• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2023

«Қазақ газеттері» ҖЧЙ қайта қурулди

Елимизниң бирқатар нәширлири «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиға бирләшти. 
Йеқинда Алмутиға иш бабидики сәпәрдә болған Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Дархан Қыдырәлі «Қазақ газеттері» ҖЧЙ коллективи билән учрашти. 
Қайта қурулған коллективниң тәркивигә «Егемен Қазақстан», «Казахстанская правда», «Ана тілі», «Уйғур авази», «Дружные ребята», «Тенге монитор», «Ақиқат», «Мысль», «Уркер», «Акжелкен», «Балдырған», «Улан» охшаш гезит вә журналлар кирди. 
Министр учришиш вақтида икки коллективниң бирлишишигә бағлиқ бирқатар тайинлашларни әмәлгә ашурди. 
Мәсилән, Думан Анаш «Қазақ газеттері» ҖЧЙ баш мудириниң орунбасари – Алмута шөбисиниң рәһбири, Ерлан Жүнис — «Ана тілі» гезитиниң, Асыл Сағымбеков «Мысль» журналиниң баш муһәррири болуп тайинланди. 
Униңдин ташқири министр Дархан Кыдырәли «Қазақ газеттері» ҖЧЙниң баш мудири лавазимида ишлигән Шамшидин Паттеевқа, «Ана тілі» гезитиниң сабиқ баш муһәррири Қали Сәрсенбайға вә «Мысль» журналиниң сабиқ баш муһәррири Аяған Сандыбайға үнүмлүк паалийәт елип барғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, саһалиқ медальларни тапшурди.
Учришишта идарә рәһбири «Дружные ребята» гезитиниң коллективини 90 жиллиқ мәрикиси билән тәбрикләп, баш муһәррир Алимҗан Әкбәров вә баш муһәррирниң орунбасари Ольга Гумировани «Әмгәк ветерани» медали билән мукапатлиди. Шундақла гезит мухбирлири Ольга Рыбкина билән Сарина Акашеваға Тәшәккүрнамә тапшурулди. 
 Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Дархан Қыдырәли учришиш ахирида коллектив хадимлири ишһәққиниң, қәләмһәққиниң вә мукапат пуллири миқдариниң ашурулидиғанлиғини тәкитлиди. 
Идарә рәһбири шундақла йеңи рәһбәрлик алдиға бирқатар тегишлик вәзипиләрни қойди. 

437 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы