• Иҗадий кәч
  • 25 Мамыр, 2023

Балилар язғучиси – балилар арисида

Йеқинда Қаратуруқ йезисидики Авут Саттаров намидики оттура мәктәптә уйғур тили вә әдәбияти пәнлирини муәллими Бүвинур Ғоҗамбәрдиеваниң уюштуруши билән «Балиларниң сөйүмлүк дости – жутумизниң пәхри» мавзусида Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, язғучи, шаир һәм журналист Авут Мәсимов билән учришиш болуп өтти. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Меһманлар қәләм саһибиниң портретлири, фотомонтажлар, китаплар көргәзмиси вә слайд-презентацияләр билән тонушуп чиққандин кейин, мәктәп мудири Айкерим Сарыбаева кәчни ечип, униң мәхсити билән оқуғучилар тәрбийисидики алаһидә ролиға әтраплиқ тохталди. Андин меһманларға Авут Мәсимовниң тәрҗимиһали тәпсилий тонуштурулди.
Кәч давамида тәйярлиқ топидин башлап 11-синипқичә болған қазақ вә уйғур синиплириниң оқуғучилири талантлиқ қәләм егисиниң вә қазақ әдәбиятиниң көрнәклик вәкиллириниң есил әсәрлирини ипадилик оқуди. Кейин новәт балилар тәрипидин тәйярланған концертқа берилди. 
Иҗадий кәчкә қатнашқан Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини, пешқәдәм устаз Иминҗан Юнусов, «Или вадиси» гезитиниң баш муһәррири Абдуманап Аблизов вә униң орунбасари Жуман Матай, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини, шаир, журналист Иминҗан Тохтияров, пән намзатлири Марс Баратов һәм Рәхмәтҗан Йүсүпов, мустәқил тәтқиқатчи Риад Қурбанов вә башқилар Авут Мәсимовни тәвәллуди билән тәбрикләп, келәчәк егилири – балиларни язғучи, шаир вә алимлар билән үзләштүрүп, уларниң қәлбидә әҗайип тәсиратларниң һасил болушиға имканийәт яратқан муәллимләргә рәхмәт ейтишти. 
Өз новитидә, Авут Мәсимовму тәвәллудиға беғишлап иҗадий кәч уюштурған Бүвинур Низамдунқизи билән мәктәп мәмурийитигә сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, әдәбиятқа қизиқиши бар балиларни шеир в һекайиләрни иҗат қилишқа чақирди.

Әмгәкчиқазақ наһийәси 
 
 

248 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы