• Сәнъәт
  • 11 Мамыр, 2023

«Уссул – сирлиқ дуния»

«Фиеста» шоу-балетиниң намини аңлимиғанлар аз болса керәк. Чүнки дәл мошу шоу-балетниң әзалири, қандақла болмисун, мәйли той-төкүн яки мәдәний мәрасимларға өзлириниң әвришим уссуллири билән һөсүн қошуп келиватиду. Йеқинда Талғир наһийәси Туздыбастав йезисиниң Мәдәнийәт өйидә Зарина Нуриева рәһбәрлик қиливатқан ушбу топниң һесават концерти болуп өтти.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Концертқа тохтилиштин илгири он жилға йеқин паалийитидә көплигән өсмүрләргә уссул үгитип, униң тарихидин учур бериватқан шәхс – Зарина Нуриева тоғрилиқ ейтип өтүшни мувапиқ көрдуқ. Зарина – кичигидин уссулға иштияқ бағлиғанларниң бири. У шу қәдәр уссулға ашиқ болдики, мошу кәсипниң һәқиқий мутәхәссиси яки маһири болушни арман қилди. Шу түпәйли у Ташкәнт шәһиридә икки жил оқуп, андин Алмута шәһиридики Ж.Елебеков намидики җумһурийәтлик эстрада-цирк колледжида вә шундақла Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә билим алиду. Шу-шу болди, Зарина уссул дуниясиға шуңғуп, «Фиеста» шоу-балетини қуриду. Мана шуниңдин етиварән, йүзлигән шагиртларни тәйярлап келиватиду.
Шоу-балетниң һазирқи тәркивиму йүздин ашиду. Уларниң арисида үч яшлиқниму, оттуз яшлиқниму тепиш мүмкин. Зарина Нуриева әйнә шуларниң тилини тепип, билгинини үгитиватиду. Шу түпәйли шоу-балетниң көпчилик арисида һөрмити ешип, пәрзәнтлирини униңға ишәшлик беридиғанлар саниму көпәйди. Бүгүн әйнә шу шоу-балетниң һесават концерти. У икки күн давам қилди.
Һәқиқәтәнму, Заринаниң шагиртлири концертқа җиддий тәйярлиқ көргән. Әлвәттә, у өзиму аз тәр төккини йоқ. Һәрхил милләтләрниң әмәс, бәлки дуния хәлиқлириниң уссуллирини сәһнигә елип чиқишқа җүръәт қилған шоу-балет рәһбириниң тиришчанлиғи билән қайтмас ирадисигә қайил болмай мүмкин әмәс. Бир тәнәпус арқилиқ азду-кам төрт саатқа созулған концертта тамашибинларниң пүткүл дунияни ғайиванә чарлап чиққини ениқ. Қазақстан диярида истиқамәт қиливатқан милләтләрдин сирт, Испания, Бразилия, Португалия, умумән, барлиқ хәлиқниң уссулини жуқури маһарәт билән орунлиған шоу-балет әзалирини тәрбийилигән Зарина Нуриеваниң билим даириси билән фантазиясигә һәркимниң қайил болғанлиғи талашсиз. Мәсилән, һәрбир милләтниң уссулини иҗра қилиш өз алдиға, әнди уссулчилар кийгән кийимләрниң тамашибинларни бирдинла өзигә җәлип қилиши тоғрилиқ ейтип өткән орунлуқ. Бу җәһәттин Зарина Нуриева концерт ахирида анисиниң һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп, қиливатқан әмгиги беһөддә екәнлигини тилға елип, униңға чәксиз миннәтдарлиғини йәткүзди.
Бу күни концертқа меһман сүпитидә қатнашқан нахшичи Бәхтияр Мәтназаров, «Аракс» ансамбли, Назим Илахунов вә башқилар нахша-сазлири арқилиқ көпчиликкә алаһидә кәйпият беғишлиди. Риясәтчи Пәрһат Мәсим, әлвәттә, концертни жүргүзүштә тамашибинлар билән зич мунасивәт бағлап, униң жуқури дәриҗидә өтүшигә түрткә болди. Болупму Зарина Нуриеваниң тәрҗимиһали вә кәспий паалийитидин учур бәргәч, уни тамашибинларға йеқиндин тонуштурди. Әлвәттә, арилиқта сәһнигә чиққан Зарина ушбу концертни уюштурушта вә өзигә пәрзәнтлирини аманәт қилип, уларға уссул үгитишкә бериватқан ата-аниларға рәхмитини ейтти. 
Раст, бәзиләр уссулға унчивала етивар берип кәтмәйду. Лекин униң һәрбир һәрикити уссулчиға қандақ мәшәқәт билән келидиғанлиғини тәсәввур қилишниң өзи тәс. Тарихичу? Әзәлдин адәмләр тил билән йәткүзәлмигәнни шу уссул арқилиқ йәткүзүшкә тиришқан. Шуңлашқа уссул – сирлиқ дуния десәк, һәргиз хаталашмаймиз. Әнди кәспий уссулчи болуп йетилиш тоғрилиқ сөз қилсақ, әлвәттә, у узунжиллиқ җапалиқ әмгәкни тәләп қилиду. Әйнә шуниңға бәрдашлиқ бәргәнләр өз мәхситигә йетәләйду. Мана мошу пикирләрни алға сүргән Зарина көпчиликниң уссулға болған көзқаришини убданла өзгәртти. 
Концерт ахирида бир топ шәхсләр, җүмлидин җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзалири Зарина Нуриева билән униң иҗадий коллективиға изгү тиләклирини ейтип, атиған соғилирини тапшурди.

187 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы