• Сәнъәт
  • 14 Желтоқсан, 2022

Ярайсиләр, жигитләр!

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Нуршат Һашимахунов, Ершат Абдуллаев, Диас Һекимов –  сәһнини чаң кәлтүрүп, миллий уссуллиримиз билән хәлиқниң роһий услуғини қандуруп, хәлқимизниң узун тарихқа егә миллий сәнъитиниң қир-сирлирини көпчиликкә тонуштуруп, чоң-кичик сәһниләрни йорутуп, әл-жутниң алқишиға еришип жүргән уссул шәйдалири. Нуршат Махпирҗаноғли билән Диас Нәсирдиноғли Уйғур наһийәлик «Арзу» ансамблида хизмәт қилиду. Һә, студент жигит Ершат Абдимитоғли болса, өмәкләргә қатнишип, қабилийитини қамчилап жүргән һәвәскар уссулчи. Бир сөз билән ейтқанда, һәр үчилиси – Уйғур наһийәсиниң қаракөзлири. 
Қисқиси, ушбу жигитләр йеқинда Астана шәһиридә өткүзүлгән хәлиқара Бәдиий сәнъәт вә уссул спортиниң очуқ чемпионатиға қатнишип, һәр үчилиси Баш мукапатқа (Гран-при) муйәссәр болуп қайтти. Икки йүздин ошуқ яш талант қатнашқан хәлиқара конкурста Нуршат Һашимахунов «Самовар» уссули билән, Ершат Абдуллаев «Долан» уссули билән, Диас Һекимов «Тавақ» уссули билән қатнашти. Була әмәс, улар өзбәк хәлқиниң «Допа» миллий уссулини бирликтә сәһнигә елип чиқип,  топлуқ уссулдиму Баш мукапатму қолдин бәрмиди. Наһийәгә олҗилиқ қайтқан уссулчи жигитләрниң бу биринчи утуғи әмәс. Шундақла ахирқи утуғи болуп қалмайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
 

111 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы