• Шәхс
  • 25 Мамыр, 2023

Виждан вә инсанпәрвәрлик йоли

Бийил бизниң қәдинас қериндишимиз, көрнәклик дөләт вә жәмийәт әрбаби Мурат Мухтароғли Әвезов 80 яшқа толди. Амма бирдин шуни иқрар қилғум келидуки, өзәң яхши билидиған, көңлүңгә йеқин, иҗадийитиму кичигиңдин тонуш болған адәм һәққидә йезиш интайин қийин екән. Шундақ болсиму, қазақ хәлқиниң һечкимгә охшимайдиған инсанпәрвәр, қамусий билимгә егә, парасәтлик зиялиси тоғрилиқ шәхсий ойлирим билән бөлүшүш мәхситидә қолумға қәләм алдим.
Мәктәп босуғисида жүргән чағлирим һелиму ядимда. Әтималим, алтинчи синипта оқуватқан пәйтим болса керәк, әйтәвир, қиш пәсли болидиған. Мәрһум һәдәм Сәкинә кәчқурунлуғи от көйүватқан мәшниң йенида олтирип, Мухтар Әвезовниң «Абай йоли» эпопеясини үнлүк оқуп берәтти. Мән мәзкүр надир әсәр билән дәсләп әйнә шундақ тонушқан. Аридин бәлгүлүк вақит өткәндин кейин қазақ классик язғучисиниң ушбу китавини вә башқиму әмгәклирини өзәм оқуп чиқтим. Шу чағларниң өзидила тәсәввурумда пүткүл һаятим давамида маңа һәмра болидиған «мениң Әвезовум» барлиққа келип үлгәргән еди.
Жиллар өтүп, әнди мән студент сүпитим билән классик язғучиниң оғли Мурат Әвезовниң җәмийәтлик паалийитини күзитип, иҗадийити билән тонушушқа башлидим. Әлвәттә, мени Мурат Әвезовниң улуғвар атисиға мунасип оғул болуп йетилгәнлиги хошал қилатти һәм мәғрурландуратти. Униң мәтбуатта елан қилинған яки ағзәки изһар қилған һәрбир сөзини өткүзүп қоймаслиққа тиришаттим. Әдипниң мону бир пикирни қәйт қилғанни яқтурмайдиғанлиғини яхши билимән. Шундақ болсиму, мениң яшлиқ, студентлиқ дәвримдики достлиримниң көпчилиги Мурат Әвезовни «қазақ хәлқиниң виждан-номуси» дәп тонуйдиғанлиғини ейтмай мүмкин әмәс. У, һәқиқәтәнму, шундақ!
Мән бу парасәтлик инсан билән 2015-жили Алмутидики Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханисида өткән баш қошушларниң биридә тонуштум. Шу жили мениң 2012- вә 2014-жилларда тарихий Вәтинимизгә уюштурулған тәркивидә өзәмму болған экспедицияләрдин кейин йезилған «Әзизанә Қәшқәр» вә «Алтишәр бойичә сәяһәт» намлиқ китаплирим йоруқ көргән еди. Китапханида адәмләр көп болғанлиқтин, тәнәпус вақтида ваң-чуң әвҗигә чиқип, бәәйни улар бир-бириниң гәплиригә қулақ салмайватқандәк билинип кәтти. Мән күч-ғәйритимни җәмләп, Мурат акиниң қешиға бардим вә өзәмни тонуштуруп, униңға китаплиримни һәдийә қилдим. У күни Мурат ағиға пәқәт мәнла әмәс, башқа иштракчиларму китаплирини соға қилди. Шуңлашқа мениңдә «Китаплиримни оқуп чиқишқа вақти йетәрмекин?» дегән гуманлиқ ойниңму пәйда болғанлиғи раст. Амма, көп өтмәй, Мурат Әвезов мәтбуатта елан қилинған сөһбәтлириниң биридә улар һәққидә иллиқ инкас билдүрди.
Мән Мурат Мухтароғли тоғрилиқ ойлиғанда, у мениң тәсәввурумда барчә дунияға тәәллуқ шәхс, пүткүл түркийләрниң, биринчи новәттә, қазақ хәлқиниң зиялий пәрзәнди сүпитидә гәвдилиниду. Қени, ундақ болса, һәр күни туғулувәрмәйдиған инавәтлик инсанниң тәрҗимиһал сәһипилирини варақлап, униң теги-тәктигә, тәрбийиләнгән муһитиға нәзәр ташлап көрәйлуқ.
