийәниң TRT world телеканили «бу қетимқи сайлам әмәлдики Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң һакимийитини күчәйтиду, пүткүл сәясий системини түп-асасидин йеңилашқа елип келиду», дәп язиду. 
Мошу мәмликәтниң йәнә бир чоң Анадолу әхбарат агентлиғиниң йезишичә, Қазақстанда новәттин ташқири Президент сайлими Қасым-Жомарт Тоқаев президентлиқ қәрәлни бәш жилдин йәттә жилғичә узартишни көздә тутидиған вә кәлгүси президентларниң иккинчи қәрәлгә сайлинишини мәнъий қилидиған конституциялик түзитишләрни мақуллиғандин кейин өтти. 
Францияниң Le Monde кәчлик гезитиниң тәкитлишичә, қазақстанлиқлар Қасым-Жомарт Тоқаевқа өз һакимийитини күчәйтиш имканийитини беридиған муддәттин илгири Президент сайлимида аваз бәрди вә бу сайлам мурәккәп жил сәһиписини йепиветиши керәк. 
Deutsche Welle (Германия) радиоси «бу қетимқи новәттин ташқири Президент сайлими «мәмликәтни сәясий йеңилашни» елан қилған Қасым-Жомарт Тоқаевқа болған ишәнчә авази болуп һесаплиниду вә қазақстанлиқлар униңдин системини һәқиқий йеңилашни күтүватиду», дәп тәкитләйду.
Беларусь телеграф агентлиғи «Қазақстан гражданлири өз дөлитиниң тәрәққият йолини таллавелип, конституциялик һоқуқини әмәлгә ашурди, Қазақстан йеңи йолға қарап бәт алди», дәп язиду. 
Һәқиқәтәнму сайлам утуқлуқ өтти. Қасым-Жомарт Тоқаевниң ғалибийәт қазиниши гражданларниң уни жуқури дәриҗидә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини көрсәтти. 
Толуқ 2022-жил җәриянида мустәһкәмләнгән җәмийәтни техиму җипсилаштуруш җәһәттин елип қариғанда, болуп өткән сайлам алаһидә әһмийәткә егә. Июньда өткән референдумда қазақстанлиқларниң 77 пайиздин ошуғиниң конституциялик ислаһатларни мақуллиши гражданларниң һакимийәтниң һазирқи иш-һәрикәтлирини толуқ қоллап-қувәтлишиниң испати болди. Аваз бериш йәкүни бойичә сайлиғучиларниң 81,31 пайизиниң қоллап-қувәтлишигә егә болған Қасым-Жомарт Тоқаевниң ишәшлик ғалибийити мәмликәт аһалисиниң һәм әмәлгә ашурулуватқан, һәм һакимийәт көздә тутуватқан иш-һәрикәтләрни жуқури дәриҗидә мақуллайдиғанлиғини көрсәтти. Әгәр референдум җәмийәт җипсилиғиниң йеңи дәриҗигә чиққанлиғини көрсәткән болса, 20-ноябрьда өткән Президент сайлими гражданларниң җипсилиғиға сүпәт җәһәттин йеңи мәзмун бәрди. Сайлам бүгүнки күндә җәмийәт вә һакимийәтниң мәмликәтни тәрәққий әткүзүш истиқбали бойичә охшаш чүшәнчигә егә екәнлигини тәстиқлиди. 
Бу йәрдә «Һазирқи сайламниң илгәркилиридин, мәсилән, 2019-жили өткүзүлгән сайламдин пәрқи немидә?» дегән орунлуқ соалниң туғулуши тәбиий. Һәммидин авал шуни тәкитләш керәкки, бийилқи сайлам миқияслиқ ички сәясий өзгиришләр шараитида өтти. Һәммигә мәлумки, жил бешида, январь вақиәлиридин кейин Дөләт рәһбири миқияслиқ сәясий ислаһатлар программиси билән сөзгә чиқти. 
Жуқурида тәкитләнгәндәк, июнь ейида Конституциягә түзитишләрни киргүзүш бойичә җумһурийәтлик референдум болуп өтти. Конституциялик ислаһат моҗут дөләт үлгисини системилиқ йеңилашқа қаритилди. Бирақ мошу сайлам барлиқ асаслиқ дөләт институтлирини түп-асасидин йеңилашни башлаш йоли болуп һесаплиниду. Бу – Президент, Парламент вә Һөкүмәт. 
Мәлумки, келәр жили биздә йәнә Парламент сайлимиму өтүп, Мәҗлис, мәслиһәтләр, андин кейин Сенат тәркиви йеңилиниду. 
Йеза һакимлириниң уттур сайлимидин кейин, йеқинқи вақитта наһийә вә вилайәтлик әһмийәткә егә шәһәрләр һакимлириниң сайламлири өтиду. Башқичә ейтқанда, дөләт башқурушиниң барлиқ институтлири бойичә җәмийәтни демократияләштүрүшкә қаритилған җиддий ислаһатлар вә йеңилаш кетип бариду. 
Мәсилән, йеқинда болуп өткән сайламнила алайли. Әгәр бөлүп қарайдиған болсақ, шуни тәкитләшкә болидуки, бу қетимқи сайламда бюлллетеньларда «Һәммисигә қарши» дегән қур пәйда болди. Бу гражданларниң сайлаш имканийитини кәңәйтиду, мошу қур арқилиқ сайламға наразилиғини билдүрүшкә болиду. Ейтайлуқ, әгәр кимду-бирини намзатларниң һечқайсиси қанаәтләндүрмисә, сайлиғучилар шуниң арқилиқ һәммисигә қарши аваз бериду. 
Шундақла әгәр 2019-жили сайлам алдидики мусабиқигә бирла аял–президентлиққа намзат (Дания Еспаева, «Ақ жол» партиясиниң намзити –Ш.М.) қатнашқан болса, бийилқи сайламда икки аял-намзат – Қарақат Әбден вә Салтанат Турсынбекова бәйгигә чүшти. Бу йәрдә шуниму қошумчә қилиш керәкки, 16 жил ичидә сайламға дәсләпки қетим Умуммиллий социал-демократик партия қатнашти. Мошу һаләтму бийилқи сайламниң сезиләрлик алаһидиликлириниң бири болса керәк. Андин кейин биз бу қетим йәттә жилға сайлинидиған президент үчүн аваз бәрдуқ. 
Ахирида шуни тәкитләймизки, бу қетимқи сайлам шуниң билән әһмийәтликки, биз йеқинқи йәттә жилда бесип өтидиған тәрәққият йоли, образлиқ қилип ейтсақ, мәмликитимизниң келәчиги үчүн аваз бәрдуқ. 

516 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы