• Мәшъәл
  • 25 Мамыр, 2023

Амирниң арманлири көп

Һазир яшлиримиз арисида йеңи әхбаратлиқ технологияләр саһасида утуқларға йетиватқанлар сани көпәймәктә. Шуларниң бири — Амир Нуриев. Амир программа  түзүш бойичә җумһурийәтлик олимпиадиниң төрт дүркүн чемпиони, Қазақстан талланма командисиниң әзаси вә Хәлиқара Жаутықов олимпиадисиниң күмүч медалини йеңивалған. У Алмутида туғулған, кичигидинла математика пәнигә вә программа түзүш ишиға қизиққан. Һазир Назарбаев әқлий мәктивидә оқуватиду. 8-синипта оқуватқан пәйтидә 9-синип оқуғучилири арисида өткән җумһурийәтлик олимпиадида үчинчи орунни егиләп, бронза медалини йеңивалиду. Шундақла елимиздики әтивалиқ алий оқуш орунлириниң бири һесапланған Қазақ-Британ техникилиқ университетиниң олимпиадисиға қатнишип, грант утувалди. Оқуштин бош вақтида программа түзүш билән шуғуллинишни яхши көриду.
 Тәкитләш лазимки, мошу вақит ичидә Амир Нуриев бу саһада яхши билимгә егә болди һәм яхши тәҗрибә топлиди. Шу билимини вә тәҗрибисини өзи оқуватқан Назарбаев әқлий мәктивиниң төвәнки синиплири оқуғучилириға үгәтмәктә. Бу билим дәргаһида мошундақ тәҗрибә бар. 
 Амирниң ейтишичә, келәчәктә әң яхши ІТ-университетиға чүшүш һәм мошу саһадики йетәкчи ширкәтләрдә стажировкида болушни арман қилидекән. У бош вақтида пианино челишни, сүрәт селишни, аниме вә видеороликларни монтаж қилишни яхши көридекән. Шундақла журналистикиғиму қизиқиши бар. У өзиниң Телеграмм канилида һәрхил мавзуларға мақалилар елан қиливатиду. Мәсилән, җумһурийәтлик олимпиада уюштуруштики айрим камчилиқлар вә хаталиқлар тоғрилиқ язған мақалиси чоң қизиқишлар пәйда қилди, нурғун комментарийлар йезилди. 
Амирниң йәнә бир арманлириниң бири — технологиялик җәһәттин әң күчлүк тәрәққий әткән Япониягә сәяһәткә бериш. У өзиниң тиришчанлиғи вә билими билән һәммә арманлириға йетидиғиниға ишәнчимиз камил
Камилла ҺОШУРОВА, 
Doppalife.com сайтиниң муһәррири

75 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы