• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2023

Балилиқ арман

Полковник Талғат Җәлилов өзиниң көпжиллиқ һәрбий паалийитидә нурғунлиған орден-медальларға еришти. Шуларниң арисида Қизил Юлтуз орденини у 26 йешида алған екән. Мәзкүр орден Кеңәш Иттипақи дәвридә наһайити әтивалиқ болуп, у уруш яки течлиқ һаят вақтида мәмликәтниң мудапиәсигә қошқан алаһидә төһписи, җасарити үчүн бериләтти. 26 йешида әйнә шундақ алий дәриҗилик мукапат билән тәғдирләнгән яш офицер яшларға үлгә болғидәк, һәқиқий офицер йолини бесип өтти. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Уйғур авази»

Һәрбий болушқа түрткә болған исим
 Талғат Җәлилов Уйғур наһийәси Кәтмән йезисида устаз аилисидә дунияға кәлгән. Дадиси — Мәшүр Җәлилов, тонулған шаир, пүткүл һаятини маарип саһасиға беғишлиған инсан. Һазир Кәтмән йезисидики оттура мәктәп Мәшүр Җәлиловниң нами билән атилиду.
 — «Талғат» дегән исим уйғурлар арисида кам учришиду, — дәйду Талғат ака. – Адәттә, уйғурлар «Тәлъәт, Тәлһәт» дәп қойидиғу. Мениң Талғат атилип қелишимниң өз тарихи бар. Дадам оқушини тамамлап келип, өзиниң әмгәк паалийитини хошна Бөдүтә (һазирқи — Кепебулақ) йезисида башлайду. Бу жутта асасән қазақлар туриду. Мән дунияға кәлгәндә, дадамниң қазақ достлири «исмини Талғат қояйли. Атақлиқ учқуч Талғат Бигелдинов охшаш қәһриман болсун, офицер болсун» дегән екән. Мана, шундақ қилип, маңа “Талғат” исми қоюлупту. Кичик чеғимдила әтрапимдикиләр «Бигелдинов охшаш бол» дегәчкиму, есимни билгәндин тартипла һәрбий болушни арман қилдим. Дәсләп милиционер болушни халидим. Тәргәвчи болуп җинайәтчиләрни тутушни арман қилаттим. Амма дадам буниңға қәтъий қарши болди. Шуңлашқа һәрбийликни таллидим. Җисманий җәһәттин күчлүк болуш үчүн спорт билән шуғулландим. У вақитларда һинд кинолири мода едиғу. Шу фильмларниң қәһриманлири охшаш чәбдәс, қорқмас болушни халаттим. 
 Талғат Җәлилов 1971-жили һәрбий сәпкә чақиртилиду. Забайкалье һәрбий округида, Чита шәһиридә алтә айлиқ тәйярлиқ курслиридин кейин Моңғолияниң Улан-Батор шәһиридә һәрбий хизмитини давамлаштуриду. Андин Новосибирск шәһиридики Алий һәрбий-сәясий умумқоманданлиқ училищесиға оқушқа чүшиду.
— Оқушқа чүшүп, өйгә кәлгинимдә, ата-анам наһайити хошал болуп кәтти, — дәп әсләйду у. – Дадам: «Һәрбий болуш асан әмәс. Оқушиңни яхши оқи, қийинчилиқларға чидимай оқушни ташлап кәтмә, бизни шәрмәндә қилма. Хизмитиңгә адил, һәрбий қәсәмядқа садиқ бол, офицер шәнигә һечқачан дағ чүшәрмә» деди. Дадамниң мошу сөзлири пүткүл һаятимда ядимда болди.

 Авғанстан, Германия вә һәрбий комиссариат
 1976-жили һәрбий оқушни тамамлиғандин кейин яш офицер Оттура Азия һәрбий округида, Қирғизстанниң Ош шәһиридә һәрбий хизмитини башлайду. 1979-жили болса, Авғанстанға әвәтилиду. 
— 1979-жили декабрь ейиниң ахирида биз Таҗикстанниң Тағлиқ Бадахшан райони арқилиқ чегаридин өттуқ, — дәйду Талғат ака. – Авғанстанда вақиәләр йеңи башланған пәйт. Бизни немә күтүп турғинини билмәймиз. Қишниң күни Памирдики Хорог өткүлидин өтүшимиз керәк. Бу йәрдә қишта турмақ, язда меңишниң өзи наһайити ховуплуқ еди. Биз пиядә әскәрләрниң һәрбий машиниси (БМП) билән маңдуқ. Авғанстан чегарисидин өткәндин кейин җәңләр башланди. Қол астимда, асасән, йеңидин һәрбий сәпкә чақиртилған он сәккиз яшлиқ балилар. Шундақла запастин чақиртилған солдатлар. Уларни «партизанлар» дәпму атайдиған. Уларниң аз болсиму тәҗрибиси бар. Шуларниң ярдими билән алға илгирилидуқ. Йол бойи наһайити сәгәк болуш лазим болди. Чүнки качан, қәйәрдин оқ етилидиғинини билмәймиз. Худди һәрбир ғар ташниң кәйнидә дүшмәнләр йошурунуп турғандәкла билинәтти. Еғир җәңләр йүз бәрди. Солдатлардин айрилдуқ. 120 километр йолни бир ай давамида бесип өтүшкә тоғра кәлди. Авғанлар һәрбир йеза, һәрбир йол үчүн җанпидалиқ билән урушатти. Биз «уларға ярдәмгә келиватсақ, немишкә қаршилиқ билдүриду?» дәп ойлаттуқ. Һазир ойлисам, улар өз вәтини, өз йери, өз йезиси үчүн күрәш қилған екән. Биз болсақ, тәҗавузчи болған екәнмиз. Немила болмисун, биз өзимизниң һәрбий борчимизни адил атқурдуқ дәп ойлаймән.
 Талғат Җәлилов Бахарак районидики шиддәтлик җәңләрдә көрсәткән җасарити үчүн Қизил Юлтуз ордени билән мукапатлиниду. 
— Авғанстандин қайтип кәлгәндин кейин әң қийини – течлиқ һаятқа үгәнмәк болди, — дәйду Талғат ака. – Бәзидә көзүңни жумсаң шиддәтлик җәңләр келиду, кечичә ухлалмай қалған пәйтләрму болди. Бәзи сәпдашлирим өз һәсритини һарақ билән бесишқа тиришти, бәзиләр шуниң дәрдидин ағриқчан болуп кәтти, психикилиқ ағриқларға дучар болғанларму бар. Мән шу вақитта һарақ ичишни, тамака чекишни ташлидим. Өз ишимға бешим билән киришип кәттим. 
 Т.Җәлилов 1981-жили Авғанстандин келип, Алмутида хизмитини давамлаштуриду. 1984-жили болса, СССР Мудапиә министрлигиниң Германиядики һәрбий топиға хизмәткә әвәтилиду. 
— Авғанстандин кейин Германиядә хизмәт қилиш тамамән башқичә болди, — дәйду сөһбәтдишим. – Әлвәттә, биринчи новәттә, һәрбий хизмәтниң тәртиви турди. Униңдин ташқири, шу пәйттики геосәясий әһвал армияниң җәңгивар роһини дайим алий дәриҗидә тутуп турушни тәләп қилатти. Һәрбий тәйярлиқлар турақлиқ өткүзүләтти. Өзәм урушни көргәнликтин, яш солдатларға үлгә болушқа вә уларни һәқиқий һәрбий хизмәткә үгитишкә тириштим. У заманларда бир тәрәптин һәрбий болушму пәхирлинидиған, махтинидиған иш едиғу.
 Талғат Җәлилов 1989-жили Алмутиға қайтип келип, хизмитини давамлаштуриду. 1991-жили Алмута шәһири вә Алмута вилайити бойичә һәрбий комиссарниң орунбасари хизмитигә келиду. У мошу хизмәттә 15 жил ишлиди.
— Һәрбий хизмәт – дөләт хизмитиниң алаһидә бир түри. Бу хизмәттә қәсәмяд, һәрбий борч, вәтән, офицер шәни дегән чүшәнчиләрниң әһмийити жуқури. Һәрбий сәпкә чақирилған солдат өз командиридин үлгә елиши лазим. Офицер болса, өз сиртқи көрүнүшидин тартип, мәдәнийити, һәрикити, һәрбий уставқа болған мунасивити билән үлгә болуши керәк. Әң муһими, командир өзиниң қол астидики солдатларниң җәңгиварлиғи, тәйярлиғи үчүн җавап бериши шәрт. Кейинки жилларда һәрбий хизмәткә болған көзқараш өзгәрди. Яш жигитләр армиягә беришни халимайду. Бәзидә һазирқи яшларниң «назуклишип» кәткинини көргәндә терикипму кетисән. Уларға бир сөз кам, икки сөз артуқ. Мән һәрбий комиссириатта ишлигән жиллири яшларниң тәрбийисигә алаһидә көңүл бөлүшкә тириштим. Яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә аилә, мәктәп алаһидә роль ойнайду. Өз өйүңни, аиләңни, вәтиниңни һимайә қилишниң муқәддәс вәзипә екәнлигини яшлиримиз яхши чүшиниши, һис қилиши лазим. Ядиңларда болса, илгири мәктәпләрдә уруш вә әмгәк ветранлири билән учришишлар уюштурулатти. Биз шуларниң һекайилири билән чоң болдуқ, тәрбийә алдуқ. Мән һазир Һәрбий-вәтәнпәрвәрлик тәрбийә мәркизиниң әзаси. Биз мәктәпләрдә әйнә шундақ учришишларни өткүзүп, яш әвлатни тәрибийиләш ишиға арилишип келиватимиз. Һәр жили 9-май күни аилимиз билән Алмутидики 28-панфиловчилар паркиға баримиз. Балилиримға, нәврилиримгә урушниң немә екәнлигини, течлиқ һаятниң қәдир-қиммитини ейтип туримән. 
 Талғат ака 2012-жилдин башлап, та һазирғичә Қазақ миллий аграрлиқ университетиниң һәрбий кафедрисида ишләп келиватиду.
 — Йеқинда һесаплисам, мениң хизмитимгә берилидиған айрим имтиязларни қошсам, умумий әмгәк стажим 60 жилға тәң екән, — дәйду у. – Илгири полковниклар 45 йешида истипаға кетидиған, мән 58 йешимда истипаға чиқтим. Һазирму иштин қол үзмидим. 
 
Орунланған арманлар
Талғат Җәлилов мошуниңдин бирнәччә жил илгири кәсипдишим, журналист Бәхтишат Сопиевқа бәргән бир сөһбитидә балилиқ арманлири һәққидә ейтип, мундақ дәптекән: «Балилиқтики мениң қол йәтмәс арминим музшекәргә бир тоювелиш еди. Әйнә шу арман билән дадамни әгишип, Алмутиғиму йетип кәлдим. Истираһәт беғиға берип, хатирә сүрәткә чүшкәндин кейин һәрким өзиниң хаһиши бойичә бирнәрсиләрни йейишкә алдиридуқ. Дадам билән момам дәсләп мени тойдурмақчи болди. Дадамниң «Немә йәйсән?» дегән соалиға «Уссап кәттим», дәп җавап бәрсәм керәк. У маңа су елип бәрди. Суни ичип болғандин кейин, көп вақит өтмәй, «Йәнә уссап кәттим» дедим. Дадам йәнә су алди. Суни ичиверип, қосиғим көпүп кәтти. Мошу кәмгичә униң маңа немә үчүн музшекәр елип бәрмигинини билмәймән: йә, мән униңға ичимдикини дегәндәк ейталмидим, йә, у мени чүшәнмиди. Шуниңдин кейин мәктәпни пүтирип кәткичә музшекәрни арман қилип жүрдүм. Алмутиға оқушқа кәлгән күнила қанчини йегинимни билмәймән, ахири тамиғим ағрип, ағриқханидин бирақла чиқтим. Иккинчи арминим — һәрбий хизмәтчи болуш еди» («Уйғур авази», 2015-ж).
— Талғат ака, балилиқ арманлириңиз орунлинипту. Әнди қандақ арманлириңиз бар? — дәп соридим сөһбәтдишимдин.
— (Күлүп) Музшекәрни қанчилик йегинимни билмәймән. Амма, һазир музшекәр турмақ аддий кәмпүтниму йемәймән. Қәнт, тузни аз истимал қилишқа тиришимән. Әнди һәрбий болуш арминимму орунланди. Әндики арминим — бала-чақа, нәврилирим аман болсекән дәймән. Реһангүл иккимиз әйнә шуларниң тойлирида төрдә олтирип, хошаллиқлирини биллә көрсәк, дегән арминимму бар.

«Бир көрүп ашиқ болдум...»
 Һәрбийләрдә «мустәһкәм арқа сәп» дегән чүшәнчә бар. Бу йәрдә, әлвәттә, биринчи новәттә, аилә нәзәрдә тутулиду. Чүнки һәрбий хизмәтниң қийинчилиқлири, алаһидиликлири наһайити көп. Бу җәһәттин алғанда Талғат Җәлиловниң тәлийи болди, арқа сепи дайим мустәһкәм болғанлиғи ениқ. 
— Шу жиллири Новосибирсктики алий һәрбий училищесида оқуватқан бир тал уйғур болдум. Иккинчи курсни тамамлаш алдида, һәрбий мәшиқләрдин кәлсәм, мени бири издәватиду дәп ейтишти. Чиқсам, түри уйғурларға охшайдиған жигит туриду. Тонушқандин кейин униң бийил бизниң училищеға оқушқа чүшкән Малик Исмайилов дегән жигит екәнлигини билдим. Өзи маливайлиқ екән. У мошу йәрдә бир уйғур бар дегәнни аңлап, мени издәп тепипту. У «Мән оқушқа чүштүм. Сени «Алмутиға маңғиливатиду» дәп аңлидим. Мениң бәзи кийим-кечәклиримни туққанлиримға алғач кәткинә» дәп илтимас қилип, Алмутидики туққанлириниң телефони вә адресини бәрди. Алмутиға келип, биринчи новәттә, шуларниң өйигә бардим. Қоңғурақни бассам, бир чирайлиқ қиз чиқти. Маликниң сиңлиси екән. Растимни ейтсам, шу қизға ашиқ болуп қалдим. «Бир көрүп ашиқ болуш» дегән мошу болса керәк. Һечбир сөз, муһәббитимни, һис-туйғумни ейтишқа петиналмидим. Келәр жили оқушни тамамлап, тәтилгә кәлгәндә, удул шуларниң өйигә бардим. Реһангүлгә «мән сизни бир көрүпла ашиқ болдум, маңа турмушқа чиқиң» дәп һәрбийләрчә уттурла ейттим. У қиз аң-таң. Сәл есини жиғип, «Мән ойлинип бақай» деди. Арида бир-икки қетим учраштуқ. Шуниңдин кейин разилиғини бәрди. Бир ай ичидә той өткүзүп, аилә қуруп, йеңи хизмәт орнумға кәттим. Мана бийил иккимизниң аилә қурғунимизға 47 жил толуватиду. Мән хизмитимдә арқа сәп мустәһкәм болғачқа, утуқларға йәттим. Реһангүлгә чәксиз миннәтдармән. Иккимиз үч бала тепип қатарға қоштуқ. Тунҗа қизимиз Саһибанум – юрист, әдлийә пәнлириниң доктори. Иккинчи қизим, Индира, Алмута шәһәрлик прокуратурида ишләватиду. Оғлум Фарух малийә саһасида, чәтәллик ширкәттә әмгәк қиливатиду. Тоққуз нәвримиз бар. Нәврә дегән балилардинму татлиқ екән. Реһангүл иккимиз шулар билән қизиғини көрүп яшаватимиз.

168 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы