• Әхбаратлар еқими
  • 07 Желтоқсан, 2022

Мәдәнийәтлик ана – мәдәнийәтлик әвлат

Бәхтишат СОПИЕВ,

«Уйғур авази»

Йеқинда Алмутидики «Достлуқ өйидә» әйнә шундақ мавзуда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң уюштуруши билән уйғур ханим-қизлириниң җумһурийәтлик конференция болуп өтти. Униңға Алмута шәһиридин, шундақла Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Панфилов, Қарасай, Талғир, Или наһийәлиридин делегатлар иштрак қилип, уйғур анилириниң җәмийәттики роли, паалийәтчанлиғи, вә, әлвәттә, бала тәрбийиси һәққидә муһим мәсилиләрни муһакимә қилди. 
Конференциягә риясәтчилик қилған Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова баш қошушни кириш сөз билән ечип, униң мәхситигә тохталғандин кейин, дәсләпки тәбрик сөзни ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумовқа бәрди. Мәркәз йенидики ханим-қизларниң, умумән, җәмийитимиздики уйғур анилириниң паалийитини жуқури баһалиған рәис конференцияниң ишиға ақ йол тилиди.
– Техи йеқиндила Президент сайлиминиң өтүшигә өзимизниң биркишилик һәссимизни қоштуқ, – деди Шаһимәрдан Үсәйиноғли. – Байқиғиним, ушбу сәясий мәвсүмдиму ханим-қизлар өзлириниң паалийәтчанлиғини көрсәтти. Мошу йәрдә олтарған һәрбир ханим-қиз елимизниң иҗтимаий-ихтисадий вә мәдәний тәрәққиятиға өзлириниң салмақлиқ үлүшини қошуп келиватиду десәм, һеч хаталашмаймән. Мәсилән, йенимда олтарған Омақ ана Һасановани алайли. Бу яқ, атақлиқ алим, мәрһум Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң рәпиқиси. Йешиниң чоңлуғиға қаримай, йолдишиниң изини өчәрмәй, әң әвзили, униң әмгәклирини нәширдин чиқирип, келәчәк әвлатқа тапшурмақта. Бу ана билән қандақ махтанмаймиз?
Әнди өзиниң кәң хәйрихаһлиқ паалийити билән уйғурниңла әмәс, пүткүл қазақстанлиқларниң ғемини қилип, аилиси билән баш-панасизларни өй билән тәминләватқан Гүлҗаһан Муратованиң исмини қандақ тилға алмаймиз?! Меһри дәриядәк кәң анимиз бийилниң өзидила онлиған аилини баш-паналиқ қилди. Мундақ мисаллар наһайити көп. Бүгүн мошу йәрдә жиғилған һәрбириңларниң исмини атап чиқишқа әрзийду. Чүнки җәмийитимиздә һәрбир ханим-қизниң өзигә хас орни бар. Силәрниң буниңдин кейинму паалийәтчанлиқ көрситидиғиниңларға ишәнчим камил. 
Новәттики натиқ Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, шаир, язғучи вә журналист Сәуле Досжанова уйғур билән қазақниң достлуғи тоғрилиқ гәп қозғап, уни китап оқушқа уйғур устазлириниң дәвәт қилғанлиғини мәмнунийәт билән тилға алди. 
– Бүгүнки күндә азду-тола утуқларға қол йәткүзгән болсам, буниңда уйғур қериндашларниң көп үлүши бар, дәп ойлаймән. Мән Уйғур наһийәсиниң Ақтам йезисида туғулуп, уйғурларниң арисида чоң болдум. Уйғур тилида әркин сөзләймән. Чүнки мениң устазлиримниң көпчилиги уйғурлар болди. Уйғур достлиримму көп, – дәп ейтқан у «Достумниң тонур нени» намлиқ шеирини оқуп бәрди. 
Шуниңдин кейин «Достлуқ өйидики» уйғур тили пәниниң оқутқучилири Мерванәм Манапова билән Дильзиба Манапова «Ана тилни сақлаш — бизниң асасий вәзипимиз», Каспий җәмийәтлик университетиниң профессори, психология пәнлириниң намзити Асийәм Сайитова «Ана қолидики балиниң бехәтәрлиги», җумһурийәтлик «Анилар» кеңишиниң рәиси Зорәм Авутова «Ана тилим — дана тилим», Алмута шәһәрлик 25-ағриқханиниң врачи Диләрәм Абдимитова «Аял саламәтлиги – милләт саламәтлиги», «Аламәт» продюсерлиқ мәркизиниң мудири Қәлбинур Аруп «Қиз балида гөзәлликни қелиплаштуруштики миллий қәдрийәтлиримиз» мавзулирида доклад оқуп, ана тилимизни сақлаш, бала тәрбийиси, ана билән балиниң саламәтлиги, миллий урпи-адәтлиримизни өзгиләргә тонуштуруш вә башқиму муһим мәсилиләр әтрапида өз ой-пикирлири билән бөлүшти. 
ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари, Талғир наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Каминур Сопиева болса, мәзкүр кеңәшниң он жилниң ичидә атқурған ишлири һәққидә һесавәт бәрди. 
– Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң ахирқи Мәктүбидә: «Дөләтчилигимизни күчәйтиш үчүн бир әл болуп әмгәк қиливатимиз. Мустәқиллик дегинимиз – сахта шиарвазлиқ вә дәвраңвазлиқ әмәс. Биз үчүн әң муһими – һәрбир гражданниң Мустәқилликниң қәдрийитини һис қилғанлиғи. Униң асасий көрүнүши – елимиздики течлиқ һаят, җәмийәттики турақлиқлиқ вә течлиқ» дегән еди. 
Һәқиқәтәнму, яшлар – бизниң келәчигимиз. Җәмийитимизгә лайиқ бала тәрбийиләш вәзиписи болса, аниларниң зиммисидә. Буни яхши һис қилған биз ахирқи он жилниң ичидә, болупму бала тәрбийисигә мунасивәтлик көплигән чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурдуқ. Бу әснада мәркәз рәиси Сәнәм Беширова билән униң әтрапиға топланған «Нураний анилар» вә «Анилар» кеңәшлириниң вә «Җанан» хәйрихаһлиқ фондиниң әмгиги зор дәп ойлаймән. Оттуз жилдин бери җәмийәтлик ишларға арилишип келиватқан ханим-қизлар миллий қәдрийәтлиримизни сақлашни, яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшни өзлириниң муқәддәс вәзиписи, дәп билиду. 


Конференцияниң хуласә сөзи Қазақстан хәлқи Ассамблеяси йенидики җумһурийәтлик Анилар кеңишиниң рәиси Нәзипа Шанаиға берилди. У жуқурида сөзгә чиққан һәрбир докладчиниң мавзусиға алайтән тохтилип, өзиниң пикрини төвәндикичә изһар қилди: 
– Бүгүн биз бу қутлуқ дәргаһта дуниядики әң гөзәл болған ана билән бала мавзуси әтрапида музакирә қиливатимиз, – деди натиқ. – Уйғур билән қазақниң диниму, дилиму бир. Биз – қериндаш милләтләр. Һә, һәммә нәрсә ана тилға болған һөрмәттин башлиниду. Жуқурида оқулған докладларниң һәммисини диққәт билән тиңшап олтардим. Рустиллиқларға ана тилини үгитиватқан Манаповлар аилисигә миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Бу проблема һәммә милләттә бар. Ана билән балиға апирин ейтқум келиду.
Психолог Асийәм Қадирқизи болса, җәмийәттә әң муһим болған психологиялик муһтаҗлиқ һәққидә ейтип өтти. Әң қийини, ата-анилар билән балилар арисидики мунасивәт. Һазир яшлар арисида көп орун еливатқан өзиниң җениға өзи қәстлик қилиш охшаш муһим мәсилиләргә тохталди. Нәшихорлуқму бүгүнки күнниң паҗиәси. Буниң биләнму бирлишип күрәш қилишимиз һаҗәт. 
Зорәмбүви Авутованиң әмәлгә ашуруватқан ишлирини пәқәт қоллап-қувәтләш керәк. У өзиниң ютуб канили арқилиқ көп ишларни қиливетипту. Бала тәрбийисини пәқәт мәктәптики муәллимниңла һөддисигә артип қоюш дурус әмәс. ҚХА йенидики Анилар кеңиши келәчәктә «Һәрбир мәктәпкә – бир мома» лайиһисини әмәлгә ашурмақчи. Һәрбир мәктәпкә бир мома керәк. Немә үчүн? Уни ейтмисамму силәр яхши билисиләр. Чүнки, бала тәрбийиси аилидин башлиниду.
Түнүгүнки «январь вақиәсини» биз унтумаслиғимиз керәк. Силәр «у йәрдә бизниң балилиримиз йоқ» дейишиңлар мүмкин. Тоғра. Мениң ейтай дегиним, у күни аилисидә тәрбийә көрмигән яшлар өзиниң вәтинигә қарши җинайәткә барди. Әгәр өйдә тәрбийә дурус болса, мундақ хаталиқларға йол қойматти. Өйдики тәрбийигә ана җавапкәр екәнлигиниму силәр яхши билисиләр.
Медицина хадими Диләрәм Абдимитоваму муһим мәсилини көтәрди. Адәм балиси үчүн саламәтлик әң алдинқи орунда туриду. Буниңдин кейин җай- җайларда анилар билән учришишларни өткүзүп, моҗут проблемиларни анилар билән биллә һәл қилишқа тиришиш керәк.
Адәм балисиниң ички вә сиртқи гөзәллиги тоғрилиқ Қәлбинур Аруп яхши пикирләрни алға сүрди. Сиртқи гөзәллик – қизларниң чечида. У силәрдә бар. Униңға һәрбир мәрасимиңларда гувачи болуватимән. Мениң униңға гуманим йоқ. Ички гөзәллик болса, йәнә келип өйдики тәрбийигә тақилиду. Әлвәттә, мәдәнийәтлик анидин мәдәнийәтлик әвлат дунияға келиду. Бүгүнки конференцияниң мәхситиму әйнә шуниңдин ибарәт.


Конференцияниң давами җәмийәтлик ишларда паалийәтчанлиқ көрсәткән бир топ анилар билән ханим-қизлар ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт», Ханим-қизлар кеңиши тәсис қилған «Мейірімді Ана» медальлири билән тәғдирләнди. Уларниң арисида Омақ Һасанова, «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова, мәрипәтчиләр Ибадәт Җаһанова, Ғәйрәт Қаһарова, Тудихан Җәлилова, Мубарәк Исрайилова, Баһаргүл Рәхмитуллаева, сәнъәткарлар Толунай Әйсарова, Халима Шаваева, журналистлар Диләрәм Җәлилова, Гүлҗамал Әмәтбақиева, рәссамлар Муһәббәт Һетахунова, Назугум Сәмиева, «Җанан» хәйрихаһлиқ фондиниң рәиси Мизангүл Авамисимова, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурбүви Насирова, Челәк регионлуқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гөһәрбүви Идрисова, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Йеңишәр йезисидики шөбисиниң рәиси Сархан Имамзарова, Уйғур наһийәлик «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Зиләхәм Җәлилова, ҚХА Алмута шәһәрлик «Анилар» кеңишиниң рәиси Маһинур Исрайилова, шундақла җәмийәтлик ишларниң активистлири Роза Абубәкриева, Модәнгүл Җүмәева, Бостан Ғазиева, Турсунай Тейипова, Рисаләт Нуранова, Рашидәм Һошурова, Гүлнарәм Садирова вә башқилар бар.

525 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы