• Мәшъәл
  • 25 Мамыр, 2023

Һәрбий борчиңни өтәп, алий билим ал

Әнди муддәтлик һәрбий борчини өтигән қазақстанлиқ яшлар үчүн алий оқушлириға чүшүш үчүн йеңи имканийәтләр пәйда болди. Бу йәрдә Миллий бирпүтүн тестта алған балл һесапқа елинмайду, шундақла һәрбий сәптә яхши хизмәт көрсәткәнләргә грантлар бөлүниду. Биз төвәндә мошу йеңилиқ һәққидә тәпсилий тохтилип өтүшни тоғра көрүватимиз.

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Һөкүмәт тәрипидин тәвсийә қилинған йеңи имтиязниң асасий мәхсити – яшларниң һәрбий хизмәткә болған қизиқишини ашуруш вә һәрбий хизмәтниң мәртивисини көтириш. Һәрбий борчини өтигәнләр әнди елимиздики 70 алий оқуш орунлирида билим елиш мүмкинчилигигә егә болиду. Буниң үчүн билим дәргаһлири өз һесавиға 3000 орун бөлүватиду. Алий оқуш орниға таллаш һәрбий хизмәт өтәватқан пәйттә башлиниду һәм асасән төвәндики тәләпләргә мувапиқ таллиниду. Биринчиси, һәрбий тәйярлиқни үгиниш дәриҗиси. Иккинчиси, өзиниң шәхсий тәртиви. Үчинчидин, тәвлүктики күзәт хизмити пәйтидә барлиқ мәхсус вәзипиләрни орунлишиға диққәт бөлүниду. Төртинчидин, солдатниң психологиялик әһвали нәзәрдә болиду.
Грантларни елиш үчүн мону ишларни әмәлгә ашуруш лазим: 
1. Муддәтлик һәрбий хизмәткә бериш;
2. Җәңгивар вә һәрбий-кәспий, һәрбий тәртиптә яхши нәтиҗиләр көрситиш;
3. Мудапиә министрлигиниң комиссияси һәрбий хизмәттики нәтиҗилири бойичә алий оқуш орнида һәқсиз билим елиш һоқуқини бериш тоғрилиқ қарар қобул қилиду;
4. Алий оқуш орнини вә мутәхәссисликни таллаш, Мудапиә министрлигиниң тәвсийәсини елиш;
5. Һәрбий сәптин кәлгәндин кейин икки жил ичидә алий оқуш орниға келиш һәм МБТсиз оқушқа чүшүш.
Мудапиә министрлигиниң тәшәббусиға қошулған алий оқуш орунлири қатарида әл-Фараби намидики ҚазДУ, Қ.Сәтбаев намидики Қазақ миллий техникилиқ университети, Хәлиқара әхбаратлиқ технологияләр институти вә башқиму елимиздики әтивалиқ алий оқуш орунлири бар. 
Алаһидә тәкитләш лазимки, мошундақ оқушқа чүшкәнләр стипендия алмайду. Чүнки, бу дөләт гранти әмәс, бәлки алий оқуш орни өз һесавиға бәргән имтияз. Йәни оқуш үчүн һәқ төләнмәйду, МБТ нәтиҗилириниң һаҗити йоқ. Амма, әгәр мошундақ имтияз билән оқушқа чүшкән жигит оқуш җәриянида яхши көрсәткүчләргә йәтсә, алий оқуш орни униңға стипендия бериш қарарини қобул қилиши мүмкин. 
 Бу йеңилиқниң йәнә бир алаһидилиги, һәқ төләп билим елиш мүмкинчилиги бар. Бу вақитта пәқәт МБТта алған баллниң һаҗити йоқ. Йәни, һәрбий сәптин кәлгән жигит МБТ яки башқа бир емтиһанларни тапшурмайду. Униң үчүн хәлиққә хизмәт көрситиш мәркизидин яки e-qov портали арқилиқ муддәтлик һәрбий хизмәттә болғанлиғи тоғрилиқ ениқлима елиш керәк һәм шу ениқлимини оқуш орниға тәвсийә қилиш лазим. Һәқ төләп оқушни халайдиғанлар һәрбий сәптин келип, икки жил ичидә оқушқа чүшәләйду. Бу йәрдә алий оқуш орнини вә мутәхәссиликни таллашта һечқандақ чәклимиләр йоқ. 
 Алаһидә тәкитләш лазимки, алий оқуш орунлиридики грантларни бөлүш толуқ рәқәмләштүрүлгән. Униң үчүн Мудапиә министрлиги мәхсус комиссия қуриду. Униң тәркивигә министрликниң кадрлар, билим бериш, һәрбий тәйярлиқ, тәрбийә ишлири бойичә қурулумлирини вә җәмийәтлик бирләшмиләрниң, һәрбийләрниң ата-анилири билән ишләйдиған хизмәтниң вәкиллири кириду. 
Рәқәмлик система Интернет арқилиқ ишләйду. Мошу системиға қисим командири жуқурида тәкитләнгән көрсәткүчләр бойичә баһаларни киргүзүп туриду. Бу көрсәткүчләрни өзгәртиш мүмкин әмәс. 
 Йәнә бир муһим тәрипи, һәрбий борчини өтигән яшлар алий оқуш орунлиридики һәрбий кафедриларда һәқсиз оқалайду һәм кафедриға чүшүш үчүн емтиһан тапшурмайду. Шундақла һәрбий хизмитини ада қилғанлар Мудапиә министрлигиниң һәммә оқуш орунлириға емтиһансиз қобул қилиниду.
Қошумчә қилсақ, Қазақстан Җумһурийитиниң Мудапиә министрлиги тәвсийә қилған бу йеңилиқ вә имканийәт дунияниң һечбир дөлитидә йоқ. Шуңлашқа яшларға мошу имтиязлардин пайдилиниш чоң имканийәтләрни бериду. 

93 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы