- Әхбаратлар еқими
- 07 Желтоқсан, 2022
Банк рәһбири билән учрашти
Премьер-министр Әлихан Смайылов Евразия Тәрәққият банкиниң башқарма рәиси Николай Подгузов билән учрашти.
Учришиш давамида Евразия Тәрәққият банкиниң 2022-жилқи паалийитиниң алдин-ала йәкүни вә келәр жилға бәлгүләнгән иш плани муһакимә қилинди. Бийил банк җумһурийәттики лайиһиләргә бөлүнгән инвестицияни 1,2 миллиард долларғичә көпәйтти, бу болса, илгәрки жилниң планидики көрсәткүчләрдин ешип кетиду. 2023-жилда мәмликәт ихтисадиниң муһим саһалириға йәнә 1,1 миллиард доллар әвәтиш планланмақта.
Әлихан Смайылов бирләшкән лайиһиләр санини көпәйтишниң муһим екәнлигини атап көрсәтти.
– Буниңдин кейинму мошу сүръәттә илгириләш вә лайиһиләрни көпәйтиш керәк, – дәп тәкитлиди Премьер-министр.
Николай Подгузов 2026-жилғичә Қазақстанда лайиһиләрни әмәлгә ашуруш үчүн барлиғи болуп кам дегәндә 3,8 миллиард доллар көздә тутулғанлиғини хәвәр қилди.
– Келәр жили асасән логистикилиқ инфрақурулумни тәрәққий әткүзүшкә, су ресурслири билән тәминләшкә, озуқ-түлүк вә энергетика бехәтәрлигигә, экологиялик көрсәткүчләрни яхшилашқа қаритилған лайиһиләргә инвестиция бөлүниду, – дәп тәкитлиди Евразия Тәрәққият банкиниң рәһбири.
454 рет
көрсетілді0
пікір