Қазақ хәлқиниң дана язғучиси Мухтар Әвезов билән Фатима Ғабитованиң оғли болған у 1943-жили 1-январьда аниси сүргүн қилинған Җамбул вилайитиниң Мерке йезисида дунияға кәлгән. Мухтар Әвезовниң кишиләрни һәйран қалдуридиған хисләтлири һәққидә көп ейтилди. Мениң тәсәввурумда у Абай вә башқиму қазақ шаирлириниң шеирийитини бойиға сиңдүрүп өскән, рус вә дуния әдәбиятиниң әң яхши үлгилириниң тәсири астида тәрбийиләнгән классик әдип. Мурат Әвезовниң шәхс сүпитидә шәкиллинишидә ата-анисиниң көзқарашлири, тәғдири чоң роль ойниди. Униң анисиға болған меһир-муһәббити чәксиз. Гөдәк пәйтлиридин башлапла у анисиниң ләвзидин қазақ зимининиң мунәввәр пәрзәнтлири һәққидики һекайиләрни тиңшап өсти. Фатима Ғабитова татар миллитигә мәнсүп болсиму, қазақ тилини әҗайип яхши биләтти. У Абайниң, Ғабдулла Тоқайниң, әйни дәвирдә оқуш мәнъий қилинған Мағжан Жумабаевниң вә чоң балилириниң дадиси болған Илияс Жансүгировниң көплигән шеирлирини ядқа биләтти. Мухтар Әвезов оғли Муратниң өз миллитиниң тилини қоллинидиған даиридә өсүши һаҗәт екәнлигини дайим җекиләтти. Бүгүнки күндә 80 яшқа толған әдип анисиниң пүткүл һаятини җийәниниң балилириниң тәрбийисигә беғишлиған Хуппиҗамал исимлиқ кичик аписиниң болғанлиғини мәмнунийәт билән әсләйду. Маһир ашпәз болған у Мухтар Омарханоғлиниң илтимасиға қәтъий риайә қилатти. Кичиккинә Мурат, башқа балиларға охшашла дәмлик таамларни истимал қилғанни яхши көрәтти. Бирақ у бу тоғрилиқ пәқәт қазақ тилидила илтимас қилишқа тегишлик еди. Ундақ қилмиса, Хуппиҗамал ана униң тәливини аңлимиғанға салатти. Мурат Мухтароғлиниң шәхс сүпитидә шәкиллинишигә униң «хәлиқ дүшмининиң аяли» қалпиғи астида аниси сүргүн қилинған Мерке охшаш диққәт-етивардин чәт йезида туғулғанлиғиму иқпал йәткүзгән болса керәк дәп ойлаймән (униң көзқарашлириниң өзгичилиги, башқичә тәпәккүр қилиши бәлки шу сәвәптиндур?). 
1949-жили алтә яшлиқ Муратни дадиси Алмутидики қазақ мәктивиниң биринчи синипиға елип барди. Ата-аниси оғлиниң өз тилида билим елиши керәклигини яхши чүшинәтти. Бу мәктәптә асасән йезидин кәлгән балилар болуп, улар интернатта туруп оқуйдиған. Шуңлашқа у, бәхиткә яриша, пәқәт қазақ тилида гәп қилидиған муһитқа қайта кирди. Өз новитидә, сәра балилири билән болған өзара мунасивәтму униң шәкиллинишигә тәсир қилди. Бу униң қазақ тилини мукәммәл өзләштүрүшигила әмәс, шундақла әл-жутиниң аң-сәвийәсини, турмуш-тәризини чоңқур чүшинишигиму имканийәт яратти. У мәзгилләрдә Муратниң өзиму атисиниң мәслиһити түпәйли анисиниң йенида олтирип, «Абай йоли» эпопеясини үнлүк оқушқа адәтлиниду. Бирақ, етирап қилиш лазимки, у дәвирләрдә рус синиплириға нисбәтән қазақ синиплирида билим бериш сүпити хелә төвән болидиған. Шуниң үчүн ата-аниси Муратни төртинчи синипта рус мәктивигә авуштурушқа мәҗбур болиду. Шундақ болсиму, униң өз тилиға дегән чәксиз муһәббити мәңгү сақлинип қалди. 
Ядимизға алсақ, Мухтар Омарханоғли Ленинград университетиниң филология факультетини тамамлиған болуп, рус тилини наһайити яхши биләтти. У оғлиниңму өз тили билән қатар рус тилини мукәммәл өзләштүрүшигә көп көңүл бөлди. Шуниң нәтиҗисидә Мурат мәктәптә оқуп жүргән чағлирида қазақ, рус вә европа классик әдәбияти алимигә башчилап шуңғуп, интайин нурғун оқуди.
Мақалимиз қәһримани онинчи синипта оқуватқанда, иниси Ернар иккисини дадиси Москва билән тонуштуруш мәхситидә мәзкүр шәһәргә елип бариду. Шу чағниң өзидә Муратниң кәлгүсидә алий мәлуматлиқ болуши үчүн қайси билим дәргаһини таллаш мәсилиси күн тәртивидә туратти. У мәзгилләрдә «дуниявий химиявий инқилап» мавзуси әтрапида көп гәп-сөз болуп, шу йөнилиштә билим елиш «модиға» айлинип қалған еди. Шуңлашқа Муратқа дадиси МГУниң химия факультетини таллашни тәвсийә қилиду. Амма оғли университетниң һәрхил факультетлирини арилап чиқип, қәлби тил-әдәбиятқа йеқин болғанлиқтин, шәриқшунас болуш қарариға келиду. Мухтар Омарханоғли болса, пәрзәндиниң бу пикригә қарши болмайду. Шу жили МГУ йенида Шәриқ тиллири институти ечилған еди. Яш Мурат институтниң әрәп вә хитай бөлүмлириниң қайсисини таллаш мәсилисидә көп ойланди. Ахири, мәктәптә немис тилини үгәнгәнликтин, хитай бөлүмигә һөҗҗәтлирини өткүзди. Әрәп бөлүмигә болса, мәктәптә инглиз тилини үгәнгән учумкарлар тапшурди. Дадиси бу дөрәнму балисиниң хаһишини тоғра көрди. Чүнки Мухтар Омарханоғли қазақ хәлқиниң тарихиға аит көплигән мәнбәләр Хитайда сақлиниватиду, дәп һесаплатти һәм хәнзу тилида йезилған у һөҗҗәтләрни тәтқиқ қилишниң зөрүрлүгини чүшинәтти. 
Мурат Әвезов студент болған жилларда хитай иероглифлирини, тилини, әдәбиятини, тарихини, пәлсәпәсини вә динини әтраплиқ үгинип, ушбу хәлиқ мәдәнийитиниң сирлиқ алимигә чоңқур сүңгиди. Шуниң билән биллә Хитайда истиқамәт қиливатқан өз пушти – қазақлар билән қериндаш уйғур хәлқиниң тәғдиригиму көп қизиқти.
Өткән әсирниң 50-жиллириниң ахири билән 60-жиллириниң башлири Кеңәш Иттипақи тарихидики қийин дәвир болуп һесаплиниду. У мәзгилдә Никита Хрущев барчә аләмгә 1980-жили СССРда коммунизм қуридиғанлиғини, рус тилида сөзләйдиған кеңәш хәлқи дегән пәқәт бирла йеңи адәмләр җамаәсиниң барлиққа келидиғанлиғини җакалавәткән еди. Әлвәттә, студент Муратниң ялқунлап йенип турған яш жүриги буни задила қобул қилалматти: мабада өз тили йоқап кетидиған болса, у буниңға һәргизму бәрдашлиқ берәлмәтти. Шу жилларда Қазақстанниң һәммила йәрлиридә қазақ тилида билим беридиған мәктәпләр йепилишқа башлап, иш қәғәзлирини толтуруш, алий оқуш орунлири билән мәхсус билим бериш дәргаһлирида оқутуш пәқәт рус тилида әмәлгә ашурулди. Мечитларму йепилип, Аллаға ишәнгүчиләрниң, биринчи новәттә, имамларниң кәйнигә чүшүш қайта овҗ елип, әлдә тәҗавузкар атеизмниң гүллинишигә йол ечилди (имамниң оғли болған маңа бу яхши мәлум). Буниң һәммисини көрүп жүргән Мурат Әвезов Москва вә Ленинград (һазирқи Санкт-Петербург) шәһәрлиридики алий билим дәргаһлирида оқуватқан қазақ студентлири арисида қазақ хәлқиниң ассимиляциягә чүшүшигә қарши, миллий аң-сәвийәни риваҗландуруш йолида паалийәт елип баридиған «Жас тұлпар» мәдәний-ақартиш җәмийитини тәшкил қилиду. Яшлар өзара пәқәт қазақ тилидила сөзлишәтти. Амма улар туюқ һаләттә этникилиқ яки қәбилилик тар даиридә яшашқа болмайдиғанлиғиниму яхши чүшинәтти. Ана тилини болса, башқа мәдәнийәтләр билән бағлап туридиған көрүк дәп һесаплатти. «Тил моҗут – хәлиқ моҗут, тил йоқ – хәлиқ йоқ» чүшәнчиси яштулпарчиларниң вуҗудидин мәккәм орун алған еди. Яш вәтәнпәрвәрләр Россияниң Омск вә җумһурийитимизниң көплигән вилайәтлиридики тәңтушлири билән учришишларни өткүзди. Уларниң көзқарашлири алашордилиқларниң ғайилиригә охшап кетәтти. Уни пәқәт корларла байқимаслиғи мүмкин еди. Әлвәттә, паалийәтлиридики көплигән ғайиләр Кеңәш Иттипақида жүргүзүлүватқан рәсмий идеологиягә зит келәтти. 
Ачарчилиқ йүз бәргән өткән әсирниң оттузинчи жиллириниң башлири қазақ хәлқиниң тарихидики әң дәһшәтлик мәзгил болди. Бу ачарчилиқниң ақивитидин һәр үчинчи қазақ һалак болди. Кеңәш Иттипақиниң тәзкирисидә бу тоғрилиқ гәп қилиш мәнъий қилинған. Мурат Әвезов кичик чағлиридин башлапла өз хәлқиниң бешиға чүшкән бу күлпәт һәққидә ата-анисиниң ләвзидин аңлап өсти. Шуңлашқа у 1975-жили Қазақстан Язғучилар иттипақиниң пленумида ачарчилиқ мавзусиниң миллий иҗадийәттин орун елиши керәклигини очуқ ипадә қилди. Бу һәқиқий әрлик еди.
«Жас тұлпар» яшлар һәрикити әзалириниң көзқарашлири нурғунлиған адәмләргә мәлум болуп, илғар пикирлик шәхс сүпитидә атмишинчи жиллири пишип-йетилгән қазақстанлиқларға чоң тәсир көрсәтти. Уларниң көпчилиги демократиялик өзгиришләрни яқлиғучиларниң, мустәқил Қазақстан қурғучиларниң алдинқи қатарида болди.
Мухтар Мухтароғлиниң әмгәк паалийитиниң сәһипилирини варақлиғинимда, мән униң кәспий қизиқишлириниң хилму-хиллиғиға һәйран болимән. У атқурған хизмәтләрниң һәммисини тизип чиққум кәлмәйду. Шундақ болсиму, айримлириға тохтилип өткиним артуқлиқ қилмас. Алий билим дәргаһини тамамлиғандин кейин СССР Пәнләр академиясиниң Азия вә Африка хәлиқлири институтида тәлим алғучи-тәтқиқатчи болуп ишлиди. Кейин Вәтинигә қайтип келип, ҚазССР Пәнләр академияси Философия вә һоқуқ институтида илмий паалийәт билән шуғулланди. 1982-жилдин 1988-жилға қәдәр «Қазақфильм» киностудиясидә баш муһәррир вә бәдиий рәһбәр сүпитидә паалийәт елип барди. Бу җәриян қазақ киносиниң тарихида «алтун дәвир» дәп атилиду. Чүнки бу жилларда ишләнгән сүпити жуқури бәдиий вә һөҗҗәтлик фильмлар аз әмәс.
1980-жилларниң ахирилиридин етиварән Мурат Әвезов сәясәт билән паал шуғуллинишқа башлиди. Билим дәриҗиси жуқури, һәрқандақ адәмни өзигә мәһлия қиливалидиған, қәтъий мәвқәгә егә, өз тили билән рус тилини йетүк өзләштүргән бу инсанни бизниң вәтәндашлиримиз әйнә шу чағда телевизор экранлиридин көрүп, униң гезит-журналларда бесилған мақалә-сөһбәтлири билән тонушти. Шу түпәйли у пүткүл әлгә тонулди. Әйни вақитта яш болған мән униңға еқидә бағлап, аммивий әхбарат васитилиридә елан қилинған униң қәлимигә мәнсүп яки у тоғрилиқ мақалиларни өткүзүп қоймаслиққа тириштим. Мурат Әвезов яш чеғидила ядролуқ синақлар жүргүзүлүватқан улуқ Абайниң вә дадисиниң дияридики экологиялик апәтни байқиди. Шуниң үчүн у «Невада – Шәмәй» хәлиқара ядроға қарши һәрикәтниң вице-президенти сүпитидә бәлгүлүк ишларни әмәлгә ашурди. ҚазССР Алий Кеңишигә депутат болуп сайлинип, 1991-жили декабрьда Қазақстан Җумһурийитиниң мустәқиллиги тоғрилиқ декларацияни қобул қилған хәлиқ вәкиллириниң бири болди. 1991-1992-жилларда у Қазақстан Җумһурийити Алий Кеңишидики асасий комитетларниң бири болған Ташқи мунасивәтләр вә парламентларара бағлиниш бойичә комитетни башқурди.
Мурат Мухтароғли Қазақстан Җумһурийитиниң ХХҖдики биринчи Пәвқуладдә вә Толуқһоқуқлуқ әлчиси болғанлиғи биләнму тарихта қалидиған ярқин сима. Бу лавазимда у 1992-жилдин 1995-жилға қәдәр хизмәт қилип, икки дөләт арисидики достанә мунасивәтниң мустәһкәмлинишигә интайин чоң төһпә қошти. Билим даириси кәң, зиялий дипломат, асман асти елиниң мәдәнийити билән тарихини яхши билидиған, хәнзу тилини мукәммәл өзләштүргән у бизниң елимизниң мәнпийәтлиригә лаяқәтлик паалийәт елип барди. Әлвәттә, буниңда униң МГУ йенидики Шәриқ тиллири институтида алған билими көп роль ойниди. Мурат Әвезов ШУАРдики қазақлар билән уйғурларниң муәммалирини әтраплиқ үгәнди. 
Маһир натиқ, салаһийәтлик риясәтчи, әтрапидикиләрни өзигә қариталайдиған Мурат аға Қазақстандики «Мир» телерадиокомпаниясигә бәдиий рәһбәр болғанлиғи биләнму көпчиликниң ядида қалди. Униң Алмутидики Миллий китапханиниң мудири лавазимида ишлигән пәйтлириниму әслимәй өтүш мүмкин әмәс. Нәқ шу чағда бизниң китапхана билән аләмниң йетәкчи китапханилири арисидики мунасивәт мустәһкәмләнди. Мән бу китапханида пат-патла болимән. Бирнәччә қетим китаплиримниң тонуштуруш мәрасимлири шу йәрдә өтти. Хадимларниң көпчилиги өзлирини Мурат Әвезовниң шагиртлири дәп һесаплайду һәм униң билән пәхирлиниду.
Әлвәттә, Мурат аға пүткүл һаяти давамида дадисиниң иҗадийитигә тәкрар-тәкрар мураҗиәт қилип кәлмәктә: Мухтар Әвезовниң Мирасгаһ-өйиниң илмий хадими болған еди, һазир классик язғучи фондиниң президентидур.
У «Алтишәр бойичә сәяһәт» намлиқ китавим билән тонушуп чиққандин кейин, биз җәнубий пайтәхттә болуп туридиған һәрхил тәнтәниләрдә яки мәдәний чарә-тәдбирләрдә учришип қалсақ, бир-биримиз билән иллиқ көрүшидиған болдуқ. Шу арилиқта мән Астанада көрнәклик тиҗарәтчи, «ТУРАН ТВ» телеканилиниң рәһбири Роман Ботабеков билән тонушуп қалдим. Роман пәқәт тиҗарәтчила әмәс, шундақла интайин иҗадий шәхс, сәяһәтчи, спортчи вә әҗайип риясәтчи екән. У мени өз вақтида Д.Қонаев, Л.Брежнев охшаш сәясий әрбаплар көп йол маңған сабиқ һөкүмәт вагонлири билән Җәнубий Қазақстан бойичә сәяһәт қилишқа тәклип қилди.
Романму Мурат Мухтароғлиға наһайити чоң һөрмәт билән қарайду. Уларниң арисида интайин иллиқ қериндашлиқ йеқинчилиқ моҗут. Тәбиий мәнзириси көркәм җайлардиму пат-патла биллә болиду. Роман «ТУРАН ТВ» үчүн бу парасәтлик инсан билән бирнәччә қетим сөһбәтләрни уюштурди.
Р.Ботабеков узун жиллардин бери қазақ хәлқиниң даңлиқ пәрзәнди Динмухамед Қонаевниң шанлиқ һаят йолини кәң тәрғип қилиш билән шуғуллинип келиватиду. У өз мәблиғи һесавиға һечкимгә охшимайдиған бу улуқ әрбапқа беғишлап бирнәччә ядикарлиқ орнатти. Әйнә шу хәйри-сахавәтлик достум 2021-жилниң декабрь ейида мени Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисида қәд көтәргән Д.Қонаевниң ядикарлиғиниң ечилиш тәнтәнисигә тәклип қилди. Бу тәнтәниниң әң асасий меһмини Мурат Әвезов болди. Сәпәр җәриянида мән дәсләпки қетим униң билән узақ вақит сөһбәтлишип, һөзүр-һалавәткә бөләндим. Мурат Әвезовниң Д.Қонаевқа болған сий-илтипати бөләкчә. Бу мәшһур шәхсни у, әлвәттә, тонатти. Шундақ болсиму, мени Мурат ағаниң кәмтарлиғи һәйран қалдурди. Гәрчә һаят тәҗрибиси мол болсиму, у өзи тоғрилиқ әмәс, бәлки өзи шаһиди болған вақиәләр һәққидә тиңшиғучини һелиқтурмай һекайә қилатти. Шуниң билән биллә у интайин сәзгүр һәм диққәтчан екән. Мән униң сөһбәтдишиниң сөзини «қизиқип тиңшайдиған» вә қизиқ болмисиму, «бөлмәй тиңшайдиған» хислитиниң бар екәнлигини байқидим. Бәхиткә қарши, иҗадийәт адәмлириниң арисида бу интайин кам учришидиған һадисә. Мурат аға Қонаев һәққидә нурғун иллиқ гәпләрни қилди. Чаринда нәқ шу кишигә ядикарлиқ орнитилғанлиғиға чәксиз хошал болди. Мошу йәрдә өз қәһриманимниң мәвқәсиниң қәтъийлигигә вә садақитигә тохтилип өткүм келиду. Униң Қазақстанниң сабиқ рәһбиригә болған сәмимий көзқариши вәзийәттин, вақиттин қәтъий нәзәр һечқачан өзгәрмиди. Қонаевниң хәлқимиз үчүн қилған әмгәк-әҗрини дайим мәмнунийәт илкидә тилға елип жүриду.
2022-жилниң баһар пәслидә мән Мурат Мухтароғлини өз өйүмдә қарши елиш шәрипигә егә болдум. Роман Ботабеков билән Қалдыгүл Жаныбаеваму меһманға һәмра болуп кәлди. Улар билән биллә өткүзгән дидар-ғенимәт дәмләрни мән һечқачан унтумаймән. Ишиниңларки, бу интайин ширин дәқиқиләр. Мурат ағаниң сөзлирини тиңшиғансири, тиңшиғуң келиду. У көп нәрсиләргә үгитиду, бирақ һәргиз «үгән» дәп мәҗбурлимайду. Өзини «қамус» десиму болиду, инглиз тилини билиду, антикилиқ дәвир билән Ғәрип мәдәнийитини «ичивалған», бирақ Шәриққә дегән муһәббити һәммисидин күчлүк. Биз у күни һәрхил мавзулар әтрапида гәп қилдуқ. Амма униң болупму Қәшқәр билән Турпан тоғрилиқ ейтип бәргәнлири ядимда яхши сақлинип қалди. Әдип хәлқимизниң, җүмлидин бу қедим шәһәрләрниң тарихини кәспий дәриҗидә билидекән. Қедим турпанлиқларниң кәшпияти болған каризларни мәдһийилисә, мәғрурлиниш һиссиятлири орғуп-ташиду. Махмут Қәшқәрий яки Йүсүп Хас Һаҗип һәққидә саатлап тохтимай сөзлиши мүмкин. Хәлқимизниң сәнъитини, болупму «Он икки муқамни» интайин яхши көриду һәм зоқмәнлик билән қобул қилиду. Мениң пәрәзимчә, қазақ хәлқиниң тарихида Мурат Мухтароғли Чоқан Вәлихановниң әнъәнилирини давамлаштурғучидур. Ч.Вәлихановму өз вақтида Қәшқәриядә болуп, у һәққидә язған һәм уйғур сәнъитидин бәһримән болған еди. 
Мурат аға өзи үчүн уйғурларниң қериндаш һәм йеқин хәлиқ екәнлигини дайим алаһидә тәкитләп жүриду. У: «Исмайилҗан, тәғдир маңа даңлиқ уйғур уссулчиси Айтулла билән тонушуш пурситини һәдийә қилди. Хельсинки шәһиридә Дуниявий яшлар фестивали өтүватқан 1965-жили мән тәрҗиман сүпитидә Финляндия билән болған чегарида хитай делегациясини күтүвелип, уларға һәмра болдум. Делегация тәркивидә талантлиқ Айтулламу бар еди. У Хельсинкида уйғур уссулини иҗра қилип, баш мукапатқа, йәни Алтун медальға сазавәр болди. Аридин талай жиллар өтүп, Қазақстанниң ХХҖдики әлчиси болуп жүргән чеғимда, шу даңлиқ уссулчи 50 яшқа толди. Мән униң билән учришип, мәшһур сәнъәткарни тәвәллуди билән тәбриклимәкчи һәм көп жил илгири йүз бәргән шу вақиәни ядиға салмақчи болдум. Биз узунғоллуқ 50 қизилгүлни Беҗин шәһиридин аран тепип, Айтуллини тәбриклидуқ. Кейинирәк у көрнәклик педагогларниң биригә айлинип, һәрхил мәмликәтләрдин, җүмлидин Қазақстандинму шагиртларни қобул қилип, уларға уссулниң қир-сирлирини үгәтти. Исмайилҗан, мән сениң тәсәввуруңдики мәшһур уйғурлар қатаридин униңму мунасип орун егилигинини халаймән» дәп сөзләп бәргән еди.
Мошу йәрдә мән қәһриманимниң дадиси тоғрилиқ гәплиримни йәнә давамлаштурғум келиду. Хәлқимизниң истедатлиқ язғучи Һезмәт Абдуллин «1954-жили мениң «Гүлстан» дегән повестим айрим китап болуп нәшир қилинди. Мән униң бир данисини мәшһур Мухтар Әвезовқа соға қилмақчи болдум. Шу мәхсәттә язғучини издәп тепип, китапни қолиға тутқуздум. Тәбиийки, у китап уйғур тилида йезилған еди. Шундақ болсиму, Мухтар Омарханоғли униң билән тонушуп чиқип, әйни чағда пәқәт бирла китапниң муәллипи болған мени қәтъий тәләп қоюш арқилиқ Язғучилар иттипақиға қобул қилғузған еди» дәп әсләйду.
Ата изини басқан Мурат Мухтароғлиму тили, тарихи, мәдәнийити, дини, әнъәнилири охшаш болған түркий хәлиқләр өзара һәмкарлишиши, чегариниң һәр икки тәрипидики қериндаш қазақ вә уйғур хәлиқлири бир болуши лазим дәп һесаплайду. Хитай вә түркий хәлиқләр алиминиң мәсилилирини кәспий дәриҗидә тәтқиқ қилип үгәнгән инсанпәрвәр вә шәриқшунас әдип ШУАРда истиқамәт қиливатқан хәлқимизниң паҗиәлик тәғдири һәққидә бирнәччә қетим пикир билдүрди.

Униң билән болған сөһбәтләрниң биридә мән: 
– Сизгә чин жүригимдин миннәтдарлиқ билдүргүм келиду! Чүнки Сиз 2009-жили июльда Үрүмчидә йүз бәргән қайғулуқ вақиәләрдин кейин уйғур хәлқини һимайә қилған санақлиқ қазақ зиялилириниң бири сүпитидә пикриңизни очуқ изһар қилдиңиз, – дегән едим. Шу чағда у:
– Бу бизниң нәсәбимизгә аит әнъәнә. 1952-жили дадам Мухтар Әвезов, бешини хәтәргә тиккән һалда, қирғизларниң эпоси – «Манасни» һимайә қилип сөзлигән еди, – дәп қисқила җавап қайтурди.
Һәқиқәтәнму, Әвезовлар аилисиниң иҗадий издинишлиридә һәммә нәрсә өзара мәккәм чигилип кәткән. Бу йәрдә Абай билән Чоқан исимлириниңму гирәлишидиғанлиғини байқаш мүмкин. Мәсилән, өз вақтида қирғизларниң эпоси «Манас» тоғрилиқ дәсләп Чоқан Вәлиханов язған еди, Мухтар Әвезов болса, уни қоғдап, сақлап қалди. Қәшқәрияни тәтқиқ қилған дәсләпки қазақ мутәхәссиси Чоқан Чиңғизоғли болса, замандашлиримиз арисида бу ишни Мурат Мухтароғли билән у яқниң қизи Зифа-Алуа Әвезова давамлаштуруватиду.
Мошу йәрдә Зифа-Алуа Әвезованиң илмий паалийитигә алаһидә тохталғум келиду. У ғоллуқ түркийшунас алим. Әгәр мән қәшқәрлик уйғурларниң әвлади болған өзәм үчүн һаятимдики әң әтивалиқ китапларниң бири Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әмгиги десәм, көпчилик мени тоғра чүшиниду дәп ойлаймән. Мән өткән әсирниң сәксининчи жиллириниң башлирида Ибраһим Мути, Имин Турсун вә башқа тилшунас алимлар тәрипидин заманивий уйғур тилиға өрүлгән «Түркий тиллар луғити» билән тонушуш бәхтигә муйәссәр болдум. Ушбу илмий әмгәк Үрүмчи шәһиридә нәшир қилинған болуп, уни маңа Қәшқәрдики кичик дадилирим әвитип бәргән еди. 
2005-жилизә мән луғәтниң Зифа-Алуа Әвезова тәрипидин тәрҗимә қилинған русчә нусхиси билән тонуштум. Бу пәқәт түркийшунаслиқтила әмәс, бәлки барчә шәриқшунаслиқ илимида тәқәзалиқ билән узақ вақит күткән тәрҗимә. Мундақ дейишимниң сәвәви, мән хелә бурунирақта, йәни өткән әсирниң сәксининчи жиллириниң башлирида әйнә шундақ ишниң планлиниватқанлиғи тоғрилиқ оқуған едим. Амма аридин талай жиллар өткәндин кейин мундақ җиддий әмгәкни тәләп қилидиған мәсъулийәтниң һөддисидин йәнә бир улуқ түрк оғлани, мениң сөйүмлүк язғучилиримниң бири болған Мухтар Әвезовниң нәвриси – техи яш һәм кәмтар, жирик алимә Зифа-Алуа Муратқизи чиқишқа муваппәқ болди. Бу һәқиқий илмий җасарәттур. Әмгәксөйгүч һәм қабилийәтлик алимә пүтүн институтлар әмәлгә ашуралмиған ишни рояпқа чиқарди. Дәсләпки қетим мән бу тәрҗимини бәәйни қизиқ романдәк оқуп чиқтим. Һазирзә униң қандақла сәһиписини ачмай, жирақта қалған ХІ әсирдики түркий тил алимигә сүңгүш мениң үчүн һәрқачан интайин қизиқ. Шуңлашқа ушбу әмгиги түпәйли Зифа-Алуа Муратқизиниң түркийшунаслиқ тарихидин мәңгүлүк орун алғанлиғиға ишәнчим камил. 
Мухтар Әвезов, Мурат Әвезов, Зифа-Алуа Әвезова... Әнъәнә давамлашмақта.
Шуни әслитип өткүм келидуки, Әвезовлар ғоҗилар әвладидур. Улар һәрқачан Мәркизий Азиядики мусулман хәлиқләр арисида илим-мәрипәт тәрғип қилиш, ақартиш ишлири билән шуғулланған. Бу аилиму заманивий шараитта әҗдатлириниң паалийитини давамлаштуруватиду.
Әнди баш қәһриманимиз һәққидики пикирлиримизгә қайтип келәйли. Мурат Әвезовниң һаятта өз йоли бар. У – һар-номус вә инсанпәрвәрлик йоли. Мурат аға улуғвар атисиниң мунасип пәрзәнди, һечқачан жуқуридикиләргә хошамәт қилғини йоқ. Буниңға көз йәткүзүш үчүн униң «Жас тұлпардики» җәмийәтлик вә мустәқиллик жиллиридики сәясий паалийитини әслисәк, шу купайә. Әдип ялған атақ яки мәнсәп кәйнидин қоғлимиди. Мәсилән, М.Әвезовниң қамусий билимгә егә екәнлиги, жирик хитайшунас алимлиғи мәлум, амма у «филология пәнлириниң намзити» дегәндин (намзатлиқ диссертацияниң өзиниму яш вақтида һимайә қилған еди) нериға өтмиди. 1990-жилларниң башлирида вә 2000-жилларда бәзиләр, һәтта илим-пәндин тамамән жирақ адәмләрму, пән доктори, Қазақстан Җумһурийити Миллий Пәнләр академиясиниң академиги болувалди. Парасәтлик Мурат аға уларниң қатариға қошулмаслиқни қарар қилған болса керәк дәп ойлаймән.
У еришкән дөләтлик мукапатларму аз әмәс, амма униң үчүн әң муһими – өз хәлқиниң меһир-муһәббити вә иззәт-һөрмити.
Мурат Әвезовниң дунияни тонуш йолидики қизиқиши интайин үстүн һәм униң бу һәвәси 80 йешидиму қилчә пәсәйгини йоқ. Әксичә, жиллар өткәнсири техиму күчәймәктә. Парасәт егиси һәр күнини үгиниш, ойлап, тәпәккүр қилиш билән өткүзиду. Бу Махмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип, әл-Фарабийлардин башлап давамлишип келиватқан Шәриққә тәәллуқ әнъәнә. Мән атақлиқ Бухар жырауниң «Әң дәһшәтлиги, адәмниң сәкратта йетип туюқсиз һаят һәқиқитини чүшәнгини» дегән сөзлирини пат-пат әсләймән. Һәқиқәтәнму, бу һаятниң һәқиқитини, униң қәдир-қиммитини җан һәлқумға келип қалғанда, йәни қолуңдин һечнәрсә кәлмәйдиған пәйттә кечикип чүшәнгәндин дәһшәтлик нәрсә болмиса керәк. Шуңлашқа мән Мурат ағаниң ахирәттә өкүнүп қалмаслиғи үчүн буниңдин кейинму һаятиниң һәр күнини үгиниш, йеңилиқ ечиш, һәқни издәш билән өткүзүп, узақ вә бәхитлик өмүр сүрүшини Алладин чин жүригимдин сораймән. 
Мениң үчүн устаз, ака һәм қаяш болған Мурат Мухтароғлини 80 яшлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик, аиләвий бәхит вә иҗадий утуқларни тилигүм келиду.

Исмайилҗан ИМИНОВ,
язғучи, публицист

422 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы