- Әхбаратлар еқими
- 25 Қаңтар, 2023
Йәнә бир партия ройхәттин өтти
Йеқинда йәнә бир партия – Respublica партияси ройхәттин өтти.
Бу тоғрилиқ партия рәиси Айдарбек Ходжаназаров хәвәр қилди.
– Әмәлгә ашти! Бизниң вәкилимиз Астана шәһиридики Аһалиға хизмәт көрситиш мәркәзлириниң биридә Respublica партиясиниң ройхәткә елинғанлиғи тоғрилиқ һөҗҗәтләрни алди. Буниңдин кейин биз – йеңи, мәмликитимизниң рәсмий ройхәттин өткән сәясий күчи! – дәп тәкитлиди Айдарбек Ходжаназаров.
Respublica партиясиниң қурулғанлиғи тоғрилиқ 2022-жили 29-августта елан қилинған еди. Партияниң асасини салғучилар вә униң лидерлири – атақлиқ қазақстанлиқ тиҗарәтчиләр вә җәмийәт әрбаплири. Партия рәиси йеза егилиги хадими, «Олжа Агро» компаниясиниң рәһбири Айдарбек Ходжаназаров. Қош рәисләр – тиҗарәтчиләр Сырымбек Тау, Руслан Берденов, Максим Барышев, Динара Шукижанова, Қуаныш Шонбай, Бейбит Әлибеков вә Нурлан Қоянбаев.
Йеңи партия лидерлириниң сөзичә, Respublica партиясиниң Restart намлиқ программисиниң мәхсити – дөләтниң барлиқ саһалириниң вә қазақстанлиқларниң турмушиниң йеңилинишини әмәлгә ашуруш. Униң вәзиписи – һакимийәттә риқабәтчиликни тәминләп, очуқлуқни қолға кәлтүрүш.
– Биз һәрбир қазақстанлиқниң мәмликәттики сәясий, иҗтимаий вә ихтисадий өзгиришләргә мунасивитиниң бар екәнлигини һис қилишини халаймиз, – деди Айдарбек Ходжаназаров.
Партия көк, һава рәң вә ақ рәңни таллавалди. Көк рәң турақлиқлиқниң, һава рәң гүллинишниң, ақ рәң паклиқ вә адиллиқниң рәмзи. Партияниң намиму тәсадипи таллавелинмиди; «республика» сөзи латинчидин тәрҗимә қилғанда «умумий иш» дегән уқумни билдүриду.
369 рет
көрсетілді0
пікір