• Йеңилиқлар
  • 10 Ақпан, 2012

Шәһәр турақлиқ тәрәққий әтти

Алмута шәһириниң һакими Ахметжан Есимов 2011-жилниң йәкүнлири бойичә аһали билән һесават учришишни өткүзди вә мәмликәт Президентиниң Мәктүбидә көздә тутулған асасий иҗтимаий-ихтисадий вәзипиләрни бәлгүлиди. Учришишта тәкитләнгинидәк, өткән жили шәһәр турақлиқ тәрәққий әтти. Статистика мәлуматлириға қариғанда, умумий регионал мәһсулатниң көләми 2010-жили билән селиштурғанда, 2,8 пайизға өсүп, 4 триллион тәңгидин ешип кәткән. Ихтисадий паалийәтниң җанлиниши әмгәк базириғиму иҗабий тәсирини йәткүзди. Тиркәлгән ишсизлиқ дәриҗиси аһалиниң ихтисадий җәһәттин актив саниға нисбәтән 0,4 пайиз қисқарди. —   Сөзсизки, шәһәрликләр турмуш дәриҗисиниң ашурулуши ихтисадий тәрәққиятниң әң асасий нәтиҗиси болди, — дәп тәкитлиди Ахметжан Есимов. Мәсилән, оттура айлиқ иш һәққи 2010-жил билән селиштурғанда, 7 пайиз дегидәк өсүп, 124 миң тәңгини тәшкил қилди. Мәлумки, мәмликәт Президенти өз Мәктүбидә иҗтимаий ихтисадий йеңилинишниң он йөнилиши арисида аһалини иш билән тәминләшни биринчи орунға қойди. Бу йөнилиш Алмута үчүнму асасий орунда туриду. «Йол хәритиси — 2020» программиси даирисидә тиҗарәтчиләрни қоллап-қувәтләшкә асасий күч сәрип қилиниду. Шәһәрниң Алатав наһийәсидә Индустриал зонини вуҗутқа кәлтүрүш ихтисатниң истиқбалда өсүшиниң муһим саһасиға айлиниду. Әрзән турушлуқ өй селиш программиси бойичә жил ахириғичә Алмутида 800 пәтир селиниду. Кона өйләрни бузуш программиси башлинип, һойлиларни аватлаштуруш давамлишиду. Иҗтимаий саһаға, экология, шу җүмлидин экологиялик җәһәттин таза транспорт түрини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә диққәт бөлүниду. —   Сайран көлини миқияслиқ аватлаштуруш көздә тутулмақта, — дәп тәкитлиди шәһәр һакими. — Океанариум — бу пәқәт гөзәлликла әмәс, уни шундақла айрим балилар ағриқлирини давалаш үчүнму пайдилиниду. Шуңлашқиму биз Сайран көлини қолға еливатимиз. Ахметжан Есимов бу йөнилиш бойичә ишниң мошу жилила башлинип, Тәбиәтни пайдилиниш башқармиси башлиғиниң назаритидә болидиғанлиғини атап көрсәтти. Мәсилән, бийил көлниң тегини тазилаш бойичә миқияслиқ ишлар жүргүзүлиду вә униң қирғиғи тәртипкә кәлтүрүлүп, мәхсус дәм елиш зонилири вуҗутқа келиду. —   «Сайран» автовокзали болса, истиқбалда шәһәрниң сиртиға көчирилиду, — деди шәһәр һакими. Алмута йенида дуниявий дәриҗидики тағ-чаңғу курортлирини тәрәққий әткүзүш муһим лайиһә болуши керәк — Президент өз Мәктүбидә әйнә шундақ вәзипини қойди. Шуңлашқиму шәһәр һакими аһали билән болған учришишта шәһәрлик һакимийәт орунлири күч-қувитиниң туризм саһасини ихтисатниң асасий дарамәт секториниң биригә айландурушқа қаритилидиғанлиғини тәкитлиди. Ахирида Ахметжан Есимов учришишқа қатнашқучиларниң мақуллиши астида 2012-жилни Мәдәнийәт жили дәп елан қилди. Бу йосунда бир қатар мәдәнийәт объектлирини селиш вә реставрация қилиш көздә тутулуватиду. Униңдин ташқири, Алатав наһийәсидә чоң Концерт зали қәд көтириду, шәһәр мәркизидә көп саһалиқ Сәнъәт сарийини селиш планлиниватиду. Андин кейин Ахметжан Есимов учришишқа қатнашқучиларниң көплигән соаллириға җавап бәрди.

751 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы