• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2023

Қайси мутәхәссисләр йетишмәйду

Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлигиниң мәлуматлириға асаслансақ, 2022-жилниң декабрь ейида Электронлуқ әмгәк биржисида 106,1 миң бош орун вә 36,6 миң резюме елан қилинған.
 Буниңда өткән ноябрь ейи билән селиштурғанда, тәләп 16 пайиз көпийип, тәклип 27 пайиз кемипту. Әнди 2021-жилниң мошу вақти билән селиштурсақ, һәм бош орунлар сани (+16%), һәм резюмилар сани (+73%) өскән. 
Саһалар бойичә алғанда, кадрларға болған жуқури тәләп болупму йеза егилиги (13,3 миң бош орун), хизмәт түрлирини көрситиш (10,3 миң бош орун) вә оттура билим бериш (9,8 миң бош орун) саһалирида байқалди. 
– Регионларниң көпчилигидә бош орунлар сани көпәйди. Мәсилән, Түркстан вилайитидә бош орунларниң өсүши 170 пайизни яки 15,3 миңни, Алмута вилайитидә болса, 105 пайизни яки 10,6 миңни тәшкил қилди. Буниңда төрт регионда (Түркстан вә Алмута вилайәтлири, Астана вә Алмута шәһәрлири) бир айда барлиқ бош орунларниң 44 пайизи елан қилинди, – дәп тәкитләйду «Әмгәк ресурслирини тәрәққий әткүзүш мәркизи» акционерлиқ җәмийитиниң башқурғучи мудири Александра Молчановская. 
У шундақла өткән жилниң декабрь ейида пайтәхттин башқа барлиқ регионларда иш издигүчиләр активлиғиниң төвәнлигәнлиги байқалғанлиғини атап көрсәтти. 
Мәсилән, резюмилар сани һәммидин көп Алмута (- 48%), Қариғанда (-47%), Түркстан (- 45%) вә Шәрқий Қазақстан (- 45%) вилайәтлиридә азайди. Буниңда Түркстан вилайити Алмута (3,4 миң) вә Астана (54,7 миң) билән биллә елан қилинған резюмилар сани бойичә алдинқи орунда турушни давамлаштурди. 
– Бултур декабрь ейида квалификациялик ишчиларға мунасивәтлик жуқури тәләп байқалди – 55 пайиз яки 58,7 миң бош орун, иш издигүчиләрдин кәспий квалификацияниң болуши тәләп қилинди. Ваһаләнки, һәр һалда, бу көрсәткүч ноябрь ейидикигә қариғанда, төвән, у чағда тәләп 69 пайизни яки 63,2 миң бош орунни тәшкил қилған еди. Буниңда квалификациялик әмәс әмгәккә болған тәләпниң өсүши 69 пайизни яки 19,3 миңни тәшкил қилди, – дәп тәкитлиди Александра Молчановская. 
Умумән алғанда, мутәхәссисләрниң кәскин йетишмәслиги бирнәччә регионда, җүмлидин Түркстан (15,3 миң бош орун вә 3,3 миң резюме), Алмута (10,6 миң бош орун вә 1,6 миң резюме) вә Қариғанда (7 миң бош орун вә 1,1 миң резюме) вилайәтлиридә, шундақла Алмута шәһиридә (10,3 миң бош орун вә 3,4 миң резюме) байқалди. 
Декабрьда квалификациялик хадимлар арисида болупму қозғалмас мүлүк бойичә агентлар (2,9 миң бош орун), иҗтимаий хадимлар (1,3 миң бош орун), күзәтчиләр (1,2 миң бош орун), санитарлар (1,2 миң бош орун), ашпәзләр (1,1 миң бош орун), тәрбийичиләр (1,1 миң бош орун) вә тәрбийичиләр ярдәмчилири (851 бош орун) жуқури тәләпкә егә болди. 
Шуни тәкитләш лазимки, умумий алғанда тәләпниң тәклиптин үстүн болуватқанлиғиға қаримай, декабрь ейида вахтерлар (268 бош орун вә 561 резюме), HR бизнес-шерикләр (22 бош орун вә 153 резюме) вә тәнтәрбийә пәни муәллимлири (106 бош орун вә 231 резюме) нурғун болди. 
Регионларда иш издигүчиләрниң активлиғи гендерлиқ әһвал бойичә алғандиму пәриқләнди. Мәсилән, әгәр Ғәрбий Қазақстан (69%), Атырав (65%), Улытав (62%) вә Ақтөбә (61%) вилайәтлиридә резюмиларни асасән әр кишиләр елан қилған болса, Чимкәнттә (59%), Астанада (53%), шундақла Абай (56%) вә Алмута (53%) вилайәтлиридә аяллар нурғун болди. 
Елан қилинған резюмиларниң үчтин бир қисми – 16 – 28 яш арилиғидики яшларға (10,8 миң резюме), 42 пайизи (15,5 миң резюме) 44 яшқичә болған оттура яштикиләргә тәәллуқ. Барлиқ резюмиларниң пәқәт 9 пайизинила (3,3 миң резюме) пенсияалди йешидикиләр елан қилған. 
Шундақ қилип, 2022-жилниң декабрь ейи һәм регионлар, һәм кәсипләр бойичә алғанда, тәклип төвән вә тәләпниң бесим болуши билән пәриқләнди. Бирақ буниңда Әмгәк ресурслирини тәрәққий әткүзүш мәркизи, адәттә, жил ахирида иш издигүчиләр активлиғиниң төвәнләп, келәр жилниң бешида пәйдин-пәй әслигә кәлтүрүлидиғанлиғини тәкитләйду. 
 

128 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы