• Әхбаратлар еқими
  • 07 Желтоқсан, 2022

Көпчилиги илгәрки лавазимлирида қалди

Дөләт рәһбири бирқатар вилайәтләр вә мегаполислар һакимлирини тайинлаш тоғрилиқ пәрман имзалиди. Һакимларниң көпчилиги илгәрки лавазимлирида қалди. 
Шундақ қилип, Дөләт рәһбири Бейбит Исабаевни Жетису вилайитиниң һакими қилип тайинлиди. У өз лавазимида қалди. 
Серик Шәпкенов Атырав вилайитиниң һакими болди. Уму лавазимини сақлап қалди. 
Шундақла Президент Пәрмани билән Мурат Әйтенов Чимкәнт шәһириниң һакими болуп тайинланди. У илгириму мошу лавазимни атқурған еди. 
Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими өзгәрди. Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән сабиқ йеза егилиги вице-министри Айдарбек Сапаров вилайәт һакими болуп тайинланди. Ейтмақчи, 2011 – 2019-жилларда у мәзкүр вилайәт һакиминиң орунбасари лавазимида ишлигән еди. Шуңлашқа регион проблемлири билән яхши тонуш. 
Президент Пәрмани билән Марат Султанғазиев Алмута вилайитиниң һакими болуп қайта тайинланди, у лавазимини сақлап қалди. 
Ақтөбә вилайитиниң һакими Ералы Тоғжановму илгәрки лавазимида қалди. Әнди Қумар Ақсақалов Қостанай вилайитиниң һакими болуп тайинланди. У илгири Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими болған еди. 
Шундақла Түркстан вилайитиниң һакими Дархан Сатыбалды лавазимиға қайта тайинланди. 
Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Нурлыбек Налибаев Қизилорда вилайитиниң һакими болуп тайинланди. Уму илгәрки лавазимида қалди.
Нурлан Уранхаев Абай вилайитиниң һакими болуп қайта тайинланди. 
Дөләт рәһбириниң Пәрманиға мувапиқ Олег Крук вақитлиқ Павлодар вилайитиниң һакими лавазимини орунлайду. 
Президент Пәрмани билән Нариман Төреғалиев Ғәрбий Қазақстан вилайитиниң һакими болуп тайинланди. 
Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Ерболат Досаев Алмута шәһириниң һакими болуп қайта тайинланди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев өз Пәрмани билән Нуржан Нуржигитовни Җамбул вилайитиниң һакими қилип қайта тайинлиди. 
Президент Пәрмани билән Берик Әбдығалиулы Улытав вилайитиниң һакими болуп қайта тайинланди. 
Шундақла Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән Нурлан Ноғаев Маңғыстав вилайитиниң һакими лавазимиға қайта тайинланди. 
Ақмола вилайитиниң һакими Ермек Маржикпаев илгәрки лавазимида қалди.
Президент Пәрмани билән  Асаин Байханов Павлодар вилайитиниң һакими болуп тайинланди.

447 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы