- Җәмийәтлик тәшкилатларда
- 06 Сәуір, 2023
Алимлар вә муәллимләр билән учрашти
Миллий маарип хелә жиллардин бу ян алаһидә диққәт-нәзәрни тәләп қилип кәлмәктә. Мәзкүр саһаниң тәрәққияти милләтниң тәғдир-қисмити билән зич мунасивәтлик екәнлиги ениқ. Шуңа әң авал өз әвладиниң парлақ кәлгүсидин хаватирлинидиған һәрбир ата-ана өз хаһиши билән пәрзәндини ана тилида билим беридиған мәктәпкә йетиләйду. Униң билим егиләштики интилишини алаһидә диққәт билән күзитип, мәктәпни тамамлаш алдида өсмүр қәлбидә МБТқа қатнишиш истигини пәйда қилишни пәрзи сүпитидә һис қилиду. Чүнки елимизниң хилму-хил саһалирида алий билимлик мутәхәссис егиси болуп хизмәт қилиши пәқәт оқуғучиниң МБТқа қатнишишиға бағлиқ. Бу хил мәсилиләр «Уйғур авази» гезитиниң сәһипилиридә турақлиқ йорутулуп кәлмәктә. Шундақла бир түркүм зиялилар уйғурлар зич орунлашқан һәрбир наһийәләрдики аһали билән учришип, тәшвиқат-тәрғибат ишлирини жүргүзүшни адәткә айландурғанлиғиға аз вақит болмиди. Мәлумки, һәрқандақ ишниң көрүнүши нәтиҗигә мунасивәтлик. Әнди нәтиҗә биз күткәндәк болуватамду? Немә үчүн мәктәп балилириниң сани нишанлиған пәллигә техила йәтмәйватиду? 11-синип оқуғучилириниң МБТқа қатнишиш миқдари төвәнлигигә ким әйиплик? Мустәқил Қазақстанда башқа хәлиқләргә охшашла шараит-мүмкинчиликләр яритиливатқанлиғини қачан һис қилимиз? Бизгә йәнә қанчилик вақит керәк?
Йеқинда Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин уюштурулған баш қошушта мошу вә буниңдин башқиму соаллар әтрапида сөз болди. Мәзкүр учришишқа ҖУЭМ йенидики Алимлар вә Маарип кеңәшлириниң бир топ әзалири, Ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири, шундақла Уйғур, Панфилов, Әмгәкчиқазақ вә Талғир наһийәлиридин бир топ муәллимләр қатнашти.
Башқошушни ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Долқунтай Абдухелил киришмә сөз билән ечип, жиғилғанларни учришишниң мәхсәт-муддиаси билән тонуштурди. Андин сөз новитини алған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң вә Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики Миллий қурултай әзаси, Қазақстан уйғурлири җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизиниң Пәхрий рәиси Шаһимәрдан Нурумов оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә аит айрим мәсилиләрни тәһлил қилип, муәллимләрниң ушбу мәсилигә мунасивәтлик соаллириға җавап бәрди. Шуниңдин кейинин ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори, профессор Мәсимҗан Веләмов, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети филология вә көптиллиқ билим бериш институти Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити, доцент Руслан Арзиев сөз елип, бүгүнки күндә уйғур мәктәплиридә МБТқа қатнишиш көрсәткүчиниң хелила төвән пайизға егә екәнлигини ечинишлиқ билән тәкитлиди. Өз новитидә муәллимләр тәрипидин Әмгәкчиқазақ наһийәси И.Тайиров намидики Байсейит оттура мәктивиниң мудири Илияр Нурхалиқов, Алмута шәһири М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң мудири Муһидин Имашев, Талғир наһийәси 29-Бесағаш оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Нурбүви Исмайилҗанова, Әмгәкчиқазақ наһийәси Қорам оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлчәһрәм Садирова, Панфилов наһийәси Б.Назим намидики оттура мәктәпниң география вә биология пәнлириниң муәллими Саҗидәм Шавдунова, Уйғур наһийәси 5-Чонҗа оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Шадман Абдрахманова вә миллий мәдәнийитимиз җанкөйәри Риад Қурбанов, ҖУЭМниң иҗраий мудири, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев вә башқилар маарип саһасидики моҗут проблемилар бойичә пикир-тәклиплири билән ортақлашти. Җүмлидин улар муәллимләрниң билимини баһалаш бойичә тест, кәсип таллаш бойичә мәслиһәт бериш, уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин олимпиада вә әдәбий оқушларни өткүзүштики проблемилар, йезилардики оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә маддий-техникилиқ базиниң төвәнлиги охшаш муһим мәсилиләрни оттуриға қойди. Баш қошушни уюштурғучилар муәллимләр тәрипидин оттуриға қоюлған ушбу мәсилиләрниң йешилиш йоллирини қараштуридиғанлиғини билдүрди.
Учришиш давамида тәшкилий мәсилә қарилип, ҖУЭМ йенидики «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» аналитикилиқ мәркизи билән «Маарип» кеңиши бирләштүрүлүп, буниңдин кейин «Маарип» кеңиши дәп атилидиған болди. Учришиш қатнашқучилириниң бир еғиздин қоллап-қувәтлиши билән ушбу кеңәшниң рәиси болуп филология пәнлириниң намзити, журналист Шәмшидин Аюпов, орунбасари сүпитидә «Өрлеу» кәсипни риваҗландуруш миллий мәркизи» акционерлиқ җәмийити Алмута вилайити бойичә кәспий тәрәққият институтиниң чоң методисти Сәйлигүл Абләсәнова сайланди. «Маарип» кеңишиниң илгәрки рәиси Шерипҗан Илияров ҖУЭМ йенидики Ички сәясәт кеңишини башқуридиған болди.
Учришиш ахирида наһийәләрдин кәлгән устазларниң бир топи ҖУЭМ тәрипидин тәсис қилинған «Сахавәт» медали билән тәғдирләнди.
Шаирәм БАРАТОВА,
филология пәнлириниң намзити.
6357 рет
көрсетілді1
пікір