• Әхбаратлар еқими
  • 07 Желтоқсан, 2022

Пухта тәһлил қилишни тапшурди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Әлихан Смайыловниң Екибастузда җөндәш ишлириниң кетип бериши тоғрилиқ докладини тиңшиди. 
Көрүлгән чариләр шәһәрни чапсан қийин әһвалдин елип чиқишқа имканийәт яратти. Премьер-министрниң биринчи орунбасари Роман Скляр әһвал орун алған җайда болуватиду, униңға турушлуқ өйләрни иссиқлиқ билән тәминләшни әслигә кәлтүрүш ишлириға рәһбәрлик қилиш тапшурулди. Бу ишлар аяқлишип қалди. 
Дөләт рәһбири Һөкүмәткә шәһәрләрни қишлиқ исситиш мәвсүмигә тәйярлашта йол қоюлған камчилиқларни пухта тәһлил қилиш вәзиписини жүклиди. Һөкүмәткә һәм Екибастузда, һәм башқа аһалилиқ пунктларда қелиплашқан еғир әһвални түп-асасидин өзгәртиш үчүн ениқ қарарларни қобул қилиш тапшурулди. Униңдин ташқири хусусийлаштурулған энергетика активлириға вә уларниң егилириниң җавапкәрлигигә мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилиш керәк. 
Президент Һөкүмәт вә һоқуқ қоғдаш органлири әмәлгә ашуруватқан барлиқ ишларниң өзиниң шәхсий назаритидә болуватқанлиғини тәкитлиди. 

465 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы