• Асасий мақалилар
  • 04 Қаңтар, 2023

«Биз бу паҗиәдин савақ елишимиз керәк»

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев өткән жилниң ахирида Алмутиға қилған иш бабидики сәпири даирисидә январь вақиәси қурванлириниң хатирисигә орнитилған «Тағзым» мемориалини ачти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев мемориал алдиға гүлдәстилирини қойди. Мәрасимға жиғилғанлар қаза болғанларни бир минут сүкүт сақлап хатирилиди, андин кейин Дөләт гимни яңриди. 
Президент өз нутқида мемориалниң пүткүл Қазақстан хәлқи үчүн алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. Дөләт рәһбириниң қәйт қилишичә, Паҗиәлик январь вақиәлири мустәқиллик қолға кәлтүрүлгәндин кейинки әң җиддий синақ-ховупларниң бири болди. 
– Бу хәлқимиз үчүн синақ вақти болди. Дөләтчилик асаслири ховуп астида қалди. Уни аз дегәндәк, алдимизда «Биз дөлитимизни сақлап қалалаймизму?», дегән мәсилә турди. Бирақ хәлқимизниң җипсилиғи вә пикирдашлиғи түпәйли биз мустәһкәм ирадимиз һәм күчимиз түпәйли барлиқ синақ-ховупларға қәтъий қарши туралидуқ. Биз җәмийәттә бөлгүнчилик пәйда қилишқа тиришқан тил бириктүргүчиләр иш-һәрикитиниң алдини алдуқ. Мәмликәтниң бирнәччә шәһиридә өткән течлиқ митинглири аммивий тәртипсизлик вә қирғинчилиқларға айланди. Болупму мустәқиллик бөшүги – Алмута бандитларниң қолидин нурғун зәрдап чәкти. Бандитлар һәрбий қурулумларға һуҗум қилди, қурал-ярақ амбарлирини булап-талиди. Уларниң иш-һәрикити ақивитидә гунасиз гражданлар қаза болди. Әлвәттә, вәйран қилинғанни әслигә кәлтүрүшкә болиду. Бирақ, әпсус, қийилған өмүрни қайтуралмайсән. Шуңлашқа биз буниңдин кейин мундақ паҗиәниң тәкрарланмаслиғи үчүн мүмкин болған һәммә нәрсини қилимиз. Бизниң умумий гражданлиқ борчимиз – мәмликәтниң течлиғи һәм хатирҗәмлигини вә хәлиқниң бирлигини һимайә қилиш. Мәмликәт Президенти сүпитидә мениң үчүн бу – муқәддәс борч. Биз пәқәт течлиқ вә разимәнлик арқилиқла көзлигән мәхсәткә йетәләймиз, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири
Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт тарихида әң чоң синақ болған январь вақиәлирини һәрқачан әстә сақлаш керәклигини тәкитлиди. Шуңлашқа у шу паҗиәлик вақиәләр тоғрилиқ хатирини әбәдийләштүрүшни вә «Тағзым» мемориалини вуҗутқа кәлтүрүшни тапшурди. 
– Мәзкүр ядикарлиқ чоңқур мәзмун вә чоң әһмийәткә егә. У дөләтчилигимизни мустәһкәмләшниң түрлүк басқучлирини әкис әттүриду. Ташларға қазақ хәлқиниң улуқ вәкиллириниң сөзлири чекип йезилди. Милләтни бирләштүридиған мошу сөзләрниң бизни ойландуридиғанлиғиға ишинимән. Биз бу комплексни январь вақиәлири қурванлириниң хатириси вә әвлатлар үчүн ибрәт-несиһәт үчүн бәрпа қилдуқ. Мемарларға – мәзкүр лайиһиниң муәллиплиригә вә барлиқ гражданларға миннәтдарлиқ изһар қилимән, – деди Президент. 
Дөләт рәһбири һәрқандақ қийинчилиқларға қаримай, ислаһатлар йоли бойичә алға илгириләшни давамлаштуридиғанлиғимизни билдүрди. 
– Хәлқимизниң күчлүк дөләт қуруш, муқәддәс мустәқиллигимизни мустәһкәмләш вә һимайә қилиш нийитидин қайтмайдиғанлиғиға ишинимән. Биз сәясий системини техиму демократияләштүрүшкә, миллий ихтисатни монополиясизләштүрүшкә вә униң риқабәткә тақабиллиғини ашурушқа қаритилған миқияслиқ ислаһатларни давамлаштуримиз. Жил бешидин тартип қисқа қәрәлдә чоң ишлар әмәлгә ашурулди. Биз умумхәлиқ референдумида йеңиланған Конституцияни қобул қилдуқ. Әнди алдимизда мурәккәп вәзипиләр туруватиду. Мәмликитимиз йеңилаш вә йеңилиниш йолиға чүшти. Әлвәттә, бу – техи йолниң беши. Бу мурәккәп йол болиду. Биз буниң һәммисини чүшинимиз. Бизниң баш мәхситимиз ениқ вә рошән – бу Адаләтлик Қазақтан вә һәммиси үчүн охшаш имканийәтләр җәмийитини қуруш. Бизниң буни әмәлгә ашуралайдиғанлиғимизға камил ишинимән, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент шу паҗиәлик күнләрдә миңлиған вәтәндашлиримизниң –пидаийларниң, медикларниң, полиция хадимлириниң вә умумән бепәрва әмәс адәмләрниң һәқиқий җасарәт вә жуқури гражданлиқ җавапкәрлик көрсәткәнлигигә айрим тохталди. 
– Уларниң көпчилиги бүгүнки мәрасимға қатнишиватиду. Биз паҗиәлик январь қурванлири вә һәқиқий қәһриманлири хатирисини мәңгү сақлаймиз. Биз милләт сүпитидә бу паҗиәдин савақ елишимиз керәк. Һоқуқ қоғдаш вә мәхсус органлар наһайити чоң ишни әмәлгә ашурди. Тәргәвниң кетип бериши депутатларниң, Баш прокуратура, юристлар бирләшмиси вәкиллириниң қатнишиши билән Парламентта муһакимә қилинди. Шу күнләр тәпсилатини һәртәрәплимә қарап чиқишқа вә тутулғанларға һоқуқ ярдимини көрситишкә тәркивигә мәмликитимизниң абройлуқ һоқуқ қоғдиғучилири киргән җәмийәтлик комиссияләр чоң һәссә қошти. Мошуниң һәммиси вақиәниң объектив сәвәвини әслигә кәлтүрүш имканийитини бәрди. Нәтиҗидә сахта чақириқларға ишәнгән, бирақ еғир җинайәтләрни әмәлгә ашурмиған аммивий тәртипсизликләргә қатнашқучиларниң нурғуни мениң Пәрманимға мувапиқ амнистия қилинди, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири. 
Ахирида шуни әслитип өтүмизки, январь вақиәлири қурванлири хатирисигә беғишланған мемориал шәһәр һакимлиғи йенидики скверға, Сәтбаев кочисиниң җәнубий вә Назарбаев проспектиниң ғәрбий қисмиға орнитилди. 
Мәлумки, рәсмий мәлуматларға қариғанда, 2022-жилниң январь ейида йүз бәргән аммивий тәртипсизликләр ақивитидә 238 адәм қаза болди, уларниң 19и – һоқуқ қоғдаш органлириниң хадимлири вә һәрбий хизмәтчиләр. 

1622 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы