• Мәшъәл
  • 25 Мамыр, 2023

«Әссаламу әләйкүм, алтун хошнилирим»

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Миллитимиздә хошнидарчилиқ, жутдарчилиқ чүшәнчилири алаһидә қәдрийәтләргә егә. Хәлқимиздә өзини-өзи башқуруш, җәмийәттики айрим тәшкилий ишларни уюштурушта әсирләр давамида қелиплашқан әнъәниләр бар. Бу әнъәниләрни һазирму күндилик һаятимизда нәтиҗидар пайдилинип келиватимиз. Мәзкүр әнъәниләрниң әң илғар үлгилирини дөләт органлириму қоллиниши тәсадипи әмәс. 
 Алмутидики «Алтун булақ» жути анчә чоң болмисиму, өмлүги ярашқан жутларниң бири. Мәзкүр жутта қазақ, уйғурлар иҗил-инақ яшап келиватиду. Жутниң жигитбеши Һәмраҗан Сасиқовниң уюштуруши билән қәрәллик нәширләргә муштири топлаш, хәйрихаһлиқ вә мәдәнийитимизгә аит башқиму ишлар әмәлгә ашурулуп келиватиду.
 Тәкитләш лазимки, һазир қелиплашқан адәт бойичә бәзи тәшкилий ишлар иҗтимаий торлардики чатлар арқилиқму әмәлгә ашурулиду. Чүнки иҗтимаий торлар йеңи заманниң йеңи васитилиригә айланди. Бүгүнки таңда һәммимизниң ватсапта «Хошнилар» чати бар екәнлиги ениқ. Бизниң жутму буниңдин истисна әмәс. Өткәндә, муштири топлаш мәвсүми башланғанда, мән өзимизниң чат арқилиқ жутдашлиримға «мураҗиәт» елан қилған едим. Биринчиләрдин болуп «мураҗиәткә» Берик исимлиқ қазақ хошнимиз риайә қилди. Униң бир алаһидилиги, у өз сөзини таза уйғур тилида «Әссаламу әләйкүм, алтун хошнилирим» дәп башлайду. Берик өз сөзидә «Уйғур авази» гезитиниң әһмийитини тәкитләп, «гезитқа биз йезилмисақ, ким йезилиду? Мән биринчиләрдин болуп йезилимән» деди. Қазақ хошнимизниң бу иллиқ сөзлиридин кейин барлиқ жутдашлиримиз тәвринип кәтти десәм, мубалиғә болмас. Жут жигитбешиниң уюштуруши вә жутдашларниң қоллиши билән хошниларниң һәммиси гезитимизға муштири болди.
 Жуқурида ейтқинимиздәк, Берик сөзини «Әссаламу әләйкүм, алтун хошнилирим» дәп башлайду. Униң авазини аңлиғанлар Берикниң бу сөзләрни һәқиқәтәнму чин жүригидин ейтиватқанлиғини бирдин һис қилалайду. 
— Мән әсли Челәк тәвәсидин – дәйду Берик Абыканов. – Кичигимдинла уйғурлар билән дост-бурадәр, хошна болуп өстүм. Уйғур тилини әйнә шу ағинилиримдин үгәндим. Биз өскән җайда милләткә бөлүш тамамән йоқ. Шуңлашқа бизму шундақ тәрбийә елип, чоң болдуқ. Мана, Алмутиға көчүп кәлгинимгә он жилдин ашти. Әтрапимдики хошниларниң нурғуни уйғурлар. Жигитбеши Һәмраҗан жутумизни яхши башқуруп келиватиду. Мениң апам Турарму уйғур тилини яхши билиду. Балилирим яхши чүшиниду. Уйғурларда «Хошна болсаң, йөләк бол» дегән мақал барғу. Бизниң хошнилар дайим бир-биригә йөләк болуп, иҗил-инақ яшап келиватимиз. Мениң тиләйдиғиним, алтун хошнилирим аман болсун.
— Өмлүк демәкчи, жутумиз, болупму яшлиримиз наһайити инақ, — дәйду жутниң жигитбеши Һәмраҗан Сасиқов. – Бу йәрдики аилиләрниң нурғуниниң балилири 101-мәктәп-гимназиядә ана тилида билим еливатиду. Өткәндә, Роза һейти мәйрими һарписида, жутумиздики айрим аилиләргә 400 миң тәңгә көләмидә ярдәм көрсәттуқ. Уйғур тилида чиқиватқан қәрәллик нәширләргә бир кишидәк муштири болуватиду. Мән, пурсәттин пайдилинип, жутдашлиримға миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. 

168 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы