• Мәшъәл
  • 16 Ақпан, 2023

Сүлфи Мәшрәпов: «Уйғур яшлири заманға лайиқ тәрәққий етиши һаҗәт»

«Doppalife.com» портали – уйғур яшлири арисида әң аммибап сайтларниң бири. Мәзкүр порталниң Инстаграмм, Фейсбук, «ВК», ТикТоктики сәһипилириму әң көп зиярәт қилинидиған, утуқларға йәткән уйғур яшлири, миллий тарихимиз, тилимиз һәққидә вә башқиму мавзуларда қизиқарлиқ мәлуматлар топланған сәһипиләр болуп һесаплиниду. «Мәшъәлниң» бүгүнки меһмини – «Doppalife.com» сайтиниң мудири Сүлфи Мәшрәпов. 
– Сүлфи, «Doppalife.com» сайтини қуруш идеяси қачан пәйда болди? 
– Биз сайтни 2015-жили қурдуқ. У вақитларда уйғур яшлириға беғишланған торбәтлири йоқ еди. Һазир яшлиримиз, асасән, Интернетта олтириду. Шуңлашқа бизниң мәхситимиз торбәт арқилиқ яшлиримизни миллий мәдәнийитимиз, тилимиз, тарихимиз һәққидә материаллар билән тонуштуруш болди. Әң асасий мәхсәтлиримизниң бири – бүгүнки таңда һәрхил саһаларда утуқларға йетиватқан уйғур яшлири һәққидә мәлумат бериштин ибарәт. У пәйтләрдә һели мәрһум Турған ака Розахунов тәшкил қилған «Инайәт» ассоциацияси билән һәмкарлиқта ишләвататтим. Турған акиниң қоллап-қувәтлиши вә мәслиһәтлири билән, шуларниң идарисидә бир топ яшларни жиғип, ишни башлиған едуқ. Сайт 2015-жили 5-май күни рәсмий түрдә ишқа қошулди. 
– Сайтта бериливатқан материаллар һәқиқәтәнму қизиқ. Шу мәлуматларниң мәнбәси қәйәрдә, әхбаратларни қандақ алисиләр? 
– Сайтни ечиштин илгири мән яшлар үчүн «Ирадә life» журналини чиқарған. Шу нәширгә материалларни топлаш пәйтидә чәт әлләрдики тарихчи алимлар, тәтқиқатчилар билән алақә орнаттуқ. Уларниң Интернетта форумлири өтүп туридиған. Шу форумларда ейтилған пикирләр, елан қилинған материаллар билән ишлидуқ. Өзимизгә һаҗәт мәлуматларни топлап, шундақла йәнә башқа мәнбәләрдин уларниң раст-ялғанлиғини ениқлап, тәһрир қилип, тәйярлидуқ. Шәхсән өзәм мошундақ материалларға кичик вақтимдинла қизиқимән. Бу йәрдә диққәт қилидиған бир муһим нәрсә, топланған материалларни яшлар қизиқип оқуйдиған шәкилдә, стильда йезиш лазим. 
 Әнди һәрхил саһаларда утуқларға йәткән яшлар һәққидә материалларни болса, һәрхил торбәтләрдин алимиз. Көпинчә чәт әлләрдә яшаватқан, ишләватқан яшларниң мәхсус мобильлиқ қошумчилири моҗут. Шуларниң һәммиси мениң телефонумда бар. Уларниң арисидин яшларға қизиқ болған материалларни тәйярлап беримиз. Дәсләп уйғур яшлири һәққидә материаллар йетишмиди. Бәзи яшлиримиз «мениң тоғрилиқ йезишниң һаҗити йоқ» дәп қарши болған пәйтлириму болған. Кейин биз уларға паалийитиниң, утуқлириниң келәчәк әвлатқа, яшлиримизға үлгә болидиғанлиғини чүшәндүрдуқ. Милләтпәрвәр яшлиримиз бизниң мәхситимизни чүшәнди һәм биз билән һәмкарлиқта ишләшкә келишти. Һәтта илгири қаршилиқ билдүргән балилар өзлири хәвәрлишип, материалларни тәвсийә қилишқа башлиди. Һазир биздә йетәрлик дәриҗидә материаллар бар, амма уларни тәһрир қилип, сайтқа тәйярлайдиған журналистлар аз болуватиду. Умумән, сайтта он адәм ишләймиз. Уларниң сәккизи – фотограф, видеограф яки мобилографлар. 
– Сүлфи, һазир биздә, болупму яшлар арисида, шәртлик рәвиштә дәп қояйли, «тонулуш яки аммибап болуш үчүн сәнъәткар яки спортчи болушиң керәк» дегән чүшәнчә қелиплишип келиватқандәк... 
– Соалиңизни чүшәндим. Биз сайт ачқанда, сәнъәт һәм спорт саһасидин жирақ болушқа тириштуқ. Бу сәнъәткарлар яки спортчиларға қарши болимиз дегәнлик әмәс, әлвәттә. Уларни тонуштуридиған башқа торбәтләр бар. Йәнә бир тәрәптин сәнъәт яки спорт биләнла чәклинип қалсақ, биз заманға лайиқ милләт сүпитидә тәрәққий етәлмәймиз. Һазир илим-пәндә, ихтисатта, тиҗарәттә утуқларға йәткән, шундақла дунияниң Гугл, Фейсбук, Амазон охшаш чоң ширкәтлиридә ишләватқан уйғур яшлири нурғун. Улар утуқларға пәқәт билими, әмгиги билән йетиватиду. Ундақлар һәққидә нурғун яшлиримиз билмәйду, йәни аэропортларда дағдуғилиқ күтүвалмайду. Әгәр биз илгириләшни халайдекәнмиз, уйғур яшлири заманға лайиқ тәрәққий етиши һаҗәт. Биз елан қиливатқан материалларниң қәһриманлири яшлиримизға үлгә болсекән дәп үмүт қилимиз һәм шу йөнилиштә иш елип бериватимиз. 
– Һазир қандақ лайиһиләр үстидә ишләватисиләр? 
– Идея, лайиһилиримиз нурғун. Шуларниң бири – «Doppalife Community» лайиһиси. Бу йәрдики мәхситимиз яшларға мәслиһәт бериш, һазир әмгәк базиридики еһтияҗи жуқури кәсипләр һәққидә мәлуматлар бериш, айрим маһарәтләрни үгитиш. Биз мошу бирләшмини қуруш тәкливи билән чиққинимизда, тохсәндин ошуқ адәм мураҗиәт қилди. Уларниң арисида банкирлар, фотографлар, видеографлар болди. Һәрқайси өз маһарәтлирини һәқсиз үгитишкә тәйяр. Әнди йеқин-арида «Doppalife Education» билим бериш платформисини ишқа қошушни мәхсәт қиливатимиз. Бу йөнилиштә яшларға заманивий кәсип таллашни үгитимиз, шундақла еһтияҗи жуқури мутәхәссисликләрни оқутимиз. Мәсилән, дижитал-маркетолог, мобилограф, видеограф, маркетолог, SММ-маркетолог мутәхәссисликлири һәққидә йезидики яшлиримиз һәтта билмәслиги мүмкин. Мәсилән, мобилограф 40 секундлиқ ролик үчүн 40 — 50 миң тәңгә елиши мүмкин. ІТ-саһасиниң мутәхәссислири ейиға 2 миллион тәңгә тепиши еһтимал. Қизиқ йери, уларниң нурғуни өйидә олтирипла ишләйду. Һәтта қишта Мисирға, Дубайға, Таиландқа беривелип, иссиқ җайдин жирақтин ишләш имканийити бар. Биз тәҗрибилик мутәхәссисләр билән мәхсус оқутуш видеокурслирини тәйярлап, уйғур мәктәплиридә билим еливатқан қабилийәтлик балиларға беришни ойлаватимиз. Әлвәттә, курсларни оқуғандин кейин емтиһан бериши тәләп қилиниду. Қабилийәтлик оқуғучиларниң мәктәпни тамамлиғандин кейин билим елишиға ярдәмлишишни мәхсәт қиливатимиз. Бу курсларни Интернет арқилиқму оқутушқа болиду. 
– Әлвәттә, һәрқандақ паалийәт үчүн мәбләғ һаҗәт, бу мәсилини қандақ һәл қиливатисиләр?
– Бу – наһайити муһим мәсилә. Сайт қурулғандин бу ян бизгә һәр айда пул яки мааш беридиған һамийлар йоқ. Командимиз асасән һәқсиз ишләйду. «Doppalife.com» – сайт болғанлиқтин, һәр жили өзиниң хостинг үчүн төләйдиған хираҗити бар. Мошундақ пәйтләрдә биз иҗтимаий торлар арқилиқ яшларға мураҗиәт қилимиз. Халиғучилар өзлириниң ианә пулини әвәтип бериду. Сайтниң ишқа қошулғиниға бийил 8 жил болуватиду. Мошу вақит ичидә биз нурғун қизиқ материалларни топлидуқ. Шундақла нурғунлиған яхши идеялиримиз, лайиһилиримиз бар. Әгәр һамийлар болса, уларни техиму кәңәйтишкә болатти. Униңдин ташқири, жуқурида ейтип өткән билим бериш платформисини ишқа қошуш үчүнму мәбләғ һаҗәт болуватиду. Аммибап иҗтимаий торларда бизниң 60 миңға йеқин муштиримиз, оқурмәнлиримиз бар. Һамийлар тепилса, улар билән өзара пайдилиқ вә нәтиҗидар һәмкарлиққа биз тәйяр.
– «Уйғур авази» гезити «Мәшъәл» яшлар бетини җанландурушни мәхсәт қиливатиду. Пурсәттин пайдилинип, һәмкарлиқта ишләшкә тәклип қилмақчимән.
– Бу тәшәббусни мәмнунийәт билән қобул қилимиз, әлвәттә. Биз һәмкарлиққа тәйяр.

Сөһбәтләшкән 
Йолдаш МОЛОТОВ.

176 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы