• Асасий мақалилар
  • 01 Желтоқсан, 2022

Президент лавазимиға рәсмий киришти

26-ноябрь күни Астанада, Мустәқиллик сарийида сайланған Қазақстан Президентиниң лавазимиға рәсмий киришиш мәрасими болуп өтти. 
Лавазимға рәсмий киришиш мәрасимиға қазақстанлиқ сәясәтчиләр, елимиздә тиркәлгән чәт әл дипломатик корпуси қатнашти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев дөләт тилида қәсәмяд қилди: 
«Қазақстан хәлқигә садиқ хизмәт қилишқа, Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә вә қанунлириға қәтъий әмәл қилишқа, гражданлар һоқуқи вә әркинлигиниң капаләтләндүрүлүшигә, маңа жүкләнгән Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти жуқури мәҗбурийитини вижданлиқ орунлашқа тәнтәнилик қәсәмяд қилимән».
Қазақстан Җумһурийити Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Нурлан Әбдиров Қасым-Жомарт Тоқаевқа Президент гуванамисини тапшурди. 
Андин кейин Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев сөзгә чиқти. 
– Бу жил хәлқимиз үчүн алаһидә муһим жил болди. Қазақстан өз тәрәққиятиниң йеңи дәвригә қәдәм ташлаватиду. Биз оттуриға қойған миқияслиқ ислаһатлар түп-асаслиқ өзгиришләрни башлинишиға асас болди. Конституциялик ислаһат әмәлгә ашурулди. Дөләт һаятиниң барлиқ саһалири һәртәрәплимә йеңиланди. Мошу өзгиришләр түпәйли хәлиқниң парлақ келәчәккә болған ишәнчиси күчийиватиду. Мән регионларни зиярәт қилип, гражданлар билән учрашқан вақтимда шуниңға шәхсән көз йәткүздүм. Болуп өткән референдум йеңи тәшәббусларниң умумйүзлүк қоллап-қувәтлиниватқанлиғини намайиш қилди. Қазақстанлиқларниң иҗабий өзгиришләргә интилиши бизниң ишимизға чоң түрткә болди. Биз башланған ислаһатларни қәтъий ахириғичә йәткүзимиз. Йеңи конституциялик нормиларға мувапиқ Президент узақлиғи йәттә жил болған бир қәрәлгә сайлиниду. Бу сәясәтчиләрниң йеңи әвладиға һакимийәткә йол ачиду. Буниң тоғра қарар екәнлигигә ишинимән, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент алда Қазақстанни һакимийәтниң барлиқ тармақлирини түп- асасидин йеңилашниң күтүватқанлиғини, Президент сайлиминиң болса, йеңи сәясий мәвсүмни ачқанлиғини атап көрсәтти. 
– Сайлам кампанияси үч айға йеқин созулди. Мошу вақит ичидә түрлүк пикирләр ейтилди, елимизниң келәчиги тоғрилиқ мәзмунлуқ мулаһизиләр болди. Гражданлар өз келәчигигә бепәрва әмәслигини көрсәтти. Гражданлиқ җәмийәтниң толуқ мәзмунлуқ институтқа айланғанлиғи аян болди. Сәясий мәйданда йеңи шәхсләр пәйда болди. 20-ноябрь күни хәлиқ өз йолини таллавалди, – деди Дөләт рәһбири. 
Президент байқиғучиларниң, экспертларниң вә журналистларниң баһалишичә, сайламниң адил вә очуқ өткәнлигини қәйт қилди. Болупму хәлиқниң активлиғи жуқури болди. Айрим гражданлар сайлам участкилириға аилилири билән кәлди. 
– Болуп өткән кампания мәмликәт мәнпийәтлириниң һәммимизни бирләштүридиғанлиғини көрсәтти. Әҗдатлиримиз хәлиқ бирлигини һәрқачан үстүн қойған. Биз пүткүл җаһанға заманивий вә цивилизациялик дөләт болуп, атилиримиз билән бовилиримиз йолиға садиқлиғимизни сақлап келиватқанлиғимизни намайиш қилдуқ. Шуниң арқилиқ биз бирлигимизниң күчини йәнә бир қетим испатлидуқ, – дәп тәкилиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири сайлам йәкүнини өзиниң сәясий платформисини қоллап-қувәтләшкә вә алдики вақитта планларни әмәлгә ашурушқа берилгән мандат сүпитидә баһалиди. 
– Умумхәлиқ қоллап-қувәтлишидин пайдилинип мәмликәтни башқуруш – бу жуқури шәрәп вә наһайити чоң җавапкәрлик. Уни алдики йәттә жилда һазирқи вә кәлгүси әвлат алдидики өз борчумни орунлаш үчүн әҗайип имканийәт, дәп қараймән. Қазақларда «аманәт» дегән алийҗанап чүшәнчә бар. Хәлиқ ишәнчиси – бу маңа ишәш қилип тапшурулған аманәт. Уни орунлаш – мениң муқәддәс борчум. Мән хәлиқниң ишәнчисини ақлаш вә Қазақстанни гүлләнгән һәм хатирҗәм дөләткә айландуруш үчүн барлиқ күч-қувитимни сәрип қилимән, – деди Президент. 
Қасым-Жомарт Тоқаев сайламға қатнашқан барлиқ қазақстанлиқларға миннәтдарлиқ билдүрди. 
– Болупму кампаниягә қатнашқанлардин, байқиғучилардин, журналистлардин алаһидә миннәтдармән. Президентлиққа намзатларға өз һөрмитимни билдүрмәкчимән. Сәясий партияләр вә җәмийәтлик бирләшмиләр җавапкәрлик пәйттә җипсилишишқа тәйяр екәнлигини көрсәтти. Мени президентлиққа бирпүтүн намзат сүпитидә көрсәткән Хәлиқ коалициясиниң әзалириға миннәтдарлиқ билдүримән. Мени яқлап аваз бәргән гражданлар алдидила әмәс, бәлки барлиқ Қазақстан хәлқи алдида җавапкәрмән. Хәлиқ даналиғида «Һарамлиқ билән тапқан байлиқниң, адаләтлик орнитилмиған һакимийәтниң немә кериги бар», дегән ибарә бар. Бу – мениң һаятий принципим, мән униңға еғишмай әмәл қилимән, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев кичик вә оттура тиҗарәтниң тәрәққий етишигә қанунсиз тосалғулуқ қиливатқанларниң һәммисиниң қанун бойичә қаттиқ җазалинидиғанлиғини билдүрди. 
Президентниң сөзичә, қазақстанлиқларниң тиҗарәтчилик идригини арқиға созуп турған барлиқ сүнъий тосалғулуқ вә чәклимиләрни елип ташлаш – муһим вәзипә. 
– Тиҗарәтчиләр бизнесиниң сәвәпсиз тәкшүрүлүшини мәңгү унтуп қелиши керәк, улар пәқәт селиқ тәкшүрүшлири биләнла мунасивәттә болиду. Дөләт вә бизнес – бу тәбиий шерикләр. Кичик вә оттура тиҗарәтниң тәрәққий етишиға қанунсиз тосалғулуқ қиливатқанларниң һәммиси қанунға мувапиқ җазаға тартилиду. Бизгә һәқиқий индустрияләштүрүш, қурулуш вә инфрақурулумни йеңилаш билән шуғуллиниш керәк. Бепаян елимизниң һәрбир региониниң тәрәққий етиши муһимдур, – дәп билдүрди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Президентниң тәкитлишичә, һәммисиниң қанун алдида тәңһоқуқлуқлуғи – дөлитимизниң узақ муддәтлик тәрәққий етишиниң асасий шәрти. 
– Биз «һәрхил пикирләр, бирақ бирпүтүн милләт», дегән принципқа еғишмай әмәл қилимиз. Биз хәлқимизниң «көпхиллиқтики бирлик» формулисида ипадисини тапқан тарихий активини һәртәрәплимә күчәйтимиз. 
– Җәмийәттә бөлүнүш пәйда қилип, милләт бирлигини бузидиған вә ахирқи һесапта, дөлитимизгә қарши қаритилған иғваларниң қәтъий алди елиниду, – деди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев дөләт хизмитигә әң реал сектордин меритократия вә очуқ риқабәт принциплириға мувапиқ таллаштин өткән йеңи башқурғучиларниң җәлип қилинидиғанлиғини ейтти. 
Президент имзалайдиған биринчи пәрман йезини тәрәққий әткүзүшкә мунасивәтлик болиду. Қасым-Жомарт Тоқаев Һөкүмәткә бәш жиллиқ қәрәлгә йезини тәрәққий әткүзүш концепциясини ишләп чиқишни тапшуриду. 
Президент шундақла Сенат сайлимини бәлгүләш тоғрилиқ пәрман имзалайду. 
– Биз сәясий йеңилаш бойичә планлиқ җәриянни давамлаштуримиз. Бүгүн мән «Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң сайлимини бәлгүләш тоғрилиқ» Пәрман имзалаймән. Шундақ қилип, жуқарқи палата депутатлириниң новәттики сайлими конституциялик ислаһатниң әмәлгә ашурулушиниң давами болиду. Униң йәкүни бойичә риқабәтчилик вә очуқлуқ принциплири асасида Сенаттики депутатлар корпусиниң бир қисми йеңилиниду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Президентниң тәкитлишичә, биз пәқәт мәмликәтниң хатирҗәмлигини, хәлиқниң бирлигини вә территориялик пүтүнлүкни сақлап қелиш арқилиқла дөләтчилигимизни мустәһкәм қилалаймиз.
– Мениң қазақ хәлқиниң пәрзәнди вә Қазақстан Президенти сүпитидики муқәддәс борчум – мошу рәт қилип болмайдиған қәдрийәтләрни сақлап қелиш. Уттур ейталаймән: һәрқандақ лавазим вақитлиқ, бирақ хәлиқ бәрһаят. Алдики йәттә жилда хәлиқниң қоллап-қувәтлиши арқилиқ өзәмниң президентлиқ вәзипәмни шәрәп билән орунлайдиғанлиғимға камил ишинимән. Биздә бир Вәтән, бир дөләт, бир хәлиқ! Келиңлар, һәммимиз биллә болайли! Мәмликитимиз гүллинивәрсун! Вәтинимиз – Қазақстан Җумһурийити яшисун! Хәлқимиз хатирҗәм болсун! Мустәқил Қазақстан яшисун! – дәп хуласилиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбири мәрасимдин кейин бирқатар муһим пәрманларни имзалиди.
Қасым-Жомарт Тоқаев у күни шундақла елимиз сәнъәт маһирлириниң концертини зиярәт қилди.
«Қазақстан»  мәркизий концерт залиниң сәһнисидә Роза Рымбаева, Димаш Қудайберген, Рухия Байдукенова, Алишер Каримов, Биржан Хасанғалиев, Ушқын Жамалбек, Тамара Асар кәби атақлиқ нахшичилар, шундақла «Астана Балет» театриниң солистлири, Contrast, Terra уссул коллективлири вә башқиму сәнъәт юлтузлири һүнирини намайиш қилди. 

2544 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы