• Сәнъәт
  • 12 Қаңтар, 2023

Кичиккинә уссул шәйдаси

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази» 

Қаратуруқлуқ Карина Манапова өткән жили «PLANETA DANCE» ширкити тәрипидин уюштурулуп, Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялиқ Уйғур музыкилиқ-комедия театрида өткән хәлиқара «ART SILK WAY» — «Сәнъәт – мәдәнийәт вариси» намлиқ лайиһә-конкурсида Гран-прини йеңивалди. Атап кетиш керәкки, бу бәш яшлиқ уссул шәйдасиниң дәсләпки утуғи әмәс. 
Каринани туғма талант дәп ейтишқа болиду. Чүнки у қулиғиға үн киргән пәйтидин башлапла һәрхил музыка вә аһаңларни аңлисила болди, өзичә ирғип, уссул ойнап кетәтти. Әнди униң сәнъәткә болған һәқиқий қизиқиши уни момиси Светлана Уйғур театриға «Тарим» ансамбльниң «Норуз чәшмиси» намлиқ концертиға елип барғанда башланди. Сәһнидә аққуларға охшаш «еқип», әвришим һәрикәттә болған уссулчиларниң уссуллири Каринаниң бар диққитини җәлип қиливалди. Шу күндин башлап гөдәк қиз уссул ойнашқа башлиди. Болупму талантлиқ қизчақ Уйғур театрида дәсләпки қетим көргән уссулчи һәдилиригә охшаш көзниң йеғини йәйдиған миллий кийимләрни кийип, сәһнигә чиқишни арман қилатти. Қизниң шу арманлириниң рояпқа чиқиши үчүн ата-аниси, момиси вә хореограф муәллими Ранагүл Идрисова күч чиқармақта. 
Қаратуруқтики А.Саттаров намидики оттура мәктәпниң тәйярлиқ топида оқуйдиған Карина башта өз һүнирини мәктәптә өтүлидиған чарә-тәрбирләрдә намайиш қилишқа башлиди. У өткән жили ноябрь ейида Алмута шәһиридә өткән җумһурийәтлик «Қазақстан талантлири» конкурсиға қатнишип, дәсләпки қетим кәспий сәһнигә көтирилди. Шуниң билән биллә «Гран-при» мукапитиға сазавәр болуп, «Әң кичик қатнашқучи» аталди. 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.
 

145 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы