• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2023

Қостанай вилайитидә болди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Қостанай вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болди.
Қасым-Жомарт Тоқаев биринчи новәттә Рудныйда иссиқлиқ трассиси йерилип кетишиниң ақивәтлири билән тонушти вә регион рәһбәрлигиниң әслигә кәлтүрүш ишлирини жүргүзүш тоғрилиқ һесавитини тиңшиди. 
– Умумән, һәм мәмликәт бойичә, һәм мошу вилайәт бойичә исситиш тармақлири авариялик һаләттә туриду, әһвал наһайити начар. Һөкүмәткә бүгүндин башлап вә болупму әтияз-яз вақтида қишқа пухта тәйярлинишни тапшуримән. Бу муһим иш, чүнки мундақ узақ вақитқа созушқа болмайду. Тармақларниң тозуши наһайити жуқури: 70, 80, айрим йәрләрдә 90 пайиз. Буниң билән шуғуллиниш керәк, – дәп тапшурди Дөләт рәһбири. 
Президент Рудный шәһиридә иссиқлиқ трассиниң йерилип кетиши ақивитидә зәрдәп чәккән турғунлар билән болған учришиш вақтида гражданлар һаятида мундақ қийинчилиқларға йол қоюшқа болмайдиғанлиғи тоғрилиқ билдүрди. Дөләт рәһбири Қостанай вилайити вә шәһәр рәһбәрлигигә әһвални чапсан яхшилашни тапшурди. Президент униңдин ташқири Һөкүмәткә Рудный шәһириниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға алаһидә диққәт бөлүш тапшурулғанлиғини тәкитлиди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев андин кейин Рудный шәһиридики «Жас-Канат 2006» қуш фабрикисини зиярәт қилип, қуш егилигидә заманивий технологияләрни җарий қилиш бойичә синақ лайиһисини әмәлгә ашурушниң кетип бериши билән тонушти. 
Дөләт рәһбиригә компанияниң паалийити тоғрилиқ әхбарат бәрди. Бу йәрдә йетиштүрүлүватқан мәһсулат мәмликәтниң барлиқ регионлирида сетилиду вә МДҺ әллиригә экспортқа чиқирилиду. 
Кархана рәһбәрлигиниң сөзичә, цех қувити жилиға 260 миллион тухум вә 500 тоннидин ошуқ қуш гөшини йетиштүрүш имканийитини бериду. 2022-жилда бу йәрдә 517 тонна гөш вә 199,1 миллион тухум йетиштүрүлди. 
Хиллаш цехида Президентқа Японияниң хиллаш, өлчәш вә бәлгү-тамға бесиш системилиқ Nabel җабдуғини көрсәтти. Униң қувити саатиға 120дин ошуқ тухум чиқиришқа молҗаланған. 
Вилайәт һакими Қумар Ақсақалов Дөләт рәһбирини регионниң санаәт вә йеза егилиги иқтидари билән тонуштурди. Президент, җүмлидин йеза егилиги саһасидики истиқбалға егә лайиһиләр билән тонушти. 
Президент йәрлик йеза егилиги мәһсулатини йетиштүргүчиләр билән сөһбәтләшти. У қайта сайланғандин кейин имзалиған биринчи пәрманиниң авул вә йеза территориялирини тәрәққий әткүзүшкә қаритилғанлиғини қәйт қилди. Президентниң сөзичә, йеза егилигини вә йезиларни қоллап-қувәтләшкә бюджеттин бир триллион тәңгә аҗритилди. 
Бу күни Қазақстан Президенти шундақла «Соколов-Cарбай кан-бейитиш ишләпчиқириш бирләшмиси» (ССКИБ) акционерлиқ җәмийитини зиярәт қилди вә Соколов каниниң иши билән тонушти. 
Кархана паалийитиниң асасий түрлири – төмүр рудисини очуқ вә йәр астида қезиш, тәркивидә окатыш вә концентрат бар төмүр рудисини қезиш вә товарлиқ доломит ишләпчиқириш. 2022-жилниң йәкүни бойичә, бу йәрдә 26 миллион тонна руда қезип чиқарди, товар мәһсулатиниң көләми 10 миллион тоннидин ашти.
Карханида Президентқа «Евразиялик топ» ҖЧЙниң башқарма рәиси Серик Шахажанов иссиқ брикетланған төмүр чиқириш лайиһиси вә канни башқурушниң автоматлаштурулған системисини тонуштурди. Шундақла Дөләт рәһбиригә ССКИБниң Европиға чиқирилидиған мәһсулатни көпәйтиш планлири тоғрилиқ әхбарат берилди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Қостанай вилайитигә қилған иш бабидики сәпири даирисидә «Лисаковскгоркоммунэнерго» ДККниң исситиш мәркизини зиярәт қилди. 
Бу йәрдә Президентқа Исситиш-электр мәркизи җабдуқлириниң техникилиқ һалити вә шәһәрниң турушлуқ өй-коммунал инфрақурулумини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ әхбарат берилди. 
Шәһәр һакими Абай Ибраевниң хәвәр қилишичә, исситиш мәркизи 1968 – 1978-жилларда пайдилинишқа берилгән. Су исситиш қазанлири ахирқи қетим 2020-жилда мурәккәп җөндәштин өткән. Қазанларниң тозуши 51 пайизға йәтти, шуңлашқа йеқинқи жилларда қазанларни мурәккәп җөндәштин өткүзүш вә йеңилаш планланмақта.
Һакимниң сөзичә, исситиш тармақлирини вә турушлуқ өй-коммунал инфрақурулумини йеңилаш иши буниңдин кейинму давамлишиду.
Дөләт рәһбири турушлуқ өй-коммунал егилиги саһасиниң стратегиялик әһмийәткә егә екәнлигини атап көрситип, вилайәт вә шәһәр рәһбәрлигигә исситиш мәвсүмигә тәйярлиниш ишини системилиқ асаста жүргүзүшни тапшурди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Лисоковскта шундақла «Алақай» аиләвий дәм елиш мәркизиниң иши билән тонушти. Мәркәздә батут мәркизи, тузлуқ хаң, башқиму оюн-тамашә вә дәм елиш объектлири ишләйду. 
Вилайәт һакими Қумар Ақсақалов Дөләт рәһбиригә йеқинқи вақитта Қостанайда үстәл тенниси мәркизини, сәккиз йезида физкультура-давалаш мәркәзлирини селишниң планлиниватқанлиғи тоғрилиқ доклад қилди.
Дөләт рәһбири шундақла регион яшлириниң вәкиллири билән учришип, сөһбәтләшти. 
Президент Қостанай вилайитигә әмәлгә ашурған иш бабидики сәпириниң ахирида Allur автомобиль заводини зиярәт қилди. 
Завод 2022-жили 614,2 миллиард тәңгилик мәһсулат ишләп чиқарди. Экспорт 21,5 миллиард тәңгини тәшкил қилди. Карханида 2000дин ошуқ адәм ишләйду. 
Дөләт рәһбири ишләпчиқириш қувәтлирини көздин кәчүрди вә яш ишчи-хадимлар билән сөһбәтләшти. 
Президент бу йәрдә йеңи линияни ишқа қошти. Йеңи линиядә Kia Sportage автомобильлири ишләп чиқирилиду. CKD – мәхсус цехларда автомобильларни қураштуруш, кәпшәләш вә сирлаш ишлирини өз ичигә алидиған ушшақ түгүнлүк ишләпчиқириш. Kia автомобилини ишләпчиқириш бойичә мундақ технологияләр Мәркизий Азия вә МДҺ территориясидә пәқәт Қазақстанғила орунлаштурулған. 
– Һәқиқәтәнму завод чоң тәсират қалдуриду. Наһайити таза ишләпчиқириш, жуқури ишләпчиқириш мәдәнийити. Бизгә пәқәт Kia Sportage үлгисинила көрсәтти. Мәзкүр автомобильниң сүпити яхши. Шуңлашқа тәләпму жуқури болиду, дәп ойлаймән. Биз карханини техиму кәңәйтиш үчүн инвесторларни тәклип қилимиз. Мениңчә, келәчәктә карханида қандақту-бир проблемилар болмаслиғи керәк. Биз яшларни қоллап-қувәтләшкә чоң әһмийәт бериватимиз, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Андин кейин вилайәт һакими Қумар Ақсақалов Дөләт рәһбирини регионда әмәлгә ашурулуватқан вә планланған инвестициялик лайиһиләр билән тонуштурди. 

357 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы