• Иҗадий кәч
  • 16 Ақпан, 2023

«Еһтирам сизгә, әзиз устаз!»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида өзиниң пүткүл аңлиқ һаятини уйғур уссулиниң тәрәққиятиға беғишлиған хәлқимизниң даңлиқ сәньәткари, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти, пайтәхтимиз Астанадики Қазақ Миллий Хореография академиясиниң профессори Гүлнарә Сайитованиң иҗадий паалийитигә 50 жил толушиға вә уйғур театриниң йенидики «Рухсарә» уссул ансамбли тәшкил тапқининиң 30 жиллиғиға беғишланған «Еһтирам сизгә, әзиз устаз!» намлиқ иҗадий кәч болуп өтти.  
Униңға уйғур театриниң Әдәбият бөлүминиң башлиғи, «Сахнагер» мукапитиниң лауреати, пешқәдәм сәнъәткар Гүлбаһар Насирова риясәтчилик қилди.
Уйғур сәнъитидә миңлиған тамашибинларға исми яхши мәлум Йүсүпҗан Сайитов вә Туранқиз Мәшүрова кәби сәнъәткарлар сулалисиниң вәкили сүпитидә миллий сәнъитимизгә бебаһа төһпә қошуватқан Гүлнарә Сайитовани гезитханларға тонуштурушниң һаҗити болмиса керәк. Әсирләр бойи хәлқимизниң барлиқ арзу-истәклирини, муһәббитини, пәқәт өзигә хас әвришимлигини ипадиләп, дуния әһлини лал қалдуриватқан уйғур уссул сәньитиниң ярқин намайәндиси Гүлнарә Йүсүпжанқизиниң исмини аңлимиған уйғур камдин-кам. У яқни көпчилик пәқәт уссулчи ретидила  әмәс, бәлки кәспий педагог, балетмейстер вә алимә сүпитидиму убдан тонуйду.  Мәсилән, новәт билән сәһнигә чиқип, өз һүнәрлирини намайиш қилған «Рухсарә», «Таҗиниса» уссул ансамбльлиридин ташқири, Қазақ миллий хореография академиясидин Халидәм Махмутова, «Салтанат» жумһурийәтлик дөләт ансамбли,  Т.Жүргенов намидики Қазақ Миллий Сәнъәт академияси, Абай намидики дөләт Миллий Опера вә балет театри, Болат Аюхановниң уссул театри вә жумһурийәтлик дөләт академиялик корей музыкилиқ комедия театриниң уссулчилири Гүлнарә Сайитовани қутлуқ тәвәллуди билән тәбрикләп, өзлириниң  иллиқ тиләклирини уссуллири арқилиқ ипадилиди. Болупму уларниң һәрбир һәрикитини күзәткән тәвәллуд егиси бирдә шатлинип, бирдә узун жиллар мабайнида биллә әмгәк қилған талай инсанларниң бақиға сәпәр чәккинидин көз яшлирини туталмай қалғинини байқашқа болатти. Бу, әлвәттә, һәқиқий сәнъәткарлар яки иҗадийәт адәмлиригә хас хисләтләрниң ипадисидур. Әнди устазниң   шагиртлиридин бүгүнки күнлүктә исми елимизгә яхши тонулған хореограф – әҗайип жирик сәһнә әсәрлири арқилиқ елимизниң балет сәньитини дуния сәһнисидә тонутиватқан  Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, «Астана Балет» театриниң баш балетмейстери, «Қазақстанниң әң илғар хореографи» мукапитиниң саһиби Мукарәм Абубәкриева сәһнигә көтирилгинидә, пүткүл залдики тамашибинлар гүлдүрас алқишлар билән қарши алди. Мукарәм Абубәкриева устази билән һәрқандақ йәрдә пәхирлинидиғанлиғини ейтип, өзини сәнъәт йолиға елип киргән есил инсанға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилди. 
– Мән бүгүн әттәй Астанадин устазимниң  бу той мәрикисигә қатнишиш үчүн кәлдим, – дәп иллиқ ләвзини билдүрди Мукарәм. – Чүнки мән  төрт йешимдин тартип Гүлнарә Сайитовадин тәлим алдим. Мән бу күндә қанчелик утуқ қазанған болсам, униң һәммиси устазимниң әҗри дәп билимән. Мән умниң йеқин мәслиһитигә бүгүнки күндиму тайинип иҗат қиливатимән. 
 Әлвәттә, шагиртиниң бу һөрмәт-еһтирам сөзлиридин  Гүлнарә Сайитованиң хошаллиғида чәк болмиди. Өзигә изгү тиләклирини изһар қилған шагиртиға Гүлнарә Сайитова «Миң өй» картинисини соға қилди. Умумән, бу күни тамашибин һәрхил милләт вәкиллириниң уссул сәнъититидин һөзүрләнгәч, улардин бәһриман болди. Шундақла Гүлнарә Сайитова уссулчи сүпитидә тарихий вәтинимиз Шинҗаң-Уйғур Автоном Районида даңлиқ уссулчилар Зәйнәп Сабир, Хеличәм Сидиқ, Иврайим Барат, Күрәш Рәҗәп вә башқилар билән тонушуш бәхтигә муйәссәр болғанлиғини алаһидә пәхирлиниш илкидә тилға алди. Бу күни Гүлнарә Сайитованиң өтмүшкә нәзәр салған хатирилиридин шундақ хуласә чиқидуки, елимиздила әмәс, бәлки дунияниң барлиқ җайлирида Гүлнарә Сайитова арилашмиған яки тонумайдиған уссул сәнъитигә мунасивити бар бирәрму шәхсни тепишниң тәс екәнлигини байқашқа болиду. Демәк, Гүлнарә Сайитова һәрбир уйғур һәқлиқ рәвиштә пәхирлинидиған вә қәдир тутидиған сәнъәткар. У шуниңға лайиқ инсанлардин. Бүйүк сәнъәткарниң иҗадий кечилигини сәһниләштүргән – уйғур театриниң баш балетмейстери Зоһра Кәримовадур. Уссулларни сәһниләштүргән – балетмейстер Эльдар Абдуллаев, репетиторлар Сәйпидин Мамут билән Һәҗәрбүви Халимовалар наһайити көп әҗир сиңдүргәнлигини сезивелиш тәс әмәс. Уни мәзкүр кәчтә һәр бир иҗра қилинған уссулларни тамашибинниң гүлдүрас алқишлар билән қарши алғанлиғидин байқавелишқа  болиду. 
Кәчниң  ахирида сөзгә чиққан театр мудири Дилмурат Баһаров вә тонулған меценат Дилмурат Кузиев тәвәллуд егисини сәмимий тәбрикләп, иллиқ ләвзини билдүрди. Андин новәт тамашибинларға берилгинидә, улар Гүланарә Сайитовани гүлдәстиләргә көмүпла қойди.  

626 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы