• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2023

Оттура пенсия миқдари

Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги мәтбуат хизмитиниң әхбарити бойичә, умумий оттура пенсия миқдари 108 761, шу җүмлидин пикирдашлиқ пенсия миқдари 74 950 вә базилиқ пенсия миқдари 31 811 тәңгини тәшкил қилди. 
1-январьдин етиварән базилиқ пенсия төләмлирини һесапқа алғанда, әң төвән пенсия миқдари 2022-жилқи 68 223 тәңгидин 77 417 тәңгигичә ашурулди. 
«2023 – 2025-жилларға бәлгүләнгән җумһурийәтлик бюджет тоғрилиқ» қанунға мувапиқ 1-январьдин башлап, йешиға вә узақ жил әмгәк қилғиниға бағлиқ пенсия төләмлириниң миқдари елинған миқдардин 10,5 пайизиға ашурулди. 
Шундақла пикирдашлиқ пенсияни һесаплаш үчүн қоллинилидиған әң жуқури кирим миқдариму 46 АҺКтин 55 АҺКчә көпәйтилди. 
Дөләт базилиқ пенсия төлиминиң миқдари әң төвән яшаш минимуминиң 54 пайизидин 60 пайизғичә көпәйтилишигә бағлиқ ашурулди. 
Мәлумки, 2023-жилниң 1-январиға қәдәр Қазақстанда 2 миллион 295 миң пенсионер яшаватиду. 

110 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы