• Хәйрихаһлиқ
  • 13 Сәуір, 2023

100 аилигә иптарлиқ тарқитилди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА
«Уйғур авази»

Жилдики әнъәнә бойичә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова рәһбәрлигидики бир топ анилар билән ханим-қизлар тәвәдики житим-йесирлар, баққучисидин айрилған вә яшанған йүз аилигә иптарлиқ ғоҗунини тарқатти. 
– Әслидә «оң қолуң бәргәнни, сол қолуң билмисун» дәйдекән. Амма бизниң мәхситимиз – намимизни чиқириши әмәс. Инақлиғимизни, өмлүгимизни намайиш қилиштин ибарәт. Хасийәтлик Роза-рамзан ейида йоқсулларниң көңлини елиш нийитидә жиғиливатимиз. Роза-рамзандин йәнә бир Розиғичә аман болайли. Һәрқандақ ишта еғизбирликтә болуп, тапқинимизниң мәлум қисмини муһтаҗларға беришни унтумайли. Бизни қоллап-қувәтләватқан, һамийлиқ қилған анилар билән ханимларға апирин ейтиштин башқа сөзүм йоқ, – деди Маһинур Садиққизи. 
 Шуниңдин кейин ханим-қизлар һәрқайсиси өз мәһәллисидики муһтаҗ аилиләргә иптарлиқ ғоҗунини тарқитиш үчүн йолға чиқти. 

Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт. 
Панфилов наһийәси.

5383 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